Архип
2012-12-22
Дадам билән апам шәһәрдин келип мениң әмгәккә чиқип кәткинимни көргәндин кейин, бирәр мәҗбурийәт болмиса бизниң келишимизни күтмәй ишқа чиқип кәтмәйтти, дәп бирәр көңүлсиз әһвалниң болғанлиқидин гуман қилип көңүллири яман болған икән.
2012-12-21
Керийә наһийилик маарип идарисиниң “2012-йили керийә наһийисидики толуқ оттура мәктәпкә оқутқучи қобул қилиш елани” да қобул қилинидиған 36 нәпәр оқутқучиниң миллити хитай болуш тәләп қилинған шәрт, 10-декабир күни хитайдики аммиви тор бекәтлиридә көчүрүп бесилғандин кейин, тордашлар арисида наразилиқ қозғиған.
2012-12-21
20-Декабир күни хитайдики аммиви тор бекити шинлаң тор бекитидә үрүмчи-бейҗиң оттурисида қатнайдиған (т69、т70)пойизда бирму мусулман ашпәзниң йоқлуқи инкас қилинған, “пойиздики һалал тамақта пәқәт тәхсила һалал ” мавзулуқ бир язма тор бәтлиридә уйғур тордашлар арисида наразилиқ инкаслири қозғиған.
2012-12-21
Бүгүн 21-декабир мая календариниң ахирлашқан күни шундақла хәлқ арисида тарқалған “қиямәт қайим” ривайитидики “2012-йили 21-декабир заман ахири башлиниду” дейилгән күн.
2012-12-21
Мәркизи париждики“чеграсиз мухбирлар тәшкилати” бу йиллиқ доклатида һазирғичә түрмидә тутуп турулуватқан 200 мухбирниң йерими хитайда икәнликини билдүрди.
2012-12-21
Хитай иҗтимаий пәнләр тәтқиқат җәмийитиниң йеқинда елан қилған “2012-йиллиқ җәмийәт мулазимити көк ташлиқ китаби” дин ашкарилинишичә, хитайдики сәккиз чоң шәһәргә қарита елип берилған тәкшүрүш нәтиҗисидә хитайдики шәһәр пуқралиридин тәхминән 40% аһалә бихәтәрликини нәзәрдә тутуп кечиси талаға чиқмайдиғанлиқини билдүргән.
2012-12-21
Бүгүн президент обаманиң иккинчи нөвәтлик президентлиқ мәзгилидә америка дөләт ишлири министирлиқиға демократ дөләт мәҗлис әзаси җон керрийни намзат қилип көрситидиғанлиқи елан қилинди. Әгәр җон керрий дөләт мәҗлисидә йетәрлик авазға еришсә, у һазирқи америка дөләт ишлири министири һилларий килинтонниң вәзиписини тапшурувалиду. Һазир мәтбуатларда җон керрийниң қандақ ташқи сиясәт йүргүзидиғанлиқи қизғин муназирә қилинмақта.
2012-12-21
Дуняда йүз бериватқан һәқсизлиқләрниң һәрқандиқиниң бир пәрдизи яки бир баһаниси мәвҗуттур; әмма уйғур районида йүз бериватқанлириниң ундақ әмәс.
2012-12-21
Дуня аммивий ахбарат васитилиридә уйғурларниң өз әркинликини қолға кәлтүрүш вә миллий мустәқиллиқиға еришиш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқи тоғрилиқ мәлуматлар орун алмақта.
2012-12-21
Шветчә чиқидиған “шиветсийә мәмликәтлик ислам дини җәмийти” ниң тор бетидин мәлум болушчә, шветсийә мәмликәтлик ислам дини җәмийтиниң 32 - қетимлиқ ислам мәсилилири йиғини - 12йниң - 23күнидин - 25күнигичә стокһолимда ечилидиған болуп, бу йиғинда уйғур мәсилиси тонуштурулмақчи.
2012-12-21
Йиллардин бери түркийә җумһурийтиниң пүтүн районлирида сестимилиқ һалда шәрқий түркистанни тонуштуруш паалийитини давам қиливатқан дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сийит түмтүрк әпәнди 21 - декабир күни түркийиниң әң даңлиқ саяһәт шәһәрлиридин бири болған анталийә шәһириниң ақ деңиз университетида шәрқий түркистанни тонуштуруш паалийити елип барди.
2012-12-21
Хитайда, мая калиндариға асасән, 12 - айниң 21 - күни заман ахири болидиғанлиқи тоғриисда тәшвиқат вариқи тарқатқан кишиләрдин 1000 кишиниң тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлди.
2012-12-20
Илһам тохти әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, йеқинда ғулғулиларға сәвәб болған уйғур оқуғучи атикәм розиниң паспорт илтимасиниң рәт қилиниш вәқәси һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
2012-12-20
Истанбулдики һилтон гардән меһманханиниң йиғин залида ечилған, дуня түрк яшлар бирликиниң 15-нөвәтлик йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти. Йиғин ахирида, түрк дунясиға алақидар 15 маддилиқ қарар елинған болуп бу қарарлар йиғинда елан қилинди.