Архип
2013-05-14
Шинҗаң университетиниң 2009-йиллиқ юмшақ детал кәспи синипи оқуғучиси өткүр әркин ясиған уйғурчә телефон учур юмтали, әқиллиқ телефонлардики уйғур йезиқи мәсилисини һәл қилди.
2013-05-14
Хитай дөләт ишлири ишханиси 14-май күни “2012-йиллиқ җуңгониң кишилик һоқуқ тәрәққияти” намлиқ ақ ташлиқ китабни елан қилип, хитайда пуқраларниң кишилик һоқуқи капаләткә игә икәнликини тәкитлиди.
2013-05-14
Әнглийә б б с агентлиқиниң 14-май сәйшәнбә күнидики хәвиридә “уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси ху хәнмиңниң 9-май күни қәшқәр йеңисар наһийиси учар йезиси 7-кәнтидә йүз бәргән 2 нәпәр сақчи,кадир вә бир уйғур яш өлгән қанлиқ тоқунуштин хәвири йоқлуқини билдүргән” лики баян қилинди.
2013-05-14
Радиомиз хитай бөлүми игилигән учурдин мәлум болушичә, 13-май күни кәчтә гуаңҗу шәһири җухәй районидики кийим карханисидики ишчилар билән завут әслиһәлирини йиғивелишқа кәлгән сақчилар арисида зор көләмлик тоқунуш йүз бәргән.
2013-05-13
Уйғурларниң диний әркинликини вә башқа һәқ һоқуқлирини бастурушқа ялланған уйғур чапармәнлиригә қорал тарқитип берилди.
2013-05-13
Игилигән учурлардин мәлум болушичә, йеқиндин буян уйғурлар зич олтурақлашқан хотән, қәшқәр қатарлиқ җайларда “диний түс алған кийимләрни чәкләш” һәрикити әвҗ алған.
2013-05-13
Йеқинда америка дөләт мәҗлиси юмилақ үстәл йиғини чақирип, мәхсус хитайниң әмгәк билән өзгәртиш лагерлирини музакирә қилди.
2013-05-13
Русийәдики оттура асиялиқлар өзлириниң 1941-1945-йиллири арисидики совет герман урушида совет иттипақини қоғдаш үчүн көрсәткән пидакарлиқлирини русийәликләрни тәшвиқ қилишқа әһмийәт бәрмәктә.
2013-05-13
Уйғурлар голландийәниң асия түсидики уневирсал сода базири бейфирвәйк базарида, икки күнлүк мәдәнийәт-сода тиҗарити қилип, мустәқил игилик тикләш йоллиридики издинишлирини чоңқурлаштурмақта.
2013-05-13
11-Май күни норвегийә уйғур комитети 2013-йиллиқ сайлам паалийити елип берип, комитетниң йеңи рәһбәрлирини сайлап чиқти.
2013-05-13
Бу йил түркийәниң әң чоң партийилиридин бири болған милләтчи һәрикәт партийисиниң қәйсәри шөбисиниң аяллар комитети уйғур анилириға атап мәхсус паалийәт өткүзди.
2013-05-13
2013-Йили 11-май шәнбә күни мәркизи әнқәрәгә җайлашқан әһди вафа бирләшмиси намлиқ тәшкилатниң уюштуруши билән истанбулда, “шәрқий түркистандики зулумиға қарши туруш кечиси” дегән намда йиғин паалийәт өткүзүлди.
2013-05-13
Шветсийә әдәбиятида уйғурлар темисидики әсәрләрниң йеқинқи йүз йил мабәйнидә алаһидә орун тутидиғанлиқи диққәткә сазавәрдур.
2013-05-13
Хотәнниң лоп наһийилик 1-оттура мәктипидә, бүгүн йәни 13-май күни уйғур оқуғучилар дәрс ташлап, мәктәп вивискилириниң уйғурчә йезилмаслиқ әһвалиға наразилиқ билдүргән.
2013-05-13
Мушу айниң 9-күни йәни җүмә күни йеңисар наһийисиниң учар йеза 7-кәнтидә өй тәкшүргүчиләр билән өй игиси арисида тоқунуш йүз берип 3 киши өлгән.