Архип
2013-11-20
Японийә радио истансиси өткүзгән “тйәнәнмен вәқәси террорлуқ вәқәму?” темисидики нәқ мәйдан радио сөһбитигә доктор турмуһәммәт һашим алаһидә тәклип билән қатнишип, кәң радио аңлиғучиларниң соаллириға җаваб бәргән.
2013-11-20
Йеқиндин буян көп санда уйғурларниң һиҗрәт қилип түркийәдә олтурақлишиши билән уйғурлар өзлириниң кәспи саһәлири бойичә ширкәт қурушқа вә дукан ечишқа башлиди.
2013-11-20
Уйғурлар тарихида өчмәс из қалдуруп кәткән тарихий шәхс, 8-әсирдә қурулған уйғур қағанлиқиниң шаһзадиси баянчурниң образи дәсләпки қетим уйғур миллий сәһнисидин орун алди.
2013-11-20
Хитай һөкүмити уйғур тилини “тәрәққиятқа мас кәлмәйду” дегән баһаниләр билән чәкләватқан мәзгилдә, америкидики микрософт ширкити Windows 8.1 Мәшғулат системиси вә даңлиқ ишхана аптоматлаштуруш программисиниң уйғурчә тил болиқини рәсмий елан қилди.
2013-11-20
Испанийә соти сабиқ хитай рәиси җяң земин үстидин тутуш буйруқи чиқарғандин кейин, хитай һөкүмити баянат елан қилип наразилиқ билдүрди.
2013-11-20
Чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики бир мәслиһәт гурупписи йиллиқ доклатида хитайниң җәнубий тинч окяндики һәрбий һазирлиқи барғанчә күчийиватқанлиқини оттуриға қойди вә америка даирилирини бу һәқтә агаһландурди.
2013-11-20
Чаршәнбә күни бир һайванатларниң һоқуқини қоғдаш тәшкилати баят елан қилип, хитайда ишләнгән узун юңлуқ әнқәрә тошқини мәһсулатлирини байқут қилишқа чақирди.
2013-11-20
Америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси гарй лок вәзиписидин истепа беридиғанлиқини елан қилди. Һазирчә униң немә сәвәбләрдин истепа беридиғанлиқи мәлум болсиму, у келәр йилиниң бешида нөвәттики вәзиписидин айрилидикән.
2013-11-19
“16-ноябир сериқбуя сақчиханисиға һуҗум қилиш вәқәсидә” шу күни 17 яш билән 23 яш арисидики 9 нәпәр пидаий сақчихана алдида тохтиған бир аптомобилдин сәкрәп чүшүп, айюлтузлуқ көкбайрақни қолида көтүргән һалда сақчиханиға тәкбир ейтип бесип киргән.
2013-11-19
Уйғур америка бирләшмиси, америкида яшаватқан уйғурларниң иҗтимаий тәшкилати болупла қалмастин, уйғурларниң дуня миқясида тинчлиқ билән елип бериватқан мустәқиллиқ давасидики паалийәтчан бир сиясий тәшкилаттур.
2013-11-19
Хитайниң йәр шари миқясида иккинчи зор иқтисадий дөләт сүпитидә көтүрүлүшигә әгишип униң ички қисмида күнсайин еғирлишиватқан иҗтимаий вә миллий зиддийәтләрму өзини ашкара қилмақта.
2013-11-19
17-Ноябир күни австралийәниң адилайд шәһиридики уйғурлар җәм болуп, шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң орунлаштуруши билән икки қетим қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң хатирә күни паалийити өткүзди.
2013-11-19
Далай лама уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим әвәткән уйғурларниң символи һесаблинидиған доппа вә әтләс шарпини хушаллиқ билән қобул қилип, рәһмитини билдүрди.
2013-11-19
17-Ноябир голландийәдики уйғурлар шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулуш һәм йеқилиши вә шәрқий түркистанниң һәрҗәһәттики истратегийилик муһимлиқиға аит учурлар мәзмун қилинған лексийәни аңлиди.
2013-11-19
2013-Йили 11-айниң 16-17-күнлири түркийәниң анталийә шәһиридә, анталийә әдәбият -сәнәт вә мәдәнийәт җәмийитиниң уюштуруши билән, түрк дунясиниң шаир-язғучилар учришиш йиғини өткүзүлди.