Архип
2012-03-24
500 Гә йеқин намайишчи шәнбә күни алмутада намайиш қилип, өткән йили өктәбирдә жанавзән нефит шәһиридә қазақ сақчилириниң оқида өлгән намайишчиларға матәм тутти вә тутулған намайишчиларни қоюп беришни тәләп қилди.
2012-03-24
Хитайниң һөкүмәт игидарчилиқидики тор бәтлиридә далай ламаға һуҗум қилинған бир обзор бесилған болуп, обздар далай лама “натсистлар ға охшаш миллий өчмәнлик пәйда қилди” дәп әйиблигән.
2012-03-24
Америка президенти обама шәнбә күни әтигән 53 дөләт рәһбири қатнишидиған ядур бихәтәрлики йиғини үчүн вашингтондин асияға қарап йолға чиқти.
2012-03-24
Бүгүн силәргә алди билән өзиниң барлиқини вәтәнниң һөрлүки үчүн ативәткән вә бу йолда һаятиниң ахириғичә тинимсиз күрәш елип барған, икки җумһурийәтниң авангарт җәңчиси, хитайниң қараңғу вә зәй түрмисидә 30 йил азаб чәккән, яшинип қалғиниға қаримай, һөр дуняға интилип, аримиздин мәзгилсиз айрилған мәрһум инқилабчи барат һаҗи һәққидә ишләнгән программини диққитиңларға сунимиз.
2012-03-24
Тамақни йәп болғандин кейин саҗисә маһинурдин: - сиз шундақ юқури дөләтлик нахша - усул ансанбилидин қандақ қилип бу йәргә келип қалдиңиз? дәп сорап қалди. Мәнму билгин келип қизиқип маһинурға қаридим.
2012-03-23
Уйғур аптоном район даирилири һазир уйғур елиниң барлиқ җайлирида кәң көләмлик нопус әһвалини тәкшүрүш һәрикитини башливәткән.
2012-03-23
Йәрлик даириләр тәрипидин нәзәрбәнд қилинип, бейҗиңға берип әрз қилиштин тосуп қелинған нурунгүл һәм әмәт қасим қатарлиқ әрздарлар, хитайда бәлгиләнгән қануний бәлгилимиләр бойичә, йәрлик даириләрдин әрзини һәл қилишни тәләп қиливатқанлиқини билдүрди.
2012-03-23
Хитайниң хоңкоңдин башқа йәнә бир алаһидә райони болған макавда енгилизчә вә хитайчә чиқидиған гезитләрдә, хитайниң мәркизи комитет сиясий бюро әзаси бо шиләйниң макавдики қимарханилардин нери кәтмәйдиған қара гуроһлар билән болған мунасивәтлири һәққидә хәвәрләр елан қилинди.
2012-03-23
Д у қ ниң 4 - нөвәтлик вәкилләр қурултийи вә 6 - нөвәтлик уйғур рәһбәрләрни тәрбийиләш курсини 2012 - йили 5 - айниң 14 - күнидин 20 - күнигичә японийәниң пайтәхти токйода ечиш қарар қилинғандин кийин, мәхсус “қурултай тәйярлиқ комитети” қурулуп, тәйярлиқ хизмәтлири җиддий шәкилдә елип берилишқа башлиған иди.
2012-03-23
Һаятлиқ мусаписидә һәмишә хушаллиқ, һәмишә утуқла болмайду. Инсан бәзидә маддий вә мәниви зиян - зәхмәтләргә, йеңилишларға учрап туриду. Зиян - зәхмәт аччиқ, йеңилиш аччиқ, пиланниң бәрбат болуши аччиқ, демәк зиян тартиш шундақ аччиқ нәрсә.
2012-03-23
Уларниң бәзилири өтмүш тарихиға мураҗиәт қилип, хәлқиниң бешидин өткән сәргүзәштләрни, униң һаят вә күрәш йолини әкс әттүрсә, бәзилири күндилик турмушта учрайдиған һадисиләрни тәсвирләйду.
2012-03-23
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим йеқинда америка җорҗтавен университетида нутуқ сөзләп, америка һөкүмитини уйғурлар һәққидә қанун чиқирип, уйғур мәсилисини америка сияситиниң күнтәртипигә киргүзүшни, хитайға бесим ишлитип, уйғурлар билән хитай һөкүмити арисида сөһбәт елип берилишқа түрткә болушини тәләп қилди.
2012-03-23
4-Айдин башлап қәшқәр билән хитайниң хоңкоң алаһидә райони арисида йолучилар айропилан қатниши йолға қоюлидиғанлиқи елан қилинди.
2012-03-23
Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, хитай сәһийә даирилири өлүм җазаси берилип иҗра қилинған мәһбусларниң ички әзалирини көчүрүшкә чәклимә қоюп, қаза қилған кишиләрниң ички әзалирини ианә қилиш системисиға көчидиғанлиқи, бу системиниң кәлгүси 5 йил ичидә йолға қоюлидиғанлиқини билдүргән.