Архип
2013-04-30
Мәркизи иорданийидики хан җәмәти ислам тәтқиқат мәркизи тәрипидин йилда бир қетим баһалап елан қилинидиған “хәлқарада тәсири әң күчлүк 500мусулман” журнилиниң 2012 - санида, уйғур миллий һәрикити рәһбири, 2006 - йилидики нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати вә йәнә рафто мукапати саһиби рабийә қадир ханим мәхсус тонуштурулди.
2013-04-30
Америка һөкүмитиниң чақириқи вә хәлқара җамаәт пикриниң бесими нәтиҗисидә бүгүн хитай һөкүмити маралбешида йүз бәргән 23 - април сериқбуя вәқәси һәққидә йәнә бир қатар мәлуматларни ашкарилиди.
2013-04-30
Бүгүн америка дөләт мәҗлисиниң хәлқара дини әркинлик комитети йиллиқ доклатини елан қилди. Хитай бу йилму диний әркинлик вәзийити “алаһидә диққәт қилинидиған дөләтләр” тизимликигә киргүзүлди. Доклатта, хитай һөкүмитиниң дини гуруппиларға, болупму уйғурлар вә тибәтләргә қаратқан дини бесим сиясити тәнқид қилинди.
2013-04-30
Бейҗиңдики мәркизий милләтләр университети уйғур тил - әдәбият факултетиниң оқуғучиси мәмәтҗан әли ятиқидики хитай оқуғучилар тәрипидин уруп еғир яриландурулди. Бу вәқә 23 - апрелдики маралбеши сериқбуя вәқәсидин бир күн кейин йүз бәрди.
2013-04-30
Уйғур һазирқи заман әдәбияти өзиниң 1950 - йиллардин кейинки тәрәққият мусаписидә гәрчә хели зор көләмдики надир әсәрләрни яратқан, миллий язғучи - шаирлар қошунини барлиққа кәлтүргән болсиму, лекин коммунистик қизил реҗимниң бесими түпәйли сиясий тәшвиқатларниң вастиси болуштәк реаллиқтинму халий болалмиди.
2013-04-30
23 - Април күни маралбеши наһийисиниң сериқбуя базирида мәйданға кәлгән вәқәдә 12 кишиниң өлгәнлики, көп санда кишиниң тутуп кетилгәнлики тоғрисидики хәвәр түркийә парламентидиму ғулғула пәйда қилди.
2013-04-30
Японийидә чиқидиған нопузлуқ гезитләрдин бири болған“асаһи шинбун” гезитиниң 30 - апрелдики санида “иносе ислам дөләтлиридә һәмишә өз - ара уруш, җедәл болуп туриду - дәп ойлайду” мавзулуқ мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалидә мундақ баян қилинған:
2013-04-30
23 - Апрел маралбеши вәқәсидин кейин, даириләр уйғур елидә һәр хил бихәтәрлик тәдбирлири алғандин башқа өй вә қол телефонлириға қаритилған контроллуқни күчәйтти. Телефонларға болған контроллуқ һәққидә рәсмий уқтурушму чиқирилған.
2013-04-30
Өткән һәптә уйғур елиниң ишләпчиқириш - қурулуш армийиси 3 - дивизийисигә қарашлиқ тумшуқ шәһәрлик һөкүмәт шәһәрни кеңәйтиш қурулуши намида әтраптики деһқанларни өйлиридин мәҗбури көчүшкә зорлиған. Өй чеқишқа наразилиқ билдүргүчиләрни тутқун қилған.
2013-04-30
Йеқинда ғулҗа шәһиридики бирқисим мәктәпләрдә, оқуғучиларниң җүмә күнидики чүшлүк дәм елиш вақти бир саәт қисқартилған. “уйғурбиз” ториниң хәвәр қилишичә, мәктәп даирилири оқуғучиларниң җүмә күни чүштики намазға беришиниң алдини елиш үчүн, чүштин кейинки дәрс башлиниш вақтини саәт 12:30 ға илгири сүргән.
2013-04-30
Русийидә зиярәттә боливатқан японийә баш вәзири шинзо абе 29 - апрел күни русийә президенти владимир путин билән көрүшүп, икки дөләт оттурисидики төт арал мәсилиси вә башқа мәсилиләр һәққидә мәхсус сөһбәт өткүзди.
2013-04-30
Хитай сәһийә министирлики 30 - апрел күни хитайда H7N9 типлиқ қуш зукими вируси юқумдарлириниң 127 нәпәргә, давалаш үнүм бәрмәй өлгәнләрниң24 нәпәргә йәткәнликини елан қилди.
2013-04-29
Хитайниң маралбеши сериқбуя вәқәси һәққидики хәвәрлири хәлқара җамаәтчиликтә гуман пәйда қилғандин кейин бир қисим чәтәл мухбирлири нәқ мәйдандин әһвал игиләш үчүн һәрикәт қилип баққан.
2013-04-29
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи бүгүн ахбаратқа, - 23април сериқбуя вәқәсини ениқлашта илгириләш болғанлиқини елан қилип,“23 - април сериқбоя вәқәсини туғдурған зораванлиқ террорлуқ гуруһ әзалиридин 25 кишини қолға чүшүрдуқ” деди вә вәқәни чегра ичи вә сиртидики үч хил күчләрниң пиланлишидики“зораванлиқ, террорлуқ вәқәси” дәп атиди.
2013-04-29
Оттура асияда су мәсилилири барғансери өткүрләшмәктә. Нөвәттә сир вә аму дәрялиридин пайдилиниш мәсилиси өзбекистан, таҗикистан, қирғизистан вә қазақистан арисидики муһим ихтилаплиқ нуқтиға айланмақта.