Архип
2012-08-29
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң ашкарилишичә, һелари клинтон 4- вә 5-сентәбир күнлири бейҗиңни зиярәт қилғанда хитай билән қошна әлләр арисидики җәнубий деңиз вә сенкаку араллириниң игилик һоқуқи пәйда қилған ихтилап вә тибәтни өз ичигә алған кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә сөзлишип, хитайни аралларниң игилик һоқуқ мәсилисини қорал күчигә тайинип һәл қилишқа қарши икәнлики һәққидә агаһландуридикән.
2012-08-29
Санҗидики хуңшиң намлиқ бир көмүр кенида сәйшәнбә күни һадисә йүз берип, 6 адәм өлгән, 6 адәм яриланған. Һадисә йүз бәргән кан тудунхабада болуп, санҗи шәһиригә 70 километир келиду.
2012-08-29
Америка җумһурийәтчиләр партийисиниң флорида штатида чақирилған мәмликәтлик қурултийи сәйшәнбә күни мақуллиған партийә низамнамисидә хитай тәнқид қилинған.
2012-08-29
Германийә йешиллар партийисиниң рәиси клавдийә рус, германийә баш министири меркилниң хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисини музакирә қилишини тәләп қилған.
2012-08-29
Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу б д т ға чақириқ қилип, сүрийә земини ичидә мусапирлар лагери қуруп, сүрийә мусапирлириниң давамлиқ түркийигә еқип киришиниң алдини елишни тәләп қилған.
2012-08-28
5-Июлдин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанларни издәватқан аилиләрниң иқтисадий җәһәттинму еғир вәйранчилиққа учриғанлиқидин хәвәр тапқан бир қисим радио аңлиғучилиримиз роза һейт мәзгилидә мәзкур аилиләргә иқтисадий җәһәттин ярдәм қилған.
2012-08-28
Уйғурлардики хитайниң қош тил маарип сияситигә қарши наразилиқ, тәнқиди инкаслар изчил күчлүк болуп кәлмәктә.
2012-08-28
Дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилати инсан һәқлири даимий комитетиниң 2-нөвәтлик йиғини әнқәрәдә рәсмий башланди.
2012-08-28
Йеқинда канаданиң торонто шәһиридә яшаватқан уйғурлар торонтода өткүзүлгән түрк фестивалиға қатнишип уйғур мәдәнийитини канада хәлқигә тонуштурди.
2012-08-28
Мисир президенти мурсийниң хитай дөләт рәиси ху җинтавниң тәклипигә бинаән 28-числадин 30-числағичә болған арилиқтики хитайдики зиярити хәлқарадики нурғунлиған мәтбуатларниң қизиқишини қозғимақта.
2012-08-28
Әсәд һакимийитиниң һазир елип бериватқан қәтлиамларниң һәммиси сүрийидә өз һакимийитини сақлап қелиш үчүн әмәс, бәлки хәлқтин өч елиш икәнликини һәммә адәм билип йәтмәктә.
2012-08-28
Сабиқ шәрқий түркистан миллий армийисиниң офитсери зилалидин сабироф қирғизистанда вапат болди.
2012-08-28
Хитай даирилири хенән, гәнсу, чиңхәй, ниңша, шәнши қатарлиқ өлкиләрдин йәнә бир түркүм хитай ишчилирини уйғур аптоном райониға пахта теришқа әкелидиғанлиқини билдүрди. Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвиридә бу йил келидиған хитайларниң сани ениқ дейилмиди.
2012-08-28
27-Авғуст сичүәнниң абий районида йүз бәргән йәнә икки нәпәр тибәт раһибиниң өзигә от қоюп өлүвелиш вәқәсидин кейин, һиндистанниң дарамсала районидики тибәт яшлар қурултийи баянат елан қилип, хәлқарани тибәтләрниң өзини көйдүрүп наразилиқини ипадиләш һәрикитигә диққәт қилишқа чақирди.
2012-08-28
26-Авғуст йәкшәнбә күни шәнши өлкисидә йүз бәргән аптомобил қазасида 36 адәм өлгән. Шәншидики мәлум һөкүмәт әмәлдариниң тәбәссум һалитидә туруп, шинхуа агентлиқи мухбириниң зияритини қобул қилған сүрити елан қилинғандин кейин, бу әмәлдар хитай тор бәтлиридә қаттиқ әйибләшкә учриди.