Архип
2012-04-30
Әма кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчеңниң нәзәрбәндтин қечип чиққанлиқ вәқәси дуня ахбарат васитилиридики әң қизиқ темиларниң бири болуп қалди.
2012-04-30
Бир уйғур вә бир хитай зиялийси мулаһизисидә уйғур елидә биринчи қол башлиқларниң асасән хитай болидиғанлиқи вә аз санлиқ милләт кадирлирида иқтидар, тил вә ишәнч мәсилисиниң мәвҗутлуқини илгири сүргән.
2012-04-30
Америкида паалийәт елип бериватқан, хитайға ярдәм бериш җәмийитиниң баян қилишичә, нөвәттә бейҗиңдики америка әлчиханисида панаһлиқ тиләп туруватқан әма кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчеңға америка тәрипидин панаһлиқ берилиш еһтималлиқи қияс қилинмақта.
2012-04-30
Дуня сиясий-иқтисадий сәһнисидики өзгиришләргә әгишип, хитай һәққидә һәр хил китабларму йезилишқа башлиди.
2012-04-30
Бо шиләй делосиға йәнә бир сиясий бюро даимий әзаси четилидиғанлиқи ашкариланди. Бу, хитайниң юқири қатлимидики һоқуқ урушини давамлиқ җиддийләштүрмәктә.
2012-04-30
Бүгүн дүшәнбә күни әтигәндә, сериқ деңизда белиқчилиқ қиливатқан хитайниң 227 тоннилиқ бир белиқчи парахоти, деңизниң корийә тәвәлики болған һексан арилида пәйда болған.
2012-04-30
24-Апрел күни алмата шәһириниң авезоф наһийисигә қарашлиқ абдулла розибақийеф намидики 153-уйғур мәктәп-гимназийисидә көрнәклик мәрипәтчи, мәзкур мәктәпниң сабиқ мудири һенипахун баратофниң 80 йиллиқ тәвәллуди мунасивити билән хатириләш мурасими болуп өтти.
2012-04-30
Хитай чоң қуруқлуқидики мәктәпләрдә өтүлүватқан сиясий тәрбийә дәрслики әслидә, хоңкоңда бу йилдин башлап өтүлмәкчи болған болуп, хоңкоң маарип комитети, бу пиланни йолға қоюшни 2015-йилиға кечиктүргән.
2012-04-30
5-Ай, уйғур районида милләтләр иттипақлиқи ейи қилип бекитилгинигә 30 йил болди. Уйғур районлуқ партком милләтләр иттипақлиқи ейи тәрбийисиниң 30 йиллиқи мунасивити билән 26-апрел күни йәнә бир уқтуруш чиқирип бир қатар орунлаштурушларни елип барған.
2012-04-30
Фәрух садиқ ака шветсийигә әң балдур кәлгән уйғурларниң бири болуп, хитай әлчиханисиниң алдида хитай һөкүмитигә қарши тунҗи намайиш қилған вә тунҗи уйғур тәшкилатини қурған кишидур.
2012-04-30
25-Апрел үрүмчидә ечилған телевизийилик телефон йиғинида уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри йәнә бир қетим иҗтимаий муқимлиқ шоарини товлиди.
2012-04-30
Иккинчи қетимлиқ данийә әркинлик мукапати йиғини өткән һәптә данийиниң копинһеган шәһиридә өткүзүлгән. Мукапат америкида паалийәт елип бериватқан хитай өктичилиридин яң җйәнлигә берилгән.
2012-04-30
Мәдинә мунәввәрә кутупханиси сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики пәйғәмбәр мәсчитиниң ичидин орун алған болуп, нурғунлиған тарихий надир әсәрләр вә қәдимий ислами китабларға бай икәнлики билән мәшһурдур.
2012-04-30
Бишкәктики уйғурлар бир йәргә җәм болуп, шәрқий түркистан җумһурийити армийисиниң офитсери мәрһум яқупһаҗи елийоф вапатиниң бир йиллиқ мунасивити билән нәзир-чирағ өткүзүп, мәрһумни хатирилиди.
2012-04-29
Тарих вә бүгүн сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисмида силәр алди билән түркийә билән қазақистан қазақистандики түркистан шәһиридә бирлишип ачқан “түрк мәдәнийитиниң тәрәққият мәзгили вә 10 - 13 - әсирләрдә явро - асиядин ғәрбий асияға” мавзулуқ муһакимә йиғинида оқулған мақалиларниң мәзмунлири, түркий хәлқләр мәдәнийтиниң мунасивәтлиригә аит мәлуматни шуниңдәк йәнә қазақистан уйғур әдәбиятидики атақлиқ намайәндә, өткән әсирниң 50 - йиллирида оттура асиядики уйғурлар билән уйғур елидики уйғурларни әдәбият вә мәниви җәһәтләрдин бағлашқан һәссә қошқан әдәбият намайәндилиридин бери илия бәхтияниң иҗадий һаяти вә башқилар һәққидики мәлуматларни аңлайсиләр.