Архип
2012-03-29
Хитай даирилири 2012-йилида уйғур елиниң байлиқлирини ечиш қәдимини тезлитиш үчүн җиддий һәрикәт қилмақта.
2012-03-28
Уйғур елидики иш пурсәтлири хитай көчмәнлири тәрипидин игилинип, әксичә уйғур яшлириниң, болупму уйғур қизлириниң хитай өлкилиригә түркүмләп йөткилиши уйғурларда әң күчлүк наразилиқ қозғап кәлмәктә.
2012-03-28
Қәшқәр вилайәтлик оттура сот мәһкимиси дүшәнбә күни һөкүм чиқирип, қағилиқ 28-феврал “бәхт йоли вәқәси” гә қатнишип қолға елинған абдукерим мамутни өлүм җазасиға һөкүм қилған.
2012-03-28
Биз алдинқи қетимлиқ аңлитишимизда 1990-йилидики барин инқилаби мәзгилидә түрмигә ташланған вә 22-йилдин кейин хитай түрмисидә өлүп кәткән мәхәт һәсән һәққидә өткүзүлгән сөһбәтниң бир қисимни аңлатқан идуқ.
2012-03-28
Уйғур аптоном районлуқ нахша-усул өмики хәлқара мәдәнийәт тәшкилати түркийидә уюштурған норуз паалийитигә қатнишип уйғур дияриға қайтти.
2012-03-28
Муҗаһид қәшқәрли һазир йеңи-йеңи шеирларни ядлап йиғин, мурасим вә телевизийә қаналларда шеир оқушни давам қилмақта.
2012-03-28
Әрәб дунясида бир йилдин көпрәк вақиттин бери давам қилип келиватқан әрәб баһари үчүн төлиниватқан бәдәлләр һәқиқәтән еғир вә көп болғанлиқи ениқ.
2012-03-28
1941-Вә 1945-йиллардики улуғ вәтән уруши йиллири совет армийиси явропа хәлқини фашистик германийидин азад қилип, милйонлиған хәлқләрни фашизмдин сақлап қалған иди.
2012-03-28
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, хитай даирилири 3-айниң 24-күни, чоң қуруқлуқта аҗиз милләтләрни вә аиливи диний тәшкилатларни қоғдаш қанун мулазимити билән шуғулланған адвокат гав җичеңниң һазир шаярдики түрмидә икәнликини ашкарилиди вә униң туғқанлириға шаярға берип мәһбус йоқлашқа болидиғанлиқини уқтурди.
2012-03-28
“шинхуа агентлиқи” бүгүн, хитайниң йеңи чегра ишләпчиқириш-қурулуш армийиси (биңтуән) дә 3-айниң 27-күни бихәтәрлик идариси қурулди, дәп җакарлиди.
2012-03-28
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, муһаҗирәттики тибәтләрдин миңлиған адәм бүгүн йеңи деһлида, һиндистанға кәлгән хитай рәиси ху җинтавға болған ғәзипини ипадиләш үчүн намайиш өткүзди.
2012-03-28
Б б с ниң баян қилишичә, японийә сақчилири 3-айниң 27-күни, японийә ширкәтлиридә ишләш җәрянида японийиниң “мазак” маркилиқ даңлиқ қурулуш үскүнилириниң чертйожини оғрилиған хитай җасус гумандарини қолға алди.
2012-03-28
Б б с ниң баян қилишичә, бүгүн хитай һөкүмити баянат елан қилип, австралийини хитай ширкәтлириниң содидики әркин риқабитини чәклиди дәп әйиблиди. Бу, хитайниң австралийә йеқинда хитай хуавей ширкитигә чәклимә қойғанлиқиға қайтурған инкаси болуп һесаблиниду.
2012-03-27
Хитай даирилири “ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәп ишқа орунлаштуруш” сиясити арқилиқ йезилардики иш күтүп турған уйғур яшларни, 2004-йилидин башлап рәсмий пилан бойичә хитай өлкилиригә йөткәшкә башлиған иди.
2012-03-27
Бир нәччә күндин буян хәлқарада, хитай билән чәтәл ширкәтлири оттурисида тиҗарәт мәслиһәтчиси болуп келиватқан әнглийә пуқраси нейл һейвутниң чуңчиңда уштумтут өлүп кәткәнлики бо шиләйгә четилидиған мәсилә икәнлики һәққидә мақалә елан қилиниватиду.