Архип
2013-05-31
Уйғур райониниң муавин рәиси ши дагаңниң алдинқи күни бейҗиңда уйғур вәзийити һәққидә қилған сөзлири хәлқарадики вә уйғур җәмийитидики вәзийәт көзәткүчилириниң диққәт вә инкасини қозғиди.
2013-05-31
Хитай һөкүмити уйғурларниң сақал қоюш вә яғлиқ артишлирини диний радикаллиқ билән бағлап чәкләватқан бир шараитта, хитай өлкилиридә туңган мусулманлириниң диний паалийәтлирини әркин һалда елип баралиши кишиләрни гаңгиратмақта.
2013-05-31
Америка дөләт ишлар министирлиқи җүмә күни 2012-йиллиқ хәлқара террорлуққа қарши туруш доклати елан қилди. Доклатта, хитайниң террорлуққа қарши туруш һәрикити нуқтилиқ шәрқи түркистан ислам һәрикитигә қаритилғанлиқи әскәртилип, бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитай террорлуққа қарши турушни козир қилип, уйғурларни бастурмақта, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
2013-05-31
1889-Йили тйәнәнмеин вәқәсидә уруқ-туғқанлири хитай қораллиқ күчлири тәрипидин бастурулған 100 дин артуқ киши җүмә күни очуқ хәт елан қилип, хитай компартийә рәһбири ши җинпиңни қаттиқ тәнқид қилған.
2013-05-31
Б д т кишилик һоқуқ комиссарияти вә мусапирлар оргини җүмә күни хитай билән лаосниң 9 нәпәр шималий корийәлик мусапир яшни дөлитигә мәҗбури қайтуруп бәргәнликини тәнқидләп, уларниң бу һәрикитидин чөчүгәнликини билдүрди.
2013-05-31
31 - Май уйғурлар голландийәдә өткүзүлгән түркий тиллиқ милләтләрниң мәдәнийәт йәрмәнкисигә қатнишип, уйғур мәдәнийитини намаян қилди.
2013-05-31
Америка дөләт мудапиә министири чак һейгил, сингапорда өткүзүлидиған хәлқара бихәтәрлик йиғинида хитай һәрбий вәкилләр өмики билән көрүшүп, хитай торбузарлириниң америка тор бәтлиригә һуҗум қилиш һәрикити тоғрилиқ сөзлишидиғанлиқи вә хитайға бесим ишлитидиғанлиқини билдүргән.
2013-05-31
Бүгүн америка дөләт ишлар министирлиқи америкиниң “2012 - йиллиқ дөләтләр әһвали вә террор тәшкилатлар тизимлики һәққидики доклати” ни елан қилған болуп, тизимликтә әлликтин артуқ тәшкилатниң исми йәр алған.
2013-05-31
Қирғизистанниң қумтор алтун кенидики ишчиларниң наразилиқ һәрикити тоқунушқа айлинип, нурғун адәм яриланған. Һөкүмәт тәрәп сақчилар билән намайишчилар арисидики тоқунушта 50 нәччә адәм яриланғанлиқи, 80 нәччә адәм қолға елинғанлиқини билдүргән.
2013-05-31
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-05-31
Иҗтимаий мәтбуат уйғур дәвасини аңлитиштики әң муһим васитиләрдин биригә айланған бүгүнки күндә, бу арқилиқ уйғур дәвасини аңлитиватқанларниң сани күнсайин көпәймәктә.
2013-05-31
Норвегийәниң почта гәчлик гезити мухбири май ейида пуқралар һоқуқи күрәшчиси чең гуаңчеңни зиярәт қилғанда, у хитай һөкүмитиниң 2010-йили лю шавбоға тарқитилған нобел тинчлиқ мукапатиға қаттиқ наразилиқ билдүргәнликиниң өзила, бу һакимийәтниң қанчилик аҗиз икәнликини көрситип бериду, дегән.
2013-05-30
Қарамайдики иш пурсәтлириниң хитай көчмәнлиригә берилип, қарамайниң өзидә туғулуп һәрқайси университетларда оқуп кәлгән уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрдин 5000 дин артуқ яшниң хизмәткә орунлаштурулмай, һәр хил паҗиәләр йүз бәрмәктә.
2013-05-30
Уйғур кишилик һоқуқ программиси тәтқиқатчилири чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә ечилған “хитайниң төмүр мушти астидики уйғур диний әркинлики” намлиқ доклат бериш йиғинида хитайниң уйғурларға қаратқан диний чәклимә сияситигә агаһландуруш бәрди.
2013-05-30
Миллий зиддийәткә петип қалған уйғур аптоном районида биңтуәнниң күчәйтилип, хитай көчмәнлирини көпләп көчүрүп келиш сиясити, райондики ихтилапни илгириләп күчәйтивәткән.