Архип
2012-09-06
Д у қ 7-сентәбир баянат елан қилип, “5-июл вәқәси” дин кейин оғли из дерәксиз йоқап кәткән уйғур дәвагәрлиридин патигүл ғуламни нәзәрбәнд қилғанлиқини тәнқид қилди.
2012-09-05
2012-Йиллиқ үрүмчи явро-асия йәрмәнкиси үрүмчидә давам қилмақта. Хитай һөкүмити бу нөвәтлик йәрмәнкигә алаһидә күч чиқарған болуп, йәрмәнкә мәйли көләм җәһәттин мәйли қатнашқан дөләт вә ширкәтләр сани җәһәттин болсун илгирики йәрмәнкидин җиқ зор.
2012-09-05
Уйғур елидики сәһийә тармақлири, бәзи гезит вә тор бәтләрдә “уйғур аптоном районидики милләтләрниң әйдиз нисбити” ни елан қилған.
2012-09-05
Хитайниң үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси, үрүмчидә өткүзүлүватқан явро-асия көргәзмисиниң алдида “көргәзмә бихәтәрликигә тәһдит” дәп саналған үрүмчидики көчмә нопуслуқ уйғурлар үстидин мәхсус қара тизимлик турғузуп, бу тизимликни һәрқайси вилайәтләргә чүшүрүп бәргән.
2012-09-05
Қазақистанда яшаватқан уйғурларниң өз балилирини ана тилида оқутушқа болған интилиши барғансери ешиватмақта.
2012-09-05
Японийә мәтбуатлириниң вә японийидики “тибәт өйи” ниң учуриға қариғанда, тибәтниң роһаний даһийси далай лама әпәнди 11-айниң 3-күнидин 14-күнигә қәдәр японийидә зиярәттә болидикән.
2012-09-05
Хитай ахбарат васитилири уйғур илиниң йопурға наһийисидә һәр алтә адәмниң бириниң намратлар сепигә тәвә икәнликини ашкарилиди.
2012-09-05
Мәлумки, өткән айниң 30-күни иран пайтәхти теһран шәһиридә тәрәпсиз дөләтләрниң чоң йиғини өткүзүлгән болуп, мисир рәиси муһәммәд мурсиму иштирак қилған иди.
2012-09-05
Атуштики атақлиқ яш диний өлима әйса дамолламниң 2-сентәбир туюқсиз вапат болуши, атуш хәлқи вә уйғур елидики тор бәтлиридә күчлүк инкас қозғап, мәрһумниң җиназа намизиға қатнашқан адәмләрниң сани30-40 миңға йетип барған.
2012-09-05
Японийә ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, японийә һөкүмити игилик һоқуқи хитай билән талаш-тартиштики японлар “сенкаку” дәп атайдиған 5 аралдин үчини сетивелишни қарар қилған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи буниңға дәрһал инкас қайтуруп, аралларни сетивелиш содисиниң “қанунсиз вә инавәтсиз” икәнликини елан қилған.
2012-09-05
Америка дөләт ишлар министири клинтон ханим билән хитай рәһбәрлири чаршәнбә күни сөһбәт елип берип, давамлиқ һәмкарлишишқа қошулған болсиму, бирақ сүрийә мәсилиси вә хитай билән қошна әлләр арисидики җәнубий деңиз араллириниң игилик һоқуқ ихтилапини қандақ һәл қилиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилалмиған.
2012-09-05
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сичүән өлкисиниң чеңду шәһәрлик тәптиш мәһкимиси йеқинда чуңчиң шәһириниң сабиқ муавин башлиқи, шәһәрлик җ х идарисиниң мәсули ваң лиҗүнни “асийлиқ қилиш”, “һоқуқини суйиистемал қилиш”, вә “пара елиш” қатарлиқ 4 хил җинайәт билән әйибләп чеңду шәһәрлик оттура сот мәһкимисигә әрз қилған.
2012-09-05
Қирғизистан парламенти чаршәнбә күни биләт ташлап, тәрәпсиз кандидатлардин җантөрә сатебалдийефни баш министирлиққа сайлиған. Бу йил 56 яшлар чамисидики сатебалдийеф, 5 партийиниң парламент әзалирини агаһландуруп, униң йеңи һөкүмәт кабинети парихорлуққа қарши туруш вә иқтисадни яхшилаш үчүн бәзи“анчә қарши елинмайдиған тәдбирләр” ни алидиғанлиқини билдүргән.
2012-09-04
Бүгүн хәлқара кишилик һоқуқ бирләшмиси тәшкилати, хитайниң башчилиқида қурулған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәққидики анализ доклатини елан қилди.
2012-09-04
Вақти 2-сентәбир күни әтигән саәт 10 мәзгили; орун үрүмчи булақ беши (сәншихаңза) дики бир аилиликләр қорусиниң дәрвазиси. 50 яшлар чамисидики бир уйғур аял билән хитайниң 20 гә йеқин сақчи вә һөкүмәт хизмәтчиси җедәлләшмәктә.