Архип
2012-08-10
Хитай даирилири милләтләр иттипақлиқи үлгиси қилип тиклигән алим халиқ намидики кавапханиниң 6 - авғуст күни рамизан мәзгилидә поҗаңза етилип ечилиши уйғурларниң нәпритигә учриди.
2012-08-10
Хитай даирилириниң рамизан мәзгилидә уйғурлар үстидики диний бесимни һәссиләп ашуруп, һәтта йемәклик совғат қилиш, тарқитиш, ашханиларни тақашқа рухсәт қилмаслиқ, қол қойғузуш қатарлиқ вастиләр арқилиқ кишиләрниң рози тутушини контрол қилишқа урунуватқанлиқи ашкариланғандин кейин, хәлқара мәтбуатларда күчлүк инкасларни қозғиди. Инкасларда, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний әқидилирини дәпсәндә қиливатқанлиқи тәнқидләнди.
2012-08-10
Түркийә бүйүк бирлик партийиси баш секретари мустафа дәстәчи әпәнди түркийидики түркий милләтләр аммивий тәшкилатлириниң мәсуллириға иптар зияпити бәрди. Иптар тамиқидин кейин мустафа дәстичи зияпәткә алаһидә тәклип қилинған мухбирларға баянат бәрди.
2012-08-10
Яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши, германийидә һакимийәт үстидә болған сотсиял демократлар партийиси билән йешиллар партийисиниң һәмкарлишиши астида “хитайдики рәһбәрлик өзгириши вә буниң уйғурларға болған тәсири” намлиқ йиғин 9 - айниң 29 - күнидин 10 - айниң 1 - күнигичә баварийә парламентида чақирилмақчи.
2012-08-10
Алматада 10 йил илгири селинған ханим, қизлар нур мәдрисисиниң қурғучиси патимәһаҗим шәрипова мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний кәмситиш сиясәтлирини қаттиқ тәнқид қилди.
2012-08-10
Өлималар парихорлуқниң әң яман иҗтимаий җинайәт икәнликини вә пара бәргән вә алған, униңға сайә қилған, васитә болған кишиләрниң һәммиси бу җинайәткә шерик икәнликини сөзлимәктә.
2012-08-10
Чуңчиң шәһириниң сабиқ муавин шәһәр башлиқи, қошумчә шәһәрлик җ х идарисиниң башлиқи ваң лиҗүнниң келәр һәптә чуңчиңда сотлинидиғанлиқи билдүрүлди.
2012-08-10
Америка пәйшәнбә күни теһранда чақирилған сүрийә мәсилиси бойичә 29 дөләт йиғинини тәнқидләп, бу йиғинға башар әсәдни қоллап, униң өз хәлқини қирғин қилишиға ярдәм қиливатқан иранниң саһибханилиқ қилиши гуманлиқ икәнликини билдүргән.
2012-08-10
Д у қ баянатчиси радиомизға әскәртип, уйғур аптоном райони даирилири чиқармақчи болған “йемәк-ичмәк яймикәшлирини вә йемәклик тәйярлаш сәрәмҗанлирини қелиплаштуруш қануни” ниң уйғур яймикәшләрниң мәнпәитигә бузғунчилиқ қилмаслиқи, уларниң мәнпәитини қоғдишини тәләп қилди.
2012-08-10
Америка әркинлик сарийи қатарлиқ дунядики 22 тәшкилат пәйшәнбә күни доклат елан қилип, келәр нөвәтлик америка һөкүмити дуч келидиған 10 түрлүк йәр шари кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойған.
2012-08-10
Шинҗаң телевизийә истансиси “хәлқ турмуши” программиси мухбири ли җяңйөниң 6-авғуст өзиниң микро блогида ичкиридики уйғур янчуқчи балилар мәсилисигә пикир билдүрүп, “уларни байқиған йәрниң өзидә өлтүрүп ташлаш керәк” дегән сөзи талаш-тартиш қозғиған.
2012-08-09
Игилигән учурлардин мәлум болушичә, хитай даирилири “уйфурбиз” ториниң саһиби илһам тохтини, “уйфурбиз” тор бекитидә йеқиндин буян елан қилинған мақалиләр вә униң уйғурлар учраватқан диний бесим һәққидики инкаслири сәвәблик агаһландурған.
2012-08-09
Уйғурларниң ислам әқидиси хитай һөкүмити үчүн әң чоң тәһдит болғачқа, диний җәһәттин техиму қаттиқ бастурушни күчәйтиши уйғурларниң өзини, тилини вә муқәддәс динини қоғдаш ирадисини йоқиталмайду.
2012-08-09
11 Айниң султани дәп аталған рамзан ейида түркийидики мусулманлар диний ибадәткә алаһидә әһмийәт бериду.