Архип
2012-04-20
Әрәб дөләтлири ирандин һәққини чирайлиқ тәләп қилишқа келишти.
2012-04-20
Хитайниң йүннән өлкисидә деһқанлар билән аманлиқ сақлаш күчлири арисида йүз бәргән тоқунушта бир сақчи өлгән, 15 сақчи яриланған.
2012-04-20
Хитай бүгүн филиппин билән талаш -тартиштики деңиз тәвәликигә 3-деңиз чарлиғучи парахотини әвәтти. Филиппин даирилири хитайниң бу һәрикитини әйибләп “хитай он күндин буян давам қиливатқан бу тиркишишни техиму өткүрләштүрүватиду” деди.
2012-04-20
Америка мудапиә министири леон панетта “хитай шималий корийиниң башқурулидиған бомба ясишиға ярдәм қилди” деди.
2012-04-20
Америка дөләт ишлири министири һилларий килинтон б д т дин сүрийә һөкүмитигә қорал ембаргоси қоюшни тәләп қилди. У йәнә америкиниң сүрийидики өктичиләрни қоралландуруш керәк, дәйдиған көз қаришида чиң туридиғанлиқини билдүрди.
2012-04-20
Бүгүн америкидики даңлиқ хәлқара журнал “вал стрит журнили” да уйғур адвокат нүри түркәл әпәндиниң түркийә-хитай мунасивәтлири һәққидики мулаһизиси елан қилинди.
2012-04-19
Йәкән наһийә базиридики аһалиләр хитайниң өй чеқиш зораванлиқиға һәр хил шәкилләрдә қаршилиқ көрсәтмәктә.
2012-04-19
2009-Йилдики 5-июл вәқәсидә оттура мәктәп оқуғучилириниң намайишқа қатнашқан дегән баһанидә қолға елинғанлиқи һәм җазаланғанлиқи һәққидики учурлар ашкариланди.
2012-04-19
Чәтәл учур васитилири бүгүн йәнә хитайниң юқири қатлимидики рәсвачилиқларни техиму ичкириләп паш қилди. Хитайниң шинхуа агентлиқи болса, бо шиләй мәсилисини сиясий күрәш әмәс, дәп чүшәндүрүшкә башлиди.
2012-04-19
Милләтчи һәрикәт партийисиниң башлиқи дәвләт бағчәли әпәнди хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим вә зораванлиқ сияситини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди.
2012-04-19
Риза сәмиди әпәнди 1944-йили қурулған җумһурийәт йетәкчилиридин әхмәтҗан қасими вә униң сәпдашлириниң идийиви қарашлири вә күрәш нишани һәққидә тохталди.
2012-04-19
Йеқинда алмата шәһири қазақистан хәлқи ассамблейисиниң достлуқ өйидә алим, филологийә пәнлириниң намзати дилнур қасимованиң “уйғурийә” намлиқ китабини тонуштуруш мурасими болуп өтти.
2012-04-19
Қирғизистанниң бешкәк шәһиридә яшаватқан уйғурлар, қирғизистан уйғурлири иттипақи җәмийитиниң тәшкиллиши билән шеирийәт кечилики өткүзүп, вәтәнпәрвәр шаир лутпулла мутәллип тәвәллутиниң 90 йиллиқини хатирилиди.
2012-04-19
Мәлумки, иран-әрәб сүркилиши йирақ тарихларға берип тақилиду. Болупму иранда 1979-йили хумәйний инқилаби ғәлибә қилип, падишаһлиқ түзүм җумһурийәткә өзгәргәндин кейин, иранниң тәсир даириси қошна әрәб дөләтләргә техиму көп йейилишқа башлиған.