Архип
2013-11-03
Японийә - русийә мунасивәтлири тарихида тунҗи қетим русийә ташқи ишлар вә мудапиә министирлири билән японийә ташқи ишлар вә мудапиә министирлири тәң учришип, икки дөләтниң дипломатик вә һәрбий мунасивәтлирини муһакимә қилди.
2013-11-03
Уйғур аптоном райони партком секретари җаң чүншән бейҗиң тйәнәнмен вәқәси мунасивити билән бейҗиң мәркизи һөкүмәт даирилириниң қаттиқ тәнқидигә учриған.
2013-11-03
28 - Өктәбир тйәнәнмен вәқәси йүз берип, бәш күндин кейин хитай хәлқ азадлиқ армийиси шинҗаң қисимлириниң қоманданиниң уйғур аптоном районлуқ парткомидики даимий һәйәт әзасилиқ вәзиписи қалдуриветилгән.
2013-11-02
Силәр үчүн тәйярланған программилиримизниң орунлаштурулуши төвәндикичә болиду: алди билән “кәчмиш вә әслимә” сәһиписи үчүн тәйярланған мәхсус сөһбәт хатирисини аңлайсиләр. Андин бир қисим надир шеирларни диққитиңларға сунимиз. Ахирида: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давами аңлитилиду. Қени әмисә, бүгүнлүк программимизға мәрһәмәт қилғайсиләр!
2013-11-02
Балиларниң һәммиси ишқа кәтти. Миҗәзим болмиғанлиқтин рухсәт сорап ишқа чиқмиған идим. Саәт тоққузда үрүмчидин аптобус кәлди. Шу аптобус билән нахша - усул ансамбилиниң артиси аблимит садиқ билән аяли гүлсарә келип топ - тоғра бизниң өйгә қарап келивататти. Мән йүгүрүп чиқип қарши елип өйгә башлидим.
2013-11-02
Хитай һөкүмәт ахбарати тийәнәнмен машина һуҗумини 8 гумандар пиланланғанлиқи, буларниң җәмий 40 миң йүән сәрп қилғанлиқини билдүрди.
2013-11-02
Хитай мәркизий телевизийәси җүмә күни кәчқурундики хәвиридә, һуҗумчиларниң мәзкур һуҗумни бу йил сентәбирдин башлап пиланлиғанлиқи, пиланлаш вә иҗра қилишқа җәмий 40 миң йүән чиқим қилғанлиқи билдүрди.
2013-11-02
Хитайдики бир етилдақ завутида партлаш йүз берип, 11 адәм өлгән, 17 адәм яриланған. Хитай ахбаратлиридин мәлум болушичә, мәзкур вәқә җүмә күни гуаңши җваңзу аптоном райониниң сәнши шәһиридә йүз бәргән.
2013-11-02
Америкиниң түркийәдә турушлуқ әлчиханисиниң ашкарилишичә, америка дөләт мудапиә министирликидики бир юқири дәриҗилик хадим түркийә тәрәп билән хитай –түркийә башқурулидиған бомба қалқан системиси содиси һәққидә сөһбәт өткүзгән.
2013-11-02
Мәзкур пикир бирлики японийә дипломатийә вәзири фумио кишида билән русийә ташқи ишлар министири сергей лавровлар арисида токйода һасил қилинди.
2013-11-01
Тйәнәнменгә һуҗум қилғучилардин осман һәсән вә аниси қуванхан реһимниң ақту наһийисидин икәнлики елан қилинғандин кейин, мухбиримиз ақту наһийисигә телефон қилип, даириләр вә аһалиләрдин әһвал игилиди.
2013-11-01
Хитай мәркизи сиясий қанун комитетиниң секритари мең җйәнҗу бүгүн 28-өктәбир күни тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән вәқәниң шәрқий түркистан ислам һәрикитигә четишлиқ икәнликини билдүргәндин кейин, бу инкас хәлқара көзәткүчиләр арисида мулаһизә қозғиди.
2013-11-01
Даириләр шихәнзә шәһиридики 180 йиллиқ тарихқа игә мусулманлар қәбристанлиқини 2013-йил 4-ноябир күни шихәнзәниң җәнубидики қизил таққа көчүрүш буйруқи чүшүргән. Бу қарар шихәнзәдики уйғур қатарлиқ мусулманларниң наразилиқини қозғиған.
2013-11-01
Японийә асаһи шимбун гезитиниң мухбири кимҗуң һи ханим 31 - өктәбир уйғур елиниң елигә берип 28 - өктәбир бейҗиң тйәнәнмендә йүз бәргән аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсигә четишлиқ дәп бейҗиңда қолға елинған һүсәнҗан ғопурниң аилисидикиләрни зиярәт қилған.
2013-11-01
16 Йилдин бери, икки пәрзәнтини түркийәгә әкелиш үчүн нурғун йолларни синиған болсиму, әкиләлмигән миркамил қәшқәрли, түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқи билән өткән ай түркийәгә әкәлдүргән иди. Бу хәвәр түркийәдики ахбарат васитилиридиму тарқитилған иди.