Архип
2012-04-02
Сүрийидә йүз бериватқан бастуруш вә қәтлиамларға қарши дуня җамаити чарә - тәдбир елишта тегишлик қәдәмләрни бесиш үчүн истанбулға топланди.
2012-04-02
2012 - Йили31 - март күни сәуди әрәбистани пайтәхти рияд шәһиридә “әрәб қолтуқи вә америка истратегийиси йиғини” чақирилған болуп, йиғинға әрәб қолтуқи һәмкарлиқ кеңишигә әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири вә америка қошма штатлири ташқи ишлар министири һилари клинтон қатарлиқлар иштирак қилди.
2012-04-02
Америка уйғур җәмийитигә қарашлиқ уйғур кишилик һоқуқ программиси дүшәнбә күни хитайниң уйғур мәһәллилирини чеқиш һәрикити һәққидә доклат елан қилип, униң бу һәрикити уйғур елидә қалаймиқанчилиққа түрткә болғанлиқини билдүрди.
2012-04-02
Түркийә баш министир рәҗәп тайип әрдоғанниң йеқинда уйғур илини зиярәт қилидиғанлиқи илгири сүрүлди. Түркийә ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, әрдоған 7 - апрелдин 11 - апрелға қәдәр хитайға қилидиған 4 күнлүк зияритини уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидин башлайдикән.
2012-04-02
Хитай даирилири компартийә сиясий бюро әзаси, чуңчиң шәһәрлик партком секретари бо шиләй вәзиписидин елип ташланғандин кейин, бейҗиңда һәрбий машиниларниң ғәйрий нормал һәрикити һәққидә учур тарқатқан 16 тор бекити вә 6 кишини “питнә - иғва” тарқатти, дәп әйибләп тақиған вә тутқун қилған.
2012-04-02
Хитай, америка президенти обаманиң ирандин нефит сетивалған дөләтләргә ембарго қоюш пиланини рәт қилип, америкиниң башқа дөләтләрни өз алдиға җазалаш һоқуқи йоқлуқини илгири сүргән. Бирақ йәнә бәзи дөләтләр америка билән һәмкарлишидиғанлиқини ипадилигән.
2012-04-01
Узундин буян өктичилик һәрикити билән шуғуллинип, нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән аңсаң суки ханим шәнбә күни бирмада өткүзүлгән парламентниң толуқлаш сайлимида ғәлибә қилип, бирма парламентиға әза болуш салаһийитигә еришти.
2012-04-01
Русийә парламентиниң тибәтләрни қоллайдиған парламент әзалири һәмдә русийидики будда дини тәшкилатлири тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламани русийигә тәклип қилиш қарариға кәлгән болуп, мәзкур җәмийәтләр русийә һөкүмитиниң далай ламаниң русийидики буддизм районлирини зиярәт қилишиға рухсәт қилишини тәләп қилған.
2012-04-01
Көп дөләтниң ташқи ишлар министирлири түркийиниң истамбул шәһиригә җәм болуп,“сүрийә достлири” йиғиниға қатнишип, сүрийә мәсилисини муһакимә қилди. Бирақ, русийә, хитай вә иран тәрәп бу йиғинға қатнашмиған.
2012-04-01
Русийә дөләт мудапиә министирликиниң ашкарилишичә, русийә вә хитай 4 - айниң 22 - күнидин 29 - күнигичә хитай тәвәсидә бирләшмә һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини җакарлиди.