Архип
2012-04-17
Хитайда ишләнгән бир қисим капсуллуқ дориларниң санаәттә ишлинидиған аяқ чәми қатарлиқ сүний кавчоктин ясалғанлиқи ашкариланғандин кейин, бу вәқә хитай мәһсулатлириниң хәлқарадики инавитини йәнә бир қетим чүшүрүп, хитай пуқралириниң хитайда ишләнгән мәһсулатларға болған әнсиришини техиму күчәйтти.
2012-04-16
Түркийә баш министири әрдоғанниң үрүмчидин башланған хитай зияритиниң ахирлишиши биләнла башланған хитай даирилириниң муқимлиқни күчәйтиш һәрикәтлири чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң диққитини қозғиди.
2012-04-16
“5-июл үрүмчи вәқәси” мәзгилидә хитайни әң қаттиқ әйиблигән түркийә баш министириниң уйғур елигә қилған зиярити түрк тор оқурмәнлиридә чоң тәсир қозғиди.
2012-04-16
Мушу бир нәччә күн ичидә чоңчиң, тйәнҗин, лявниң, хәйнән, җаңсу, гуаңдоң қатарлиқ биваситә шәһәр вә өлкиләрдә хитай һөкүмитигә қарши чоң намайишлар партлиди.
2012-04-16
Хитай билән филиппин арисида талаш-тартиш қилиниватқан су тәвәликигә йеқин җайда елип берилған америка-филиппин қисимлириниң бирләшмә маневири шу җай вақти дүшәнбә күни башланди.
2012-04-16
Түркийә сакарийә университети дини ишлар факултети қизлар бөлүминиң уюштуруши билән уйғурларниң мәдәнийити, өрп - адәтлири, тарихи, сиясий вәзийити тоғрисида бир йиғин өткүзүлди.
2012-04-16
15-Апрел күни бешкәк шәһиридә , шәрқий түркистан җумһурийити мәзгилидә дөләт армийисидә командир болған турсунһаҗи қурбан акиниң 90 яшқа киргәнлики мунасивити билән қутлаш паалийити өткүзүлди.
2012-04-16
Түркийә җумһурийитиниң баш министири рәҗәб таййиб әрдоған 2012-йили 12-апрелдин 14-апрелғичә сәуди әрәбистанида рәсмий зиярәттә болған.
2012-04-16
Хитай баш министири вен җябав бүгүн чириклик мәсилисиниң хитай компартийисиниң мәвҗутлуқиға мунасивәтлик зор мәсилә икәнликини йәнә бир қетим тәкитлигән.
2012-04-16
Өткән йили хитайниң чуңчиң шәһиридә йүз бәргән әнглийилик содигәр нейл хейвод ниң сирлиқ өлүми әйни чағда хитай қанун органлири тәрипидин һарақтин зәһәрлиниш дәп чүшәндүрүлгән.
2012-04-16
Америка баш әлчиси горий лак, бүгүн баянат елан қилип, қамақханида тутуп турулуватқан кишилик һоқуқ адвокати ни йүлән вә униң йолдиши дуң җичинни дәрһал қоюп беришкә чақирған.
2012-04-16
Пакистан юқири сот мәһкимиси, пакистанда паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпиниң әрзигә асасән, бүгүн йәни 16-апрел күни пакистан ички ишлар министирлиқини иккинчи қетим сотқа чақирди.
2012-04-16
Бүгүн шинҗаң хәвәр торида баян қилинишичә, уйғур елидә өткән йили ишқа орунлашқанлар йоқ 42 миң аилидин аз дегәндә бирдин әмгәк күчи ишқа орунлаштурулуп бир йил ичидә җәмий 48 миң киши йеңидин ишқа орунлаштурулған.
2012-04-15
Русийә ташқи ишлар министири сергей лавроф 13 - април күни русийә һөкүмитиниң һиндистан билән пакистанниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болушини қарши алидиғанлиқини билдүргән. Русийә хәвәрләр агентлиқиниң йезишичә, лавроф русийиниң һиндистанниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң терроризмға қарши қурулмисиға қатнишишини қарши алғанлиқи, транспорт, йеңи тәхника, йеза игилик җәһәтләрдин һиндистанға тосалғу йоқлиқини билдүргән.
2012-04-15
Йәкшәнбә күни афғанистан пайтәхти кабул вә башқа бир қисим җайларда талибанлар тәшкиллик түрдә һуҗум елип барған.