Архип
2012-04-22
Русийә билән хитай армийисиниң бирләшмә маневири бүгүн, йәни 22 - април күни хитайниң чиңдав шәһиригә йеқин сериқ деңиз районида башланди. 27 - Априлғичә давамлишидиған мәзкур бирләшмә маневирға русийә вә хитай деңиз күчлириниң бир қисим парахотлири вә деңиз армийә қошуни қатнашқан.
2012-04-22
Хитай дөләтлик истатистика идарисиниң шинҗаң статистика тәкшүрүш әтрити баян елан қилип, бу йилниң биринчи пәслидә уйғур елидики деһқанларниң йиллиқ киши бешиға келидиған оттуричә кириминиң тез сүрәттә өсүп, пүтүн мәмликәт бойичә өсүш сүритиниң рәт тәртипидә үчинчи орунни игилигәнликини билдүрди.
2012-04-22
Русийә мутәхәссис алексей маслов йеқинқи йиллар ичидә мәркизий асияда 8 милйон хитай яшайду дегән пәрәзни оттуриға қойди.
2012-04-22
Германийидики уйғур җамаитиниң бир қисим вәкиллири дуня уйғур қурултийи, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати қатарлиқ тәшкилатларниң уюштуруши билән 22 - април күни германийиниң ханновер шәһиригә җәм болуп, хитай демократлири, фалүнгоңчилар вә тибәтләр билән бирликтә хитай баш министири вен җабавниң зияритигә наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзди.
2012-04-21
Данийидики копенһаген университетида мәшһур түрколог гуннар яриң вапатиниң 10 йиллиқиға беғишланған “қәшқәргә қайта зиярәт” темисида бир муһакимә йиғини өткүзүлмәкчи.
2012-04-21
Бүгүнки “йоруқ саһиллар” сәһипимиздә силәргә алди билән түркийә җумһурийити баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң өткән һәптә үрүмчигә қилған зиярити һәққидики бир парчә авазлиқ әсәрни тәқдим қилимиз. Ахирида “чәкләнгән әсәрләр” сәһипимиз бойичә аңлитип келиватқан “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давамини һузуруңларға сунимиз. Қени әмисә диққитиңлар сәһипимиздә болсун.
2012-04-21
Хоңкоңда шәнбә күни өткүзүлгән 16 - нөвәтлик кишилик һоқуқ ахбарат мукапати мурасимида франсийә агентлиқи билән бирликтә әркин асия радиосиму кишилик һоқуқ ахбарат мукапатиға еришти.
2012-04-21
Йеқинда қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятирида “аламәт” филим ишләш мәркизиниң уюштуруши билән “бирлик” намидики җәмийәтләр бирләшмисиниң һамийлиқида “2012 - йилниң әң аламәт шаһзадә вә шаһиниси” намлиқ мусабиқә өткүзүлди.
2012-04-21
Һелиқи бизни башлап кәлгән пакар бойлуқ,қисмақ көзлүк хитай аял келип бизгә ашханидин кичик балиниң муштумидәк төт данә қизил қонақниң һорда пишурған ненини (мома) елип келип бәрди, биз униңға - бәк уссап кәттуқ,су елип келип алайлиму дәп соридуқ...
2012-04-21
Америка - филиппин даирилири хитай өзниңки икәнликини һәдәп күчәп тәшвиқ қиливатқан җәнубий деңиз босуғисида маневир елип бериватқан мәзгилдә хитай - росийә деңиз армийиси сериқ деңизда маневир башлашқа тәйярланди.
2012-04-20
Бүгүн йәни җүмә күни әтигәндә 3 нәпәр уйғур, бейҗиң шәһәр ичидә қатнаватқан 678 - номурлуқ аптобусға чиққан. Уларниң уйғур вә давагәр икәнликини байқиған шопур дәрһал аптобусини тохтитип 110 - номурлуқ сақчи чақириш мәркизигә телефон қилип дело мәлум қилған; арқидин аптобусниң ишиклирини тақап барлиқ йолучиларни аптобусқа қамивалған.
2012-04-20
Әнглийидә 15 - апрелдин 18 - апрелғичә давам қилған хәлқара китаб йәрмәнкисидә әнглийидә турушлуқ уйғур, тибәт вә хитай демократлири бирликтә намайиш қилип, хитайда пикир әркинликиниң бастурулуватқанлиқини әйиблиди.
2012-04-20
Йеқинқи йиллардин бери уйғур мәсилиси давамлиқ һалда түркийә парламентиниң күнтәртипигә келишкә башлиди. Бурун бу мәсилигә түркийидики оңчи, милләтчи, диндар партийиләр игә чиққан болса, бүгүнки күндә түркийидики оңчи, солчи, милләтчи пүтүн сиясий партийиләр көңүл бөлүшкә башлиди.
2012-04-20
2012 - Йили 4 - айниң 14 - күни шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән шәрқий түркситанниң истратегийиси тоғрисида лекисийә бериш йиғини өткүзүлди.
2012-04-20
Гуәнтанамо түрмисидики ахирқи бәш нәпәр уйғурдин иккиси 19 - април қоюп берилип, салвадорға орунлашти. Салвадорға беришни рәт қилған йәнә үч нәпәр тутқун гуәнтанамо түрмисидә қалди.