Архип
2012-06-06
Хитай компартийә әзасилиқ салаһийәт вә хитай әскәрлиригә көрситилгән садақәт тиҗарәтчи абдуғени әзизни қоғдиялмиди.
2012-06-06
Корлида диний тәлим еливатқан 12 яшлиқ өсмүр мирзаһид аманулланиң 21-май күни корла сақчиханисиниң тутуп туруш орнидики өлүми, мәтбуатларда хәвәр қилинғандин кейин җиддий инкас қозғиди.
2012-06-06
Голландийиниң амистердам шәһиридики уйғур йигитлири “қошна-хулумлар учришиши” намлиқ сорунида хитай сақчилири тәрипидин өлтүрүлгән 12 яшлиқ уйғур өсмүрниң паҗиәсигә ечинди вә күчлүк инкас билдүрди.
2012-06-06
Түркийидә 10-нөвәтлик түрк тили мусабиқиси өткүзүлмәктә. Бу мусабиқә 30-май күнидин 14-июн күнигичә өткүзүлидиған болуп, мусабиқигә 135 дөләттин 1500 оқуғучи қатнашмақта.
2012-06-06
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған партийисиниң истанбулда ечилған йиғинда сөз қилип, бала чүшүрүш җинайәт вә туғут чәкләшниң зулум икәнликини билдүрди.
2012-06-06
Америка авазиниң баян қилишичә, гәрчә бүгүн хитайда, русийә билән хитай рәһбәрлири охшаш аваз чиқирип, чәтәлләр һәр қандақ шәкил билән башқа дөләтниң ички ишиға арилашса, униңға бирлишип қарши туридиғанлиқини җакарлиған болсиму, әмма америка дөләт ишлири министири хиллари килинтон йәнила сүрийә мәсилисини һәл қилидиған әң яхши чарини түркийә билән музакирә қилиш үчүн истанбулға маңди.
2012-06-06
Б б с ниң баян қилишичә, хитайниң хотәндики сақчи қисимлири бүгүн әтигәндә бир дини мәктәпкә һуҗум қилған, тоқунушта партлаш йүз берип 12 нәпәр өсмүр көйүп яриланған.
2012-06-06
Хоңкоңда чиқидиған “миңбав” гезитиниң баян қилишичә, бүгүн хитайниң 369 әскири “м г -17” бәлгилик алтә тик учар, 10 броневик, алтә зәмбирәк, 22 йүк аптомобили билән, қирғизистан арқилиқ таҗикистанға өтүшкә башлиди.
2012-06-06
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, қазақистанниң хитай билән чегрилинидиған арқанкәргән чегра понкитида йүз бәргән, 15 нәпәр чегра муһапизәтчисиниң 14и өлтүрүлүп, көйдүрүветилгән уштумтут вәқәдин кейин қолға елинған бир киши, бүгүн өзиниң қатил икәнликини иқрар қилған.
2012-06-06
“мәркизи агентлиқи” ниң баян қилишичә, 4-июн вәқәсидә оқуғучиларға ярдәм қиливатқанда тутулуп, түрмигә ташланған ли ваңяң бүгүн (бәшинчи июн күни) хунәндики шавяң дохтурханисида уштумтут өлүп қалған.
2012-06-05
Мисирниң сабиқ рәиси муһәммәд һүсни мубарәк үчүн мисир сот мәһкимиси ахирқи һөкүмини елан қилди.
2012-06-05
Хитайниң муавин дипломатийә министири чен гопиң 6-айниң 6-вә 7-күнлири бейҗиңда чақирилидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий йиғинида түркийиниң деалог шерики, афғанистанниң болса толуқ һоқуқлуқ көзәткүчи сүпитидә қобул қилинидиғанлиқини җакарлиди.
2012-06-05
2012-Йили, 6-айниң 1-күни, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән истанбулниң зәйтинбурну районида шәрқий түркистан сода йәрмәнкиси намида паалийәт башланди.
2012-06-05
Америка дөләт мудапиә министири лйон панетта бүгүн, йәни сәйшәнбә күни һиндистанға йетип барди.
2012-06-05
Хитайниң “шинҗаң гезити” дә бүгүн елан қилинған бир обзордики чақириқтин қариғанда, 12 яшлиқ өсмүр мирзаһид амануллаһниң өлүм хәвири уйғур елидә йәнә бир мәйдан қаттиқ зәрбә бериш һәрикитигә сәвәб қилинмақчи.