Архип
2013-11-25
1989-Йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләт 25-ноябир күни йәнә бир қетим хоңкоңға келип, хитай чегрисидин өтүп хитай һөкүмитидин өзини тутушни тәләп қилди.
2013-11-25
24-Ноябир күни америка, русийә, әнглийә, германийә, фирансийә вә хитайдин ибарәт 6 дөләт ташқи ишлар министирлири җәнвәдә иран билән уран тавлашни чәкләш мәсилиси бойичә келишим һасил қилғандин кейин, хәлқара миқяда инкас қозғиған иди. Америка президенти барак обама бу келишимгә юқири баһа берип, униң “муһим қәдәм” икәнликни көрсәткән иди.
2013-11-25
Русийә пайтәхти москва шәһиридики асаслиқи хитай содигәрлири мәркәзләшкән лиюблино базирида уда үч қетим туюқсиз тәкшүрүш вә тутқун қилиш елип берилип, 700 дин артуқ адәм қанунсиз көчмәнлик сүпити билән тутуп кетилгән.
2013-11-25
Тайландтики һөкүмәткә наразилиқ билдүрүш намайиши өткән һәптә ахиридин буян техиму күчийип, 100 миң адәм қатнашқан кәң көләмлик намайиш һәрикитигә айланди.
2013-11-25
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решитниң радиомизға мәлум қилишичә, 28-өктәбир тйәнәнмен вәқәсидин кейин үрүмчи қатарлиқ җайларда сақал қойған уйғурларға бензин сатмаслиқ уқтуруши чүшүрүлгән.
2013-11-24
Америка башлиқ 6 дөләтниң иран билән җәнвәдә өткүзгән уран тавлашни тохтитиш сөһбити мувәппәқийәтлик ахирлишип, дәсләпки қәдәмдә келишим һасил қилинди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җәнвәдә өткүзүлгән бу сөһбәткә америка, русийә, германийә, әнглийә, франсийә, хитай қатарлиқ 6 дөләтниң ташқи ишлар министирилири қатнашқан болуп, америка дөләт ишлири министири җон керри мәзкур келишимни иранниң ядро мәсилисини һәл қилиштики биринчи қәдәм дәп атиған.
2013-11-24
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбә күнидики қисмида диққитиңларға әсли татаристандин уйғур ели вә башқа дөләтләргә келип йәрлишип қалған татарларниң өз кимликини әсләш паалийәтлириниң күчийиватқанлиқиға аит мәлуматлар, җүмлидин уйғур дияридин австралийә вә қазақистанға берип йәрләшкән татар зиялийлириниң язған китаблири һәққидики учурлар тонуштурулиду.
2013-11-24
19 - Әсирниң ахирлирида хитайлар османийә дөлитини қобул қилишқа башлиған. Әмма османийә дөлитиниң исмини “османли, яки дөлити алийә” дәп атимиған. Хитайлар османийә дөлитиниң исмини ғәрб мәнбәлиридин пайдилинип “көктүрк” исми билән ипадиләп кәлгән, буниңда ғәрб мәнбәлириниң тәсири болған.
2013-11-24
23 - Ноябир австралийиниң адилайд шәһиридики “татар - башқурт җәмийити”ниң орунлаштурушида айишә маский ханим вә зия маский әпәндиләрниң “әркинликкә сәпәр” намлиқ китабиниң инглиз тили һәм татар тилида мувәппәқийәтлик һалда нәширдин чиққанлиқини һәм базарға селинғанлиқини тәбрикләш паалийити елип берилди. Бу паалийәткә җәнубий австралийә штатлиқ һөкүмитиниң вәкиллири, татар - башқурт җәмийәт әзалири шундақла шәрқий түркистан австралийә җәмийәт әзалиридин вәкилләр қатнашти.
2013-11-24
20 - Ноябир күни явропа иттипақиниң тәрәққият комиссийиниң башлиқи андрис пийебалгс явропа иттипақиниң мәркизий асияниң демократик иниститутлириниң тәрәққияти вә бихәтәрлики үчүн бир милярд явроғичә ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди. У бу сөзини қирғизистан, таҗикистан, түркмәнистан вә өзбекистан ташқи ишлар министирлири билән көрүшкәндә ейтқан.
2013-11-24
Украинийә һөкүмитиниң явропа иттипақи билән һәмкарлишишиға аит келишимни тәстиқлашни арқиға созуши мунасивити билән өктичи партийиләр кәң көләмлик намайиш тәшкилләп, украинийиниң явропа иттипақи билән һәмкарлишишини тәләп қилди.
2013-11-23
Кәшмирдин чиқидиған “кәшмир көзәткүчиси” намлиқ тор журнили уйғурлар вә йеқини бейҗиң вә сериқбуйида йүз бәргән һуҗумлар һәққидә елан қилған мулаһизә мақалисидә дуня җамаәтчиликини, болупму ислам дунясини уйғур вәзийитигә көңүл бөлүшкә чақирди.
2013-11-23
Чиңдавда нефит туруба йоли партлап 47 адәм өлгәндин кейин, даириләр 18 миң адәмни партлаш районидин тарқақлаштурған.
2013-11-23
Хитай һәрбий даирилириниң радарда көрүнмәс учқучисиз айропиланни нәтиҗилик синақ қилғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2013-11-23
Хитай даирилири японийә контроллуқидики араллар гурупписини өзиниң қоғдаш райониға киргүзгәндин кейин, японийә һөкүмити буниңға наразлиқ билдүргән.