Архип
2013-11-04
5-Июл вәқәсидин кейин, хитай һөкүмитиниң уйғур елини идарә қилишқа алған қарарлириға асасән, үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә башқа юртлардин кәлгән уйғурларниң олтурақлишиш, һаят кәчүрүш вә паспорт беҗиришиниңму һәссиләп қийинлаштурулғанлиқи мәлум.
2013-11-04
11-Айниң 2-күни японийәниң нигата өлкисиниң нагаока шәһиридә өткүзүлгән гамбаро ниппон тәшкилатиниң йиғилишида, 28-өктәбир тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси тоғрисида доклат берилди.
2013-11-04
11-Айниң 2-күни, йәни шәнбә күни хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң алдида өткүзүлгән паалийәттә, намайишчилар хитайни уйғурларға йүргүзүватқан бесим сияситини тохтитишқа чақирди.
2013-11-04
2013-Йили 2-ноябир, шәнбә күни, түркийә йәрмәнкә қурулуш идариси “туяп”ниң уюштуруши вә түркийә нәшриятчилар бирликиниң қоллиши билән “32-қетимлиқ хәлқаралиқ истанбул китаб йәрмәнкиси” истанбулда ечилди.
2013-11-04
Уйғурларға четишлиқ болған, бейҗиңниң тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси дуня аммиви ахбарат васитилиридә, анализчиларниң мулаһизилиридә, җамаәт пикирлиридә бир-биригә охшимиған қарашларни кәлтүрүп чиқармақта.
2013-11-04
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, 4-ноябир радиомиз зияритини қобул қилип, 28-өктәбир тйәнәнмен һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, уйғурларниң тәкшүрүш, һәтта тутуш обйектиға айланғанлиқини билдүрүп, даириләрниң вәқәни баһанә қилип кәң көләмдә тутқун қилиш һәрикити елип барғанлиқини қаттиқ әйиблиди.
2013-11-04
Хитай баянатчиси хуң лей 4-ноябир күни баянат берип, “с н н қатарлиқ ғәрб мәтбуатлири 28-өктәбир тйәнәнмен аптомобил вәқәсидики террорчиларға һесдашлиқ қилди” дәп әйиблиди.
2013-11-04
Гогул ширкитиниң баш директори ерик сичмидт 4-ноябир дүшәнбә күни хоңкоңдики җәнубий хитай сәһәр гезитиниң зияритини қобул қилғинида, хитайни пикир әркинликигә һөрмәт қилишқа чақирди.
2013-11-04
Уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан тонулған уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди, бейҗиң даирилириниң, “террорлуққа зәрбә беришни муқимлиқ сақлашниң алдинқи шәрти қилиш” намида, уйғурларға қаратқан чәклимиләрни күчәйткәнликини әйиблиди.
2013-11-04
Бу йил 9-, 10-авғуст күнлири турпанда “ғайиб болған” хитай кишилик һоқуқ актипи җавхәйтуң вә униң достиниң үрүмчи людаван қамақханисида икәнлики ашкариланған болуп, даириләр бу йил 12-сентәбир күни җав хәйтуңни “дөләт һакимийитини ағдуруш” җинайити билән әйибләп рәсмий қолға алған.
2013-11-03
3 - Ноябир күнидики сәһипимиздә асаслиқи миллий армийә офитсерлиридин һазир бишкәктә яшаватқан 90 яшлиқ сабиқ майор хәмит кәнҗибайефниң әслимилири тонуштурилиду. Ариқдин йәнә уйғурларниң түркийигә көчүп кәлгәнликиниң 60 йиллиқи вә японийә алимлириниң муһәммәд имин буғра һәм ма җоңйиң һәққидики мәлуматлири тонуштурилиду.
2013-11-03
Японийилик уйғур йеқинқи заман тарих тәтқиқатчиси һидеюки уйғур тарихиға аит нәшир қилинған мақалиләр топлимидики “японлар йетәлмигән земин - шәрқий түркистан” сәрләвһилик мақалисидә хотән әмири муһәммәд имин буғраниң японларға тунҗи қетим уйғур давасини аңлатқан шәхс икәнликини оттуриға қойған.
2013-11-03
Уйғурларниң шәриқтин ғәрипкә шундақла өз юртидин түркийигә көчүши узун йиллиқ тарихқа игә. Әмма түркийидә өткүзүлгән хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинлирида түрк вә уйғур тарихчилири даим уйғурларниң 1949 - йили коммунист хитайлар шәрқий түркистанни бесивалғандин кейин һиндистан, пакистан вә афғанистан қатарлиқ дөләтләргә қечип чиққан.
2013-11-03
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, бейҗиң мәркизий милләтләр университетиниң дотсенти, атақлиқ уйғур зиялийси илһам тохти бейҗиң дөләт бихәтәрлик даирилириниң һуҗумиға учриғанлиқини мәлум қилған.
2013-11-03
Америка уйғурлири бирләшмиси билән хәлқаралиқ уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонд җәмийити 1933 - йили 12 - ноябир күни қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 80 йиллиқи вә 1944 - йили 12 - ноябир күни ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 69 йиллиқини хатириләш һәмдә америка уйғурлири бирләшмиси қурулғанлиқиниң15 йиллиқини хатириләш мунасивити билән америка дөләт мәҗлисидә мәхсус мурасим өткүзмәкчи.