Архип
2013-03-31
Өткән һәптә русийә даирилири русийидә паалийәт қиливатқан хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ишханилири вә хизмәтлири үстидин тәкшүрүш һәм ахтуруш елип барған болуп, москваниң бу һәрикити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған иди.
2013-03-31
Йеқинда хитайда икки қурултай ечилип, ши җинпиң дөләт рәислик, ли кечаң баш министирлик вәзиписини тапшурувалғандин кейин, ши җинпиң русийә вә африқа зияритини башлап 31 - март күни бейҗиңға қайтип кәлди. Ши җинпиңниң бу қетимқи чәтәл сәпири хәлқара мәтбуатларниң қизиқ темиси болуватқан бу күнләрдә хитай компартийиси тәшвиқат оргини мәхсус йиғин чақирип, хитай компартийиси мәркизий комитетиниң ахбарат вә тәшвиқат сияситини тәртипкә салған һәмдә бәш хил ахбарат принсипини бәлгилигән.
2013-03-31
Хитай һава армийисиниң бир данә “ Su - 27” типлиқ илғар күрәшчи айропилани йәкшәнбә күни вәзипә өтәватқанда шәндоң өлкисигә йеқин деңиз тәвәси районида вәйран болған.
2013-03-31
Шаңхәй шәһиридә икки адәм бурун йәр шарида техи байқалмиған, хитай сәһийә министирлики тәрипидин “H7N9” дәп нам берилгән қуш зукими вируси билән һаятидин айрилған.
2013-03-31
Бу программимизда төвәндики икки мақалини аңлайсиләр: “1933 - йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң асасий қанун лайиһиси (2)” вә “японийә һәрбий разветкичилириниң уйғурларға аит топлиған учурлири”.
2013-03-30
Бу һәптә силәр үчүн тәйярланған программилиримизниң орунлаштурулуши төвәндикичә болиду: алди билән “кәчмиш вә әслимә” сәһиписи үчүн тәйярланған мәхсус сөһбәт хатирисини аңлайсиләр. “баһар тәлқинлири” намлиқ шеирдин бәһр алисиләр. Ахирида “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давами аңлитилиду. Қени әмисә, бүгүнлүк программимизға мәрһәмәт қилғайсиләр!
2013-03-30
Германийәгә кәлгәндин кейинки һаят иляр өмәрни яшаш үчүн йеңи йол тепишқа үндәйду. Аилиси билән мюнхенда җәм болғандин кейин у көз алдидики реаллиқ һәққидә чоңқур ойлиниду. Қандақ қилғанда аилә вә балилирини хатирҗәм һаятқа игә қилиш, ят әлдә пут дәссәп туралайдиған иқтисадий асасни яритиш шуниң билән бир вақитта вәтән вә милләт үчүн өзиниң бир кишилик һәссисини қошуш хияли униң каллисидин нери кәтмәйду. Нурғун күзитиш вә ойлинишлар арқилиқ у ахири көз алдидики реаллиқни қобул қилиш, кичик иштин әмәлий үнүм яритиш шундақла пәрзәнтлирини көңүлдикидәк тәрбийәләп қатарға қошудиған шараитни яритиш қарариға келиду.
2013-03-30
Қазақистан уйғур әдәбиятиниң бир әсиргә йеқин вақит давамида раваҗлинип келиватқанлиқи мәлумдур. Өз өтмүшидә бир қатар тарихий, сиясий өзгиришләрни бесип өткән һәм һәтта йоқилип кетиш хәвпигиму дуч кәлгән бу әдәбият көплигән қийинчилиқларға қаримай, оттура асия хәлқлири ичидә абруйму қазанди.
2013-03-30
Биринчи ашхана билән бизниң әтрәтниң ятақлири сай ахиридики түзләңликкә җайлашқан. Иккинчи ашхана болса сайниң юқирисидики тағ билән сайниң оттурисидики түзләңлик мәйданға җайлашқан иди. Биз үч вақлиқ тамақни иккинчи ашханидин ғизалинаттуқ, чүнки у көмүр кениға йеқин иди.
2013-03-30
Шималий корийә шәнбә күни җәнубий корийәгә қарши уруш һалитигә өткәнлики җакарлиди.
2013-03-30
Америка пйояңниң бу тәһдитигә җиддий муамилә қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, шималий корийәниң тәһдитлириниң илгирикигә тәһдитләрдин пәрқсиз икәнликиниму қошумчә қилди.
2013-03-30
Тибәт районида йүз бәргән тағ гүмүрүлүш вәқәсигә 36 саәт болған болсиму, таш - тупрақ астида қалғанлардин пәқәт бириниң җәсити тепилған.
2013-03-30
Дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилати шәнбә күни берма мусулманлириға қарита йүргүзүлүватқан зораванлиқлар мәсилисидә бир йәргә җәм болидиғанлиқини билдүрди.
2013-03-29
Юрти қәшқәр тоққузақтин болған, нөвәттә үрүмчидә яшаватқан қурбангүл миҗит, 17 яшлиқ оғли алимҗан һелаҗи 5-июл вәқәсидә ғайиб болуп кәткәндин кейин, зулум вә зораванлиқниң зәнҗирсиман бир йүрүш түрлириниң азаблирини бир-бирләп тетип чиқмақта.
2013-03-29
Өмриниң ахириғичә уйғур дәвасини қоллап-қуввәтләп кәлгән тонулған сиясәтчи муһсин язиҗиоғлуниң вапат болғанлиқиниң 4-йиллиқи түркийиниң һәр қайси җайлирида һәр хил паалийәтләр билән хатириләнмәктә.