Архип
2012-07-30
“түрк вә түркчә” аталғулири түркийидә һәр қайси түркий тилларда һәр хил мәнидә ишлитилмәктә.
2012-07-30
Бүгүн хоңкоң вә хитайдики бәзи гезит-журналлар, интернетлар қамал қилинип, һәтта тақилип, хәлқ райини ипадиләйдиған сөз-ибариләр бирдәк чәкләнмәктә.
2012-07-30
Қазақистан мустәқиллиқ алғандин кейин яш мәмликәтниң иҗтимаий-сиясий, мәдәний, иқтисадий җәһәттин раваҗлинишиға, милләтләр ара достлуқ вә разимәнликниң мустәһкәмлинишигә бу йәрдә яшаватқан уйғур яшлириму өз төһписини қошушқа башлиған иди.
2012-07-30
Қирғизистандики уйғурлар қирғизистанда хизмәт көрсәткән артис, атақлиқ нахшичи султан керимофниң иҗадийәт паалийәтлириниң 35 йиллиқи мунасивити билән әдәбият, сәнәт кечилики өткүзди.
2012-07-30
Мутәпәккурлар үмидни мәқсәткә йетишниң алдинқи шәрти, иманниң мевилиридин бири вә адәмни турмастин илгириләшкә үндәп туридиған түрткә дәп тәрипләйду.
2012-07-30
Хитай мәтбуатлири уйғур елидә електр ториниң йеза-қишлақларғичә омумлишип болғанлиқини 15-20 йилниң алдидила хәвәр қилип болған һәм шуниңдин кейинки һөкүмәтниң хәлқ турмуши һәққидики доклатлиридиму, уйғур елидә техичә електр ишлитәлмәйватқан аһалиләрниң барлиқи һәққидә һечқандақ еғиз ечилмиған иди.
2012-07-30
Шихәнзә кона базарда олтурушлуқ яш диний зат шәмшидин қари, 3 айниң алдида хитай сақчилири тәрипидин тутуп кетилип, аилисигә яки мәсчит җамаитигә һазирғичә учури берилмигән.
2012-07-30
Хитайниң җеҗяң өлкиси чидуң шәһиридики аһалиләр алдинқи күни намайиш өткүзүп, шәһәрдә пиланланған бир қәғәз завутиниң қурулушиға наразилиқ билдүргән.
2012-07-30
Хитай өлкилиридә шинҗаң толуқ оттура синипини тунҗи қетим 2000-йили тәсис қилған вә шу йили 1000 нәпәр оқуғучи қобул қилған. Шуниңдин кейин һәр йили қобул қилидиған сани йилму-йил ешип, бу йилға кәлгәндә 8300 оқуғучи қобул қилиш пиланланған.
2012-07-30
Хоңкоң маарипида йолға қоюлмақчи болған “дөләт тәрбийиси” намидики дәрслик хоңкоңдики демократийә вә бейҗиң тәрәпдари сиясий гуруппилар оттурисида ихтилап пәйда қилған.
2012-07-29
Түркийиниң атақлиқ кино чолпини“бөриләр вадиси” филимдә баш рол елип, полат әләмдар нами билән көрәрмәнләр арисида чоңқур тәсират қалдурған ниҗат шашмасниң 21 - июл күни истамбулда уйғур елидин кәлгән вә түркийә яшайдиған 150 уйғурни қобул қилип, улар билән төт саәт әтрапида биргә болуши уйғурлар арисида күчлүк иҗабий тәсиратларни қозғиған иди.
2012-07-29
Рамазан мнасивити билән өзбекистан президенти ислам кәримоф түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанни рамазан билән тәбриклиди. Пәрғанә учур ториниң түркийә заман гезитидин нәқил кәлтүрүшичә, бу кәримофниң түркийә билән болған мунасивәтни яхшилаш сигналидин ибарәт болуп, мәзкур тәбрикнамә өзбекистанниң түркийидики баш әлчиси арқилиқ йәткүзүлгән. Баш әлчи сөз қилип, түркийә билән өзбекистан қәриндаш дөләт, улар әбәдий бир - бирини қоллайду,дегән.
2012-07-29
Йәкшәнбә хоңкоңда кәң көләмлик наразилиқ намайиши болди. Намайишниң түп мәқсити хитай һөкүмитиниң маарип пиланиға қарши туруштин ибарәт. Мәзкур программа бойичә хоңкоңдики мәктәпләрниң дәрсликлиридә өзгириш йүзбәргән болуп, асаслиқи хитай компартийисиниң идийиси бойичә яш өсмүрләрниң хитай компартийисини қоллиши вә басқан мәзмунлар бар икән.
2012-07-28
2012 - Йиллиқ лондон олимпики 27 - июл рәсмий башланди. Бу нөвәтлик олимпик әнглийиликләр үчүн қанчилик муһим әһмийәткә игә болса уйғурлар үчүнму шунчилик муһим әһмийәткә игә олимпикләрниң бири.
2012-07-28
“тәңритағ” торниң хәвәр қилишичә, хитай сәһийә тармақлири уйғур елидә өткән йили башлиған “икки хил ракини тәкшүрүш” һәрикити мушу айниң 27 - күни аяғлашқан.