Архип
2013-04-25
Америка дөләт ишлири министирлиқи чаршәнбә күнидики ахбарат елан қилиш йиғинида, уйғурларниң мәсилисини алаһидә тилға алди. Баянатчи патрик вентрил йиғинни ечиштин илгири, бүгүнки ахбарат елан қилиш йиғининиң асаслиқ ахбарат әркинлики мәсилисини тилға алидиғанлиқини билдүргәндин кейин, хитайниң мәркизи хәлқ радио истансисиниң сабиқ мухбири мәмәтҗан абдуллани тонуштуруп өтти.
2013-04-25
23 - Април күни маралбешиниң сериқбуя йезисида сақчилар билән йәрлик аһалиләр арисида тоқунуш келип чиққандин кейин, уйғур районлуқ һөкүмәт дәрһал җиддий йиғин чақирип, муқимлиқ хизмәтлирини орунлаштурған.
2013-04-25
Қазақистандики байқоңур синақ мәйданини русийәгә иҗаригә бериш мәсилисидә қазақистан һөкүмити өз тәләплирини техиму күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә. Бу һәқтә “сентир асия” тор бетидә елан қилинған иван сафронофниң “шәрқийгә қол йәткүзүш. Русийә вә қазақистан үчүн байқоңур дегән немә?” намлиқ мақалисидә мулаһизә қилинған.
2013-04-25
Мәлумки, сәуди әрәбистан дөлити тәсис қилинған күнидин бири һөкүмәт органлиридики барлиқ ишчи, хизмәтчиләрниң һәптиниң ахиридики дәм елиш күнлири пәйшәнбә билән җүмә икки күн болуп давам қилип кәлмәктә.
2013-04-24
Хитай һөкүмити маралбешида “террорлуқ вәқәси” йүз берип, сақчи вә һөкүмәт хизмәтчилирини өз ичигә алған 21 адәм өлгәнликини билдүргән болсиму, вәқәниң характери һәққидә охшимиған учурлар мәвҗут.
2013-04-24
Дуня сәһийә тәшкилатиниң чаршәнбә күнидики баянатиға қариғанда, йеқида хитайда байқалған қуш зукими һазирғичә байқалған шу хил зукам вируслири ичидә әң әҗәллики болуп, бу сәһийә хадимлирини әндишгә салған.
2013-04-24
Америкиниң бир юқири дәриҗилик һәрбий әмәлдари чаршәнбә күни америкиниң японийәни қоғдаш мәҗбурийити барлиқини хитайниң есигә салди.
2013-04-24
Америкиниң юқири дәриҗилик һәрбий әмәлдари генерал мартин дәмпсей хитай рәһбәрлирини тор һуҗуми мәсилисидә очуқ ашкара болушқа чақирди.
2013-04-24
Бүгүн хитай вә хәлқарадики мәтбуатларда, маралбешиниң сериқбуя базирида сақчилар билән бир түркүм аһалиләр оттурисида тоқунуш йүз бәргәнлики хәвәр қилинди. Хәвәрләрдә баян қилинишичә, тоқунушта хитай һөкүмити тәрәптин 15 киши өлгән, қаршилашқучилардин 6 киши нәқ мәйданда етип өлтүрүлгән.
2013-04-24
Уйғур ханим қизлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийиләш курси аяқлашқан болсиму, вәкилләр париж шәһиридики паалийитини давамлаштурмақта.
2013-04-24
Зәһәрлик чекимлик вә әйдиз вабаси, уйғур җәмийитидики әң еғир вә җиддий мәсилиләрдур, нөвәттә уйғур елидә әйдиз вируси билән юқумланғучи байқалмиған бирму наһийә қалмиди.
2013-04-24
Яврупа бирликиниң ташқи ишлар алий комессари кәтрин аштон чаршәнбә күни хитай вә моңғулийдә рәсмий зиярәттә болуш үчүн йолға чиқти. Кәтрин ханимниң хитайға қаратқан бу рәсмий зиярити ши җинпиң рәис болғандин кейин қилинған тунҗи рәсмий зиярәт болғанлиқтин алаһидә диққәт қозғимақта.
2013-04-24
Түркийә муһит вә шәһәрчилиқ министири әрдоған байрақдар әпәндиниң баянатиға асасланғанда, чәтәлликләрниң мал - мүлк егиси болуши асанлаштурулған. У мухбирларға бәргән баянатида ейтилишичә, чәтәлликләрниң түркийәдә өй - макан сетивелишни асанлаштуруштики мәқсәт түркийәгә чәтәл мәблиғини тартиш икән.
2013-04-24
2013 - Йили 4 - айниң 20 - күни түркийидә паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң қаримиқидики истратегийә тәтқиқат мәркизиниң уюштуруши билән “хитайниң шәрқий түркистанға көчмән йөткәш сиясити вә көчмәнләрни тохтитиш тәдбирлири” дегән темида йиғин ечилди.
2013-04-24
Германийәдики кишилик һоқуқ оргини “зиянкәшликкә учриғучи милләтләр тәшкилати” германийә баш министири ангела меркелни хитай баш министири или кечяң билән көрүшкәндә, хитайдики уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң диний етиқад әркинликиниң капаләткә игә қилинишини тәләп қилишини оттуриға қойди.