Архип
2012-09-24
Хитайниң чиңхәй сақчилири, мушу айниң 20-күни тибәтлик бир сәнәткарни тутқун қилған.
2012-09-23
Хитай компартийиси сиясий буйорисиниң әзаси, сиясий қанун комитетиниң секритари җов йоңкаң афғанистанни туюқсиз зиярәт қилған. Әнглийә б б с агентлиқиниң йезишичә, җов йоңкаң 22 - сентәбир күни туюқсиз түрдә кабулға кәлгән болуп, у кабул айродромида сөз қилған болсиму, әмма бу қетимқи зиярәтниң мәқсәт вә тәпсилатлирини ашкарилимиған.
2012-09-23
Қирғизистан һөкүмити бу йил 1944 - 1949 - йилидики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң һәрбий қоманданлиридин бири, миллий армийиниң баш қомандани генерал лейтинант иссақбәк мунонопниң 110йиллиқини дөләт дәриҗилик хатириләшни қарар қилғандин кейин, йәнә йеқинда иссақбәк муноноф һәққидә мәхсус һөҗҗәтлик телевизийә филими ишләп тарқатқан.
2012-09-23
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, 22 - сентәбир күни японийә өзини қоғдаш әтрити билән америка деңиз армийисиниң қуруқлуқта җәң қилиш әтритиниң қатнишиши билән тинч окяндики америка һәрбий базисида һәрбий маневир өткүзгән. Бирләшмә маневир дүшмән игиливалған арални қандақ қайтурувелишқа үлгә қилинған. Хәвәрдә ейтилишичә, бу қетимқи бирләшмә маневирға 40 нәпәр япон һәрбий хадими билән 2200 нәпәр америка һәрбий хадими қатнашти.
2012-09-23
“тарих вә бүгүн” сәһпимизниң бүгүнки қисимда силәр 1945 - йили, 18 - сентәбир күни ақсу шәһиридә лутпулла мутәллип билән биргә гоминдаң тәрипидин өлтүрүлгән шаир билал әзизиниң һаят паалийәтлири һәққидики мәлумат, 1945 - йили, ақсу вә учтурпан шәһәрлиридики л.Мутәллип вә сейит аббас башчилиқидики учқунлар иттипақиниң паалийәтлири һәмдә тәшкилат әзалириниң икки җайда қирғин қилиниш әһвалиға аит тарихий учурлар шуниңдәк 1934 - йили, қәшқәрдә йүз бәргән феврал қирғинчилиқи һәққидики тарихий мәлумат һәм башқа мәлуматларни аңлайсиләр.
2012-09-23
Дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети йиғини мунасивити билән голландийигә қәдәм тәшрип қилған д у қ рәиси рабийә қадир ханим башлиқ вәкилләр роттердамдики бир залда уйғур, түрк, татар вә йәрликләрдин болуп 200 гә йеқин иштиракчилар тәрипидин қизғин күтүвелинди.
2012-09-22
Алдинқи һәптилик программимизда уйғур маарипида көрүлүп келиватқан вә күнсери әвҗ еливатқан бәзи начар хаһиш вә қилмишлар һәққидә тохтилип өткәнидуқ. Бу һәптилик программимиздиму алди билән йеқинқи 60 йилдин буян уйғур маарипиниң бешиға кәлгән еғир күлпәт – қисмәтләр, хата сиясәт – йолйоруқлар түпәйлидин уғүр миллий маарипиниң қанчилик дәриҗидә зиянкәшликкә учриғанлиқи вә учраватқанлиқини чөридигән һалда йезилған “уйғур маарипи – увал маарипи” намлиқ мақалини диққитиңларға сунимиз. Андин, “миллитимниң әркәклири сениңдәк болса” намлиқ шеирдин бәһр алисиләр. Программимизниң ахирида болса, сөйүнгүл җанишиф ханимниң: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсириниң давамини аңлайсиләр.
2012-09-22
Америка вә хитай йәр тәврәшни өлчәш органлири уйғур елидә көрүлгән йәр тәврәш һәққидә бир биригә пәрқлиқ учур тарқатти.
2012-09-22
Хитай ташқи ишлар министирлиқи 21 - сентәбирдики баянатида хитай - японийә достлуқиниң хатирә күнини японийә вәйран қойғанлиқини илгири сүрди.
2012-09-22
22 - Сентәбир йүзлигән японийилик токйода хитайға қарши намайиш қилип хитайниң сенкаку арилиниң игилик һоқуқ мәсилисидики мәйданиға етираз билдүрди.
2012-09-22
Ташкәнтниң етираз билдүрүшигә қаримиған қирғиз вә русийә даирилири 20 - сентәбир бешкәктә келишим һазирлап, қирғизистанда бирликтә су електр истансиси қурушқа пүтүшти.
2012-09-22
Бүгүн патәм иккимизни ун завутиға ишқа әвәтти. У йәрдә 5 - 6 әр ишләвататти. Биз ун қачиланған халтиларниң ағзини бағлап йөткәвататтуқ ...
2012-09-21
Өткән айниң оттурилири мәһбус керәм абдувәлиниң түрмидики саламәтлик әһвалиниң начарлишип китиватқанлиқи хәлқара ахбаратқа ашкариланған иди; аридин 10 - 15 күн өткәндә хитайниң түрмә сақчилири керәм абдувәлиниң аилисигә телефон қилип, уларниң керәм абдувәлини көрүп китишни уқтурған. Бу дәвәткә бинаән, мәзкур аилидин 3 киши өткән һәптә керәм абдувәлини йоқлап кәлгән. Мәлум болүшичә, түрмә шараитидики кичиккинә яхшилиништин башқа, керәм абдувәлиниң саламәтлик әһвалида һечқандақ яхшилиниш болмиған; униң һаятий бихәтәрлики йәнила тәһдит астида турмақта.
2012-09-21
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, японийә билән хитай арисидики арал талаш - тартиши өткүрләшкәндин кейин, хитайдики һәрқайси өлкә - шәһәрләрдә кәң көләмлик намайишлар йүз бәрди. Хитай намайишчиларниң японға қарши шуар товлап, японийиликләр ачқан дуканларға, сода - сарайларға һуҗум қилип, булаң - талаң, уруп - чиқиш вә һәтта япон мухбирларға һуҗум қилиштәк вәқәләр көрүлди. Әлвәттә хитай ичидики мәтбуатларда булар вәтәнпәрликниң ипадилиридәк көрстилгән болсиму, әмма чәтәлләрдә буниңға қарита охшимиған пикирләр пәйда болмақта.
2012-09-21
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети кеңәйтилгән йиғини 22-сентәбирдин 25-сентәбиргичә үч күн голландийиниң пайтәхти амистердамда чақирилмақчи. Йиғинға қатнишиш үчүн дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим вә башқа алақидар рәһбәрләр голландийә пайтәхти амистердамға йиғилди.