Архип
2013-04-22
Мәлум болушичә, хотән вилайәтлик хәлқ дохтурханисиниң чақирғу сестимиси хитайчә болуп, бимарларни чақириш, вақит җәдвилини уқтуруш қатарлиқ мулазимәтләр хитайчә сөзлинидиған вә хитайчә йезилидиған болғачқа, бу дохтурханидики мотләқ көп сандики бимарларға қийинчилиқ елип кәлгән.
2013-04-22
Бүгүн уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити сичүән яәндә йүз бәргән йәр тәврәштә қазаға учриғанларға һесдашлиқ билдүрүп һал сораш хети елан қилған. Тәңритағ торида елан қилинған бу һал сораш хетидә мәзкур апәттә зиянкәшликкә учриғучиларға 5 милйон ярдәм қилидиғанлиқи баян қилған.
2013-04-22
Уйғур елидә йеқинқи йиллардин буян, хитай карханилириниң йәрлик әмәлдарлар тил бириктүрүп деһқанларниң йәр земинлирини сетишқа мәҗбурлаш, мәҗбурий игиливелишқа даир йәр - земин дәвалири көпәймәктә.
2013-04-22
Франсйәдә чақирилған уйғур ханим - қизлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийиләш курси “қандақ қилип хәлқимизгә ярдәм берәләймиз” дегән темини чөридигән асаста ечилған вә нәтиҗилик тамамланған.
2013-04-22
Совет иттипақи 1933 - йили, 4 - айниң 12 - күни үрүмчидә сиясий өзгириш йүз берип, җин шурен һакимийити йиқитилип, униң орниға шең шисәй һөкүмити тикләнгәндин кейин, таки 1943 - йилиғичә болған 11 йил җәрянида шең шисәй һакимийитини қоллиди.
2013-04-22
Бу йил ғулҗа шәһәрлик һөкүмәт хитай базирини рәтләш намида, базардики уйғурларни тарқақлаштурған. Бу хәвәр тарқалғандин кейин, уйғурлар арисида ғулғула қозғап, уйғур тор бекәтлиридә наразилиқ инкаслири йезилған иди.
2013-04-22
Тәйвәнниң чен шүйбйән дәвридики сабиқ дөләт мудапиә министири сәй миңшийән зияритимизни қобул қилип, хитай тәйвәнниң әң чоң дүшмини, деди вә уйғурларниңму өзлири арзу қилған әркинлик вә яки мустәқиллиққа балдуррақ еришишни арзу қилидиғанлиқини билдүрди.
2013-04-22
Шветсийә телевизийисиниң хәвәр қилишичә, шветсийә сақчи мәһкимиси стокһолмдики фития райониға җайлашқан түрк мәсчитиниң илтимасиға асасән һәр җүмә күни җүмә намизиниң әзан авазини сиртқа қоюветишкә рухсәт қилған.
2013-04-22
4 - Айниң 19 - күни җүмә австралийәниң адилайд шәһиридә “тәңритағ анилар горупписи” ниң орунлаштуруши билән ханим - қизлар мәдәнийәт кечилики үткүзүлди.
2013-04-21
“уйғур ханим қизлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийиләш курси” мушу айниң 20 - күни франсийиниң пайтәхти париж шәһиридики нветәл меһманханисида башлинип, 21 - април күни иккинчи күнлүк паалийәтлирини елип барди.
2013-04-21
Бүгүнки программиларниң мәзмунлири төвәндикичә: түркийидики хәлқаралиқ оқуғучилар паалийитиниң мәзмунлири, японийидә елип бериливатқан уйғур ислам қануни һөҗҗәтлири тәтқиқати, муһәммәд имин буғраниң әдәбий мираслири вә 1986 - йилидики чернобил ядро апити мәсилиси вә башқилар.
2013-04-21
“уйғур ханим қизлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийиләш курси” мушу айниң 20 - күни франсийиниң пайтәхти париж шәһиридики нветәл меһманханисида ечилишқа башлап, 21 - април күни йиғин иккинчи күнигә қәдәм қойди.
2013-04-21
Сичуән өлкисиниң яән шәһириниң лушән наһийисидә 20 - април күни 7 бал йәр тәврәш апити йүз бәргәндин кейин,21 - април күни хитай һөкүмити апәткә учриғанларға инсанпәрвәрлик ярдәмлири қобул қилмайдиғанлиқини билдүргән.
2013-04-21
Хитай дөләт ишлири кабинети 21 - април күни “ 2012 - йиллиқ америка кишилик һоқуқи хатириси” дәп аталған мәхсус доклатини елан қилип, америкиниң кишилик һоқуқ хатирисини тәнқид қилған.
2013-04-20
Бу һәптә силәр үчүн тәйярланған программилиримизниң орунлаштурулуши төвәндикичә болиду: алди билән “кәчмиш вә әслимә” сәһиписи үчүн тәйярланған мәхсус сөһбәт хатирисини аңлайсиләр. Андин түркийәлик ахбаратчи вә журналист әһмәт фаруқ үнсал язған: “мәний дөләт шәрқий түркистан” намлиқ мақалини диққитиңларға сунимиз. Ахирида: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давами аңлитилиду. Қени әмисә, бүгүнлүк программимизға мәрһәмәт қилғайсиләр!