Архип
2012-09-21
Истанбулға қарашлиқ зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәтниң уюштуруши билән 9 йилдин буян йилда бир қетим мәдәнийәт күнлири паалийәтлири уюштурулуватқан болуп, бу йил 9 - нөвәтлик мәдәнийәт күнлири паалийити өткүзүлди.
2012-09-21
Хитай билән яврупа бирлики юқири дәриҗиликләр учришиши башлиништин илгири, хитай тәрәп мухбирларниң зияритини қобул қилмаслиқ шәртини қойди. Ғәрб ахбарат саһәси хитай вә берюссел даирилидин қаттиқ нарази болди.
2012-09-21
Әнглийилик мартил “кәлгүсигә нәзәр” тор бетидә “хитай әмди тибәт билән шәрқий түркистанни қайтуруп берәмду?” сәрләвһилик мақалисини елан қилип, америка дөләт мудапиә министири леон панеттаниң, япон билән хитай оттурисида уруш партлаш алдида, бу уруштин қорқуп кәткән хитай һөкүмитини бу қетимқий сәтчиликтин вә уруштин сақлап, қутулдуруп қалғанлиқидин ибарәт бир қатар мәсилләрни тәһлил вә анализ қилиш арқилиқ, кәң оқурмәнләрниң қизғин алқишиға еришти.
2012-09-21
Үрүмчидин игилигән учурлардин мәлум болушичә, йеқинқи 10 йил ичидә һөкүмәт орунлиридики хизмәтчиләрниң мааши мәлум нисбәттә өстүрүлгән, намрат деһқанлар вә шәһәрдики ишсиз аһалиләргә ейиға 60 сомдин төвән капаләтлик ярдәм пули бериливатқан болсиму, әмма бу шиддәт билән өрләватқан мал баһасидин көп төвән болған.
2012-09-21
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит хәлқарани шәрқий түркистандики муһит булғинишиғиму диққәт қилишқа чақирди.
2012-09-21
Уйғур аптоном районлуқ кан идариси йеқинда қумулниң шәрқий қисмида 30миң тоннидин 50 миң тонниғичә запас миқдариға игә волфрам кани тепилғанлиқини ашкарилиған.
2012-09-21
Пакистанда давамлишиватқан муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилип ишләнгән филимгә қарши наразилиқ намайишиниң топилаңға өзгириши сәвәблик, пакистан даирилири пакистандики пайтәхт ислам абат қатарлиқ 15 шәһәрдә қол телефон мулазимитиниң тохтитилғанлиқини җакарлиди.
2012-09-21
Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, бүгүн 21-сентәбир шәнши өлкилик һөкүмәт даирилири уқтуруш чиқирип, 26-авғуст күни шәншидә 36 йолучи өлгән қатнаш вәқәсидә мухбирниң нәқ мәйдан зияритини тәбәссум билән қобул қилған яң фамилилик һөкүмәт әмәлдариниң барлиқ вәзиписидин қалдурулуп, тәкшүрүлүшкә йолланғанлиқини елан қилған.
2012-09-20
2009-Йили “5-июл вәқәси” йүз берип бир қанчә күндин кейин, хитай һөкүмити ғулҗа шәһиригә қарашлиқ дадамту йезисида бастуруш елип берип, бир түркүм қиз-оғул уйғур яшлирини қолға алған иди.
2012-09-20
(Бир мәһбусниң хатирисидин: “қануни йоқ дөләтниң алий пуқраси болғучә. Қануни бар дөләтниң мал-чарвиси болуш әладур”)
2012-09-20
Ваң лиҗүн үстидин ечилған сотта, ваң лиҗүн “асийлиқ қилиш”, “һоқуқни суйиистемал қилиш” қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләнгән болуп, бирнәччә күндин буян ваң лиҗүн вәқәси йәнә хәлқара мәтбуатларниң диққәт нуқтисиға айланди.
2012-09-20
Һазир ениқсиз мәлуматларға көрә голландийидә сиясий панаһлиқи һәл болмай сақлаватқан илтиҗачи уйғурларниң сани 200 дин артуқ дәп тәхмин қилинмақта.
2012-09-20
Һөҗҗәтлик филим ишләш билән тонулған язғучи исмаил қәһриман йеқинда бир гуруппа түрк саяһәтчиләр билән уйғур елини зиярәт қилди вә қайтип кәлгәндин кейин 6 қисимлиқ зиярәт хатирисини түркийиниң гәбзә гезитидә елан қилди.
2012-09-20
Хоңкоңда елип берилған хәлқ райини синаш нәтиҗиси хоңкоң хәлқиниң хитай дөлити вә һөкүмитиниң истиқбалидин үмидсизлиниш роһиниң юқири чәккә йәткәнликини испатлиди.