Архип
2013-04-23
Уйғурбиз ториниң хәвиридин мәлум болушичә, 23 яшлиқ нурмәмәт исмайил һейтка мәсчити алдидики дукинида қуран сатқанлиқи үчүн,2013 - йили 1 - март күни тутқун қилинип 50 күндин ашқан болсиму қоюп берилмигән.
2013-04-23
Уйғурбиз ториниң хәвиридә дейилишичә, шу йәр вақти 22 - апрел дүшәнбә күни әтигәндә ақсу шәһиридики халидә вә зулпийә исимлик ача - сиңил дадисидин мирас қалған туралғу өйи хитай ширкәтлири тәрипидин мәҗбурий чеқиветилиш вәқәсигә наразилиқ билдүрүп қаршилиқ көрсәткини үчүн, өй чеқишқа мәсул болған хитай башлиқниң буйруқи билән уруп яриландурулған.
2013-04-23
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, японийиниң хитайдики баш әлчиси 23 - април күни әтигән хитай ташқи ишлар министирлиқиға наразилиқ хети йоллап, 23 - апрел сәһәрдә сенкако арили деңиз тәвәликигә киргән сәккиз данә хитай парахотиниң японийә деңиз тәвәликидин дәрһал чиқип кетишини тәләп қилған.
2013-04-23
Радиомиз игилигән учурлар вә әнглийә б б с агентлиқи қатарлиқ хәлқара мәтбуатларниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, сичүәнниң тибәтләр вә хитайлар арилаш олтурақлашқан яән шәһиридә 20 - апрел йүз бәргән 7 бал йәр тәврәштин кейин, шу җай вақти 23 - април сәйшәнбә күни кечигичә апәткә учриған аһалә 40 миңдин ашқан.
2013-04-23
Радиомиз игилигән учурдин мәлум болушичә, 23 - апрел сәйшәнбә күни хенәндики қан бериш сәвәбидин юқумланған әйдиз бимарлиридин 150 тин артуқ киши, хенән өлкилик һөкүмәт бинаси алдиға йиғилип, һөкүмәттин уларниң давалаш чиқимини вә әйни чағда вәдә қилинған төләм пулни әмәлийләштүрүшни тәләп қилип намайиш қилған.
2013-04-23
Һиндистан - хитай чегра ихтилапи 1962 - йили икки дөләт арисидики һәрбий тоқунушни кәлтүрүп чиқарған. Аруначал - парадаш штати вә кәшмирниң ақсайчин райони һиндистан - хитай арисидики чегра ихтилапиниң муһим түгүни.
2013-04-23
Хитай һөкүмити уйғур елидики уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләргә қоллиниливатқан “қош тил маарип сиясити” намидики маарипни хитайчилаштуруш сияситини сүрәт билән әмәлгә ашуруш үчүн йеқинқи йиллардин буян зор күч чиқармақта.
2013-04-23
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, пичандики хитай даирилири 7 яшлиқ уйғур балини чанап өлтүргән хитай қатил гумандарини, роһий кесәлгә чиқирип тәшвиқат елип барғандин буян, пичандики йәрлик хәлқ нөвәттә бу тәшвиқатқа сүкүт билән билән җаваб қайтурмақта.
2013-04-23
Парижда чақирилған 6 - нөвәтлик дуня уйғур аяллири йиғини 22 - апрел йепилди. Йиғин йепилған шу күни д у қ рәиси рабийә қадир ханим йиғинға қатнашқан аялларниң бирдәк қошулуши билән, дуня уйғур аяллар бирлики қурулғанлиқини елан қилди.
2013-04-23
Хитай ахбарат вастилири бүгүн уйғурларниң рак кесилигә гириптар болуп өлүш ниспитиниң ялғуз хитай бойичила әмәс, дуня бойичиму алдинқи қатарда туридиғанлиқини тунҗи қетим етирап қилди.
2013-04-23
Японийидә чиқидиған “асаһи шинбун” гезитиниң хәвиридә дейилишичә, мушу айниң 21 - күни йәни токйодики ясукуни бузрукварлар қәбристанлиқида һәр йили баһар пәсилдә өткүзүлидиған шинто дининиң үч күнлүк диний байриминиң биринчи күни, японийә министирлиридин муавин баш вәзири, иқтисад министири асо таро, шималий корийәгә мәҗбурий тутуп кетилгән японлар мәсилисигә мәсул министир кеиҗи фуруя, хәлқара мунасивәт,алақә министири йошитака шиндо вә ички кабинетниң муавин сикретари катсунобу като қатарлиқлар ясукуни бузрукварлар қәбристанлиқини зиярәт қилған.
2013-04-23
Голландийәлик парламент әзаси “андорофан” исимлик бир шәхс мундин бир йерим йил бурун ислам пәйғәмбири муһәммәд әләйһиссаламни һақарәтләп һәҗвий филим ишлигән, андин йәнә шундақ бир филим ишләш үчүн диний материялларни көрүш җәрянида 3 ай бурун мусулман болғанлиқини елан қилди.
2013-04-22
Алдинқи күни счүәнниң яән дегән җайида йәр тәврәш апити йүз бәргәндин кейин, хоңкоң район башлиқи парламент малийә комитетидин апәткә учриғучиларға үчүн 79милйон, 610 миң сом ярдәм пули аҗритишни тәләп қилған. Авмен һөкүмитиму мәзкур апәт райониға 77милйон 300 миң сом ярдәм қилидиғанлиқини елан қилған.
2013-04-22
Йеңи зеландийә ахбарат вастилиридә баян қилинишичә, йеңи зеландийәниң кирисчарч шәһиридин кәлгән, бир түркүм радикал милләтчиләр, авклан шәһиридә яшаватқан хитай көчмәнлириниң хәвп - хәтәрлири һәққидә тәшвиқат варақлири тарқитиш вә хитай көчмәнлиригә қарши һуҗум елип бериш үчүн бир қисим тәйярлиқ паалийәтлири билән мәшғул болған.
2013-04-22
Хитай ташқи ишлар баянатчиси, бүгүн америкиниң инсан һәқлири доклатиға инкас қайтурғанда, хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичилик вәзийитини рәт қилалмиған. У сөзидә “дуняда һеч бир дөләтниң инсан һәқлири вәзийити мукәммәл әмәс” дейиш арқилиқ, хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичилик вәзийитини вастилик етирап қилған.