Архип
2012-10-23
Уйғур тор бәтлириниң хәвәр қилишичә, уйғурларниң йеқинқи заман тәнтәрбийә саһәсидики мәшһур устаз, уйғур аптоном районлуқ тәнтәрбийә идарисиниң бокс теринери, мәшқавул абликим абдурешит бу йил 10-айниң 23-күни әтигән саәт 12 дин 45 минут өткәндә 54 йешида кесәл сәвәби билән биз билән мәңгүлүк видалашти.
2012-10-23
Америка демократлар президент намзати барак обама билән җумһурийәтчиләр намзати мит ромней, сәйшәнбә күни кәчтә 3-қетим бәс-муназирә елип берип, оттура шәрқ, әрәб баһари, иран мәсилиси, исраилийә, хитай қатарлиқ дөләтләр билән болған мунасивәтни талаш-тартиш қилди.
2012-10-23
Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, шаңхәй төмүр йол идариси дүшәнбә күни бәлгилимә чиқирип, буниңдин кейин шаңхәйдин уйғур или, тибәт вә бейҗиңға қатнайдиған учқур, тез сүрәтлик вә нормал пойиз беләтлириниң йолучиларниң кимлик исми билән сетилидиғанлиқини елан қилған.
2012-10-23
Хоңкоң ахбарат васитилириниң “җуңго кишилик һоқуқ, демократийә учур мәркизи” дин нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, бир уйғур корла шәһиридики бир сақчи понкитиға һуҗум қилип кирип, хитай сақчилар билән тоқунушқан вә бир сақчини яриландурған.
2012-10-23
Уйғур боскчилиқиниң бәрпачиси, атақлиқ бокс мәшқавули, “шинҗаң бокс һәрикитини башқуруш мәркизи” ниң башлиқи абликим абдурешит сәйшәнбә күни вапат болуп, уйғур бокс һәйранлирини еғир мусибәт вә чоңқур қайғуға салған.
2012-10-23
22-Өктәбир, гәнсуниң тибәтләр олтурушлуқ гәннән аптоном областида йәнә бир тибәт өзини көйдүрүп, хитай һөкүмитиниң тибәт сияситигә наразилиқ билдүргән.
2012-10-22
Дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән һәҗичиләр мәккә мукәррәмгә йиғилип, һәҗ паалийитиниң ахирқи тәйярлиқини пүттүрди. Һәҗ паалийити зулһәҗҗиниң8 и, йәни чаршәнбә күни башлиниду. Сәуди әрәбистанда олтурушлуқ муһаҗирлар уйғур һәҗичиләрниң наһайити қаттиқ контроллуқ астида һәҗ қиливатқанлиқини тәнқид қилди.
2012-10-22
5-Июл вәқәсидин кейин германийигә келип сиясий панаһлиқ тилигән қорумиға йәтмигән уйғур яш өсмүрлириниң көпийиши вә уларниң панаһлиқ тиләш йолида учраватқан мәсилиләр германийә көчмәнләр идариси кишилик һоқуқ органлириниң диққитини тартқан.
2012-10-22
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 8-ноябир хитайда ечилиш алдида турған 18-қурултай һарписида, хитай даирилири җәмийәт муқимлиқини сақлаш үчүн һәр хил тәдбирләрни күчәйткән.
2012-10-22
Түркийә пайтәхти әнқәрәниң әң чоң районлиридин бири болған кәчи өрән райониниң чичәкли мәһәллисидә “әйса йүсүп алиптекин бағчиси” қурулди.
2012-10-22
Бу йил 10 айниң 8-күни атуш шәһириниң топа райони, йәни таҗикистан чеграсидики 1-амбарға от кетип, йүздин артуқ уйғур содигәрниң мели көйүп кәтти. От апити әтигән саәт 8 ләрдә йүз бәргән болуп, бирнәччә саәт давамлашқан.
2012-10-22
Бир қисим уйғур зиялийлири вә алимлири уйғур хәлқи арисида пәнни омумлаштуруш, миллий сапани вә миллий роһни өстүрүш җәһәтләрдә муһим ролларни ойниди.
2012-10-22
10-Айниң 20-күни җәнубий австралийидә өткүзүлгән балилар һәптиликигә уйғур тили мәктипиму қатнашти.
2012-10-22
Хитайда бир түркүм тор әзалири хитай хәлқ қурултийиға очуқ хәт йезип, чуңчиң шәһириниң сабиқ партком секретари бо шиләйниң вәзиписидин қалдурулушиға наразилиқ билдүргән.
2012-10-22
Өткән һәптә хитай пуқраси болған бир қурулуш ишчиси, негирийидә қораллиқ һуҗумға учрап өлгән иди.