Архип
2013-11-29
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлириниң йиғини җүмә күни өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлди.
2013-11-29
Хитай һөкүмәт ахбарати җүмә күни әгәр японийә хитайниң һава мудапиә кимлик райониға кирсә, һөкүмәтни иккиләнмәй мудахилә қилишқа чақирди.
2013-11-29
“хитай мәмликәтлик муһит бирләшмиси” намлиқ аммиви тәшкилатниң җүмә күни билдүрүшичә, бу орган җуңго нефит ширкитини муһитқа бузғунчилиқ қилиш билән әйибләп мәһкимигә әрз қилған вә җуңго нефит ширкитиниң 10 милйон доллар төләм төлишини тәләп қилған.
2013-11-29
Хитай сақчи даирилири пәйшәнбә күни хунәнлик өктичи җав феңшиңни тутуп кәткән. Җав феңшиңниң йеқинлириниң билдүрүшичә, сақчилар униң немә үчүн тутқун қилинғанлиқиға чүшәнчә бәрмигән болсиму, бирақ бу униң йеқинда түркистан ислам партийисигә очуқ хәт елан қилғанлиқи билән мунасивәтлик болуши мумкин икән.
2013-11-28
Йеқинда уйғур аптоном районидики алий мәктәп оқутқучи, оқуғучилириға “сиясий җәһәттин лаяқәтлик болуш” шәртиниң әң алий өлчәм қилинидиғанлиқи җакарланған.
2013-11-28
Һазир бишкәк шәһиридә яшаватқан 91 яшлиқ сабиқ миллий армийә майори хәмит кәнҗибайеф әпәнди өзиниң 1943-йили инқилаб башланғандин таки 1949-йилиғичә болған арилиқта миллий инқилаб рәһбәрлиридин бири.
2013-11-28
2013-Йили27-ноябир кәч саәт 10 да, қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанилида, “хәлқара ислам һәмкарлиқ тәшкилати”ниң баш катипи әкмәлиддин еһсан оғлу берма вә анголадики мусулманларниң вәзийити тоғрилиқ мәхсус программиға дәвәт қилинған иди.
2013-11-28
Түрк дуняси яш карханичилар йиғинида шәрқий түркистан мәсилиси күнтәртипкә кәлди. 25-Ноябир күнидин 28-ноябир күнигичә истанбулда чақирилған бу йиғинда түрк дунясида иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида қарар мақулланған.
2013-11-28
Йеқинда дуня уйғур қурултийи рәһбәрлиридин әсқәрҗан, илһам маһмут вә долқун әйсалар канаданиң торонто шәһиридә зиярәттә болуп, бу йәрдики канада уйғур җәмийити рәһбәрлири вә уйғур җамаити билән көрүшүп сөһбәтләшти.
2013-11-28
Японийә һокайдо университети хитай ишлири мутәхәссиси профессор акира фуҗимониң “хитайдин нәпрәтлиниш дәвридики хитай нәзәрийиси” намлиқ китаби нәшр қилинған.
2013-11-28
Японийә һөкүмити чаршәнбә күни хитайдин униң шәрқий деңиз һава мудапиә кимлик районини дәрһал бикар қилишни тәләп қилған.
2013-11-28
Җуңго мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, өктичи зиялий илһам тохти уйғур елидики алий мәктәп рәһбәрлириниң йеқинда қилған сөзлирини тәнқидләп, “шинҗаң даирилириниң хәтәрлик иш қиливатқанлиқи” ни агаһландурди.
2013-11-28
1989-Йилдики “тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ниң рәһбәрлиридин өркәш дөләт икки күн аввал тәйвәндин хоңкоңға келип, хоңкоң чегра даирилиригә өзини мәлум қилған.
2013-11-28
Хәлқара адил сотлиниш тәшкилати доклат елан қилип, хәлқара сақчи тәшкилати-интерполға әза дөләтләрниң мәзкур органни мусапирлар, журналистлар, тинч сиясий паалийәтчиләрни җазалаш үчүн суйиистемал қиливатқанлиқини тәнқид қилди.
2013-11-28
Алаһазәл бирәр йүздин артуқ әйдиз вируси юқумдари чаршәнбә күни бейҗиң ваңфуҗинда йиғилиш өткүзүп хитай һөкүмитиниң әйдиз сиясити вә җәмийәтниң кәмситишигә наразилиқ билдүргән. Һөкүмәтниң өзлиригә төләм төлишини тәләп қилған.