Архип
2013-11-21
Сериқбуя вәқәсидә, сақчиханиниң искилатидики запас қорал вә оқ рәсмий сақчиларға толуқлап тарқитип берилгән, әмма ярдәмчи сақчиларға қорал берилмигән. Хитайниң дөләт сақчилири ярдәмчи сақчиларни қалқан сүпитидә пайдилинип туруп пидаийларни оққа тутқан.
2013-11-21
Америкидики сиясий анализчи ху пиң әпәнди, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири билән хитай өлкилиридә йүз бәргән һуҗум қилиш вә партлитиш вәқәлирини селиштуруп, даириләрниң уйғурларға террорлуқ қалпиқи кийдүрүп бастурушқа урунуватқанлиқини әйиблиди.
2013-11-21
1933-Йили, 12-ноябир күни қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити 1934-йили, 2-айғичә, җәмий 6 айға йеқин вақит мәвҗут болуп туруп, ахири ма җоңйиң қоманданлиқидики туңган күчлириниң һуҗумлири билән ахирлашти.
2013-11-21
19-Ноябир күни башланған “һазирқи заман түркологийә тәтқиқати” намлиқ илмий муһакимә йиғиниға қатнашқан түркологлар уйғур тәтқиқатиниң түркологийә илмидики орниниң йәнила наһайити юқири икәнликини тәкитлиди.
2013-11-21
Қирғизистандики уйғурлар 40-йиллири азадлиқ урушида пидакарлиқ көрсәткән, 50-йилларда хитай коммунистлириниң нәйрәңлирини ечип ташлап, хәлқиниң миллий мәнпәити қоғдаш йолида һаятини пида қилған, хәлқ йетәкчиси абдуреһим әйса тәвәллутиниң 100 йиллиқини хатирилиди.
2013-11-21
Уйғур будда мәдәнийити тоғрисида тәтқиқат елип бериватқан уйғур мутәхәссис арзугүл ханим 11-айниң 17-күни токйода “уйғурларниң будда дини мәдәнийити” дегән темида мәхсус доклат бәрди.
2013-11-21
Йеқинда “уйғурбиз” тори тор арқилиқ уйғур ана тил маарипи һәққидә рай синаш елип барған. Рай синашқа қатнашқан 98.6 Пирсәнт биләт ташлиғучи “уйғурларниң өзиниң ана тил йәслиси вә ана тил мәктипи болуши керәк” дәп қариған.
2013-11-21
Истанбул университетиниң аспирант оқуғучиси мутәллип имин “уйғурбиз тори” да очуқ хәт елан қилип, сақчила өзигә паракәндичилик селишни тохтатмиса сотқа әрз қилидиғанлиқини агаһландурди.
2013-11-21
Хитай азадлиқ армийисиниң “шинҗаң һәрбий райони” ға қарашлиқ қисимлири уйғур елидә қуруқлуқ вә һава армийә бирләшмә маневирини елип барған.
2013-11-21
Хитай демократлириниң “җуңго пуқралар күчи тәшкилати” хитайниң йеқинда әмгәк билән тәрбийиләш түзүмини бикар қилғанлиқини қарши елип, әгәр бу иҗра қилинса пуқраларниң асасий кишилик һоқуқини қоғдаш, дөләтниң күчини суйиистемал қилишқа қарши туруш йолидики илғар бир қәдәм, дәп көрсәтти.
2013-11-21
Ақ сарайниң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси сузан райс президент обаманиң келәр йили 4-айда асияни зиярәт қилидиғанлиқини билдүрди.
2013-11-20
Мәлум болушичә, 9 нәпәр пидаий сериқбуя сақчиханисиға һуҗум қилиштин бир саәт илгири маралбеши наһийилик дөләт аманлиқ әтрити, уларниң икки нәпәр сәпдишини алағир йезиси вә сериқбуйиниң 17-кәнтидин тутқун қилған.
2013-11-20
Алим сейитоф әпәнди 20-ноябир, д у қ вә уйғур америка бирләшмиси намидин дуня җамаәтчиликини 16-ноябир йүз бәргән сериқбуя вәқәси һәққидә тәкшүрүш елип беришқа чақирди вә хитай һөкүмитини “қанунсиз адәм өлтүрүш билән әйибләймиз” дәп җакарлиди.
2013-11-20
Америкиниң оттура шәрқ вә шималий африқидики әң зор тәсиргә игә ташқи күч икәнлики, бирақ хитайниң мәзкур райондики тәсири давамлиқ зорийиватқанлиқи вә бу әһвал, америкиниң бу райондики обйекти вә тәсиригә муқәррәр дәхли йәткүзидиғанлиқи билдүрүлди.
2013-11-20
Әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултетида һәр йили чақирилидиған һазирқи заман түркологийә илмий муһакимә йиғини түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә рәсмий башланди. Йиғинда мутәхәссисләр уйғурлар тоғрисида көп санда мақалә оқуп өтти.