Архип
2013-05-21
Американиң тор бихәтәрлик ширкити мандй антениң дүшәнбә күни хәвәр қилишичә, хитай тор бузарлири бир мәзгиллик җимҗитлиқтин кейин, охшимиған техника билән американиң тор системилириға йәнә һуҗум қозғиған.
2013-05-21
Тибәт аял язғучиси воисер америка тәрипидин берилгән “қәһриман аял мукапати” ни 19-май күни бейҗиңдики америка әлчиханисида тапшурувалди.
2013-05-21
Америкадики чеграсиз аяллар һоқуқини қоғдаш тәшкилатиниң башлиқи рүй җей ханим, америка авази радиосида баянат берип, өткән һәптә шәндуң өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғут хадимлириниң топлишип адәм уруш вәқәсини әйиблиди.
2013-05-21
Радиомиз игилигән әһвалдин мәлум болушичә, шәнши, чеңду, ләнҗу, гуаңҗу, бейҗиң қатарлиқ җайлардин кәлгән һәрбий сәптин чекингән офитсерлар, такси шопурлири вә йәрлиридин айрилип қалған деһқан әрздарлардин 2000 дин артуқ киши, айрим-айрим һалда бейҗиңдики мәркизи һәрбий комитет вә хитай мәркизи әрзийәт ишханиси алдиға йиғилип, хитай рәһбәрлири билән сөзлишишни тәләп қилған.
2013-05-20
Америка дөләт ишлар министирлиқи йеңи диний әркинлик доклатида өткән йили хитай һөкүмитиниң диний әркинликни һөрмәт қилиши суслишип, уйғур вә тибәтләрниң диний әркинлик вәзийити начарлашқанлиқини көрсәтти.
2013-05-20
Үрүмчи шәһәрлик 1-авғуст полат-төмүр завути (багаң) мәсчитниң имами махмутҗан зунун, кочидики аққун хитайлар тәрипидин еғир яриландурулди.
2013-05-20
Уйғур елиниң или тәвәсидә яшиған туңганлар уйғур елиниң йеқинқи икки әсирлик сиясий тарихи билән зич мунасивәтлик болуп, улар 1944-1949-йиллиридики миллий инқилабта уйғур, қазақ қатарлиқ хәлқләр билән бир сәптә туруп күрәш қилған иди.
2013-05-20
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған 17-май күни америкиниң пайтәхти вашингтондики майфловер меһманханисидики доклат бериш йиғинида мухбирларниң соалиға җаваб бәргәндә, үрүмчидики түзүмни қобул қилалмайдиғанлиқини тәкитлиди.
2013-05-20
Өткән айниң ахири франсийиниң пайтәхти париж шәһиридә чақирилған уйғур ханим қизлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийиләш курсиға оттура асиядин келип йиғинға қатнашқан уйғур ханим қизларниң сани нисбәтән көп болған.
2013-05-20
4-Нөвәтлик д у қ японийә һөкүмитиниң, японийә парламент әзалириниң қоллиши, японийидики һәрқайси сиясий, аммиви тәшкилатларниң һәмкарлишишида, японийә уйғур җәмийитиниң саһибханилиқида ғәлибилик ечилған иди.
2013-05-20
Мәлумки, өткәнки әсирниң биринчи йеримида оттура асия вә шәрқий түркистанда көплигән татар зиялийлири яшиған. Улар уйғур, өзбек, қазақ вә башқиму түркий хәлқләр мәдәнийитиниң, әдәбиятиниң, маарипиниң раваҗлинишида алаһидә рол ойниди.
2013-05-20
Йеқинда тарим университетидин тутқун қилинған 12 нәпәр оқуғучиниң 9 нәпири мушу айниң 18-вә 19-күнлири қоюп берилгән; әмма техичә қоюп берилмигән 3 нәпәр оқуғучи билән мунасивәтлик кишиләр сақчилар тәрипидин давамлиқ түрдә аварә қилинмақта.
2013-05-20
Хитайниң тәңритағ тори бүгүн, хитайдики 19 өлкә вә шәһәрниң йеқинқи 3 йил ичидә уйғур райониға бәргән аталмиш ярдәмлири һәққидә мәлумат елан қилди.
2013-05-20
Үрүмчи шәһириниң полат завути аһалиләр райони тәвәликидә түнүгүн йәнә бир қетим хитай көчмәнлириниң бир уйғурға топлишип һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән.
2013-05-20
Хитай мәркизи теливизийәси тибәтләрниң өзигә от қоювелиш һәрикитини әйибләп бир филим ишлигән вә филим өткән һәптә қоюлған.