Архип
2012-06-01
6-Айниң 1-күни қазақистанниң алмата шәһиридә токйода чақирилған 4-нөвәтлик дуня уйғур қурултийиниң роһини йәткүзүш йиғини чақирилди.
2012-06-01
Хитай ташқи ишлар министири яң җйечи пәйшәнбә күни тунисниң хаммамәт, дегән йеридә чақирилған 5-нөвәтлик әрәб әллири-хитай һәмкарлиқ мунбири йиғинида әрәб әллириниң сүрийә мәсилисидики бесимиға учриған.
2012-06-01
Җүмә күни, хитайниң вашингтонда турушлуқ әлчиханиси алдида хитай аманлиқ күчлири тәрипидин тутқун қилинип өлүп кәткән 12 яшлиқ уйғур өсмүр мирзат аманулла шәһяриниң өлүмигә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзүлди.
2012-06-01
Хитай муавин дөләт бихәтәрлик министириниң бир ярдәмчиси америкиға җасуслуқ қилиш билән әйиблинип, буниңдин бир қанчә ай илгири мәхпий қолға елинған.
2012-06-01
Японийә ташқи ишлар министири койчиро генба, хитайниң токйода турушлуқ әлчиханисиниң дипломатик әмәлдари ли чүнгуаң мәсилиси һәққидә тохтилип, японийә сақчи органлири ли чүнгуаңниң өзини сақчиға мәлум қилишини тәләп қилған болсиму, бирақ униң дөлитигә қайтип кәткәнлики, бу мунасивәт билән хитайға рәсмий наразилиқ билдүргәнликини елан қилған.
2012-06-01
Хитай даирилири “чен шитоң билән сөһбәтләр” намлиқ китабниң хоңкоңда нәшр қилинишини тосушқа урунған болсиму, бирақ мувәппәқ болалмиған.
2012-06-01
Уйғур америка бирләшмисиниң тәшкиллиши билән, корлида дини тәлим еливатқан12яшлиқ уйғур балиси мирзат аманулланиң 21 - май күни сақчилар тәрипидин уруп өлтүргәнликигә наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлди
2012-06-01
Уйғур район даирилири “җуңхуа хәлқ җуурийити җиддий вәқәләрни бир тәрәп қилиш қануни” ни уйғур елиниң вәзийитигә асасән әмәлийләштүрүш үчүн мәхсус “әмәлийләштүрүш чариси” ни бекитип чиқип, 1 - июндин башлап йолға қоюшқа башлиди.
2012-06-01
Йеқинда канададики уйғурлар канаданиң оттава, алберта, көбәк, бритиш коломбийә қатарлиқ өлкилиридики уйғурлар яшайдиған шәһәрләрдә бирла вақитта сайлам елип бериш арқилиқ, канада уйғур җәмийитиниң йеңи нөвәтлик рәисини сайлап чиқти.
2012-06-01
Хәлқара кишилик һоқуқ органлири 2008 - йилдин буян хитайда кишилик һоқуқ ишлириниң барғансери чекинип бериватқанлиқини илгири сүрүватқан бүгүнки күндә, хитай һөкүмити“җуңго дуня кишилик һоқуқ ишлириниң тәрәққиятини илгири сүрди” дәп җар салди.
2012-06-01
1996Йили қурулған “шаңхәй бәшлики” тәшкилати хәлқаридики әң чоң сиясий тәшкилатларниң бири болуп, у омумән 30 милйон квадрат километир йәрни, йәни явроасия йәр мәйданиниң 60 пирсәнтини, бир милярд 455 милйон йәни дуня ң төттин бир қисмини өз ичигә алиду.
2012-06-01
Түркийидә чақирилған 21 - нөвәтлик хәлқара мусулман җәмийәтләр йиғинида әтулла оғузхан шәрқий түркистан мәсилисини оттуриға қоюп, шәрқий түркистанда мусулманлар учраватқан ечинишлиқ паҗиәлирини мисал қилип көрсәтти.