Архип
2013-11-07
Хитай армийисиниң уйғур елида турушлуқ қисимлири қомандани генерал пең юң вәзиписидин елип ташлинип, униң орниға генерал лю лей вәзипигә тәйинләнди.
2013-11-07
Бүгүн хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилати баянат елан қилип, хитай һөкүмитини 28-өктәбир тйәнәнмендики вәқәдин кейин уйғурларға қаратқан бесимни техиму күчәйтиш билән тәнқид қилди.
2013-11-07
Бүгүн шинҗаң хәвәрлири торида елан қилинған бир хәвәрдә билдүрүлүшичә, уйғур елида йәсли вә оттура, башланғуч мәктәп балилири ичидә қош тил маарипи бойичә тәрбийилиниватқан оқуғучи сани 1 милйон 700 миңға йетип, омумий рәқәмниң 66 пирсәнтидин артуқини тәшкил қилған.
2013-11-07
Пәйшәнбә күни америка сода министирлиқиниң билдүрүшичә, бу йилниң 3-чарикидә америка иқтисади 8.2 Нисбәт билән зорайған. Бу рәқәм 2 пирсәнтлик тәхмини рәқәмдин юқири чиқиши көзәткүчиләрни һәм һәйран қалдурди һәм мәмнун қилди.
2013-11-06
Тйәнәнмин һуҗумчиси осман һәсән вә аилисиниң әһвалини ениқлашлиримиз давамида осман һәсәнниң тйәнәнменгә һуҗум қилишиға түрткә болған бир қатар сәвәбләр илгири сүрүлди. Мана булардин осман һәсәнниң мәһәллисидә йүз бәргән пилал мәсчит вәқәсидур.
2013-11-06
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң орган гезити-“шинҗаң гезити” обзор елан қилип, “мәдәнийәтсиз” уйғур яшлири муқимсизлиқниң асаслиқ мәнбәси, дәп көрсәтти. Бирақ, бу хуласә, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәт қилишиға учриди.
2013-11-06
Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң паспорти җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралири дөләт чегрисидин кирип-чиққанда вә уларниң чәт әлдики паалийити җәрянида, шу кишиниң дөләт тәвәлики вә салаһийитини испатлайдиған муһим испат һесаблиниду.
2013-11-06
Тйәнәнмендики аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсидин кейин бир қисим чәтәл мухбирлири уйғур елиға йетип барған болуп, улар вәқәдин кейин вәзийәтниң йәниму чиңип кәткәнликини билдүрүп, уйғурларниң мәсилилири үстидә тәпсилий мәлумат бәргән.
2013-11-06
2-, 3-ноябир күнлири түркийәниң истанбул шәһиридә чақирилған “түрк-әрәб мунасивити: ахбарат васитилиридә аилә вә ханим-қизлар мәсилиси” мавзулуқ йиғинда уйғур мәсилиси, болупму уйғур ханим-қизлириниң мәсилиси оттуриға қоюлди.
2013-11-06
Японийәдә нәшр қилинидиған нопузлуқ гезитләрдин бири болған японийә иқтисад гезити 28-өктәбир хитайниң тйәнәнмендә йүз бәргән аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсидин кейин изчил түрдә мәзкур гезиттә уйғурларға аит көплигән мақалиләрни елан қилмақта.
2013-11-06
5-Ноябир қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридики мәркизи рәсимләр көргәзмә залида атақлиқ уйғур рәссами сабит бабаҗанофниң рәсимләр көргәзмиси өткүзүлди. Көргәзминиң ечилиш мурасимиға җаниш еркибайеф риясәтчилик қилған.
2013-11-06
Әрәбләрдә мундин 15 әсир илгирики вақитлардин бери әбу риғал исимлик бир адәм сатқунлуқниң бирдинбир сәлбий үлгиси болуп кәлгән икән. Та һазирғичә әдибләр әсәрлиридә, шаирлар шеирлирида әбу риғалға ләнәт оқуйду.
2013-11-06
“уйғурбиз” ниң хәвәр қилишичә, тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсидин кейин бейҗиңда тирикчилик қиливатқан уйғурлар тәкшүрүш обйектиға айланған. Уларниң күн алмиқи техиму тәсләшкән.
2013-11-06
Мәлум болушичә, хотәндики уйғур тебабәтчилики алий техникоми оқуғучилири даириләрниң баш кийимини чәкләш қарариға қаршилиқ көрситип, ачлиқ елан қилған. Ачлиқ елан қилғучиларға чарә көрүлгән.
2013-11-06
Японийә баш вәзири японийә һава тәвәликигә рухсәтсиз киргән һәрқандақ айропиланларни етип чүшүрүш буйруқи бәргәндин кейин, сабиқ хитай командири обзор елан қилип, әгәр шундақ болса уруш партлайдиғанлиқи һәққидә агаһландуруш бәргән.