Архип
2013-05-09
Японийидә тәтқиқатчи саваи митсуо қатарлиқлар бирликтә язған “хитайдики мәсчитләр”намлиқ мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалидә хитайдики ислам диниға етиқад қилидиған хуйзулар билән уйғурларниң мәсчит қурулушиниң шәкли җәһәттә бир - биридин пәрқлинидиғанлиқи үстидә өзгичә издиниш елип барған.
2013-05-09
9 - Майда қазақстанниң барлиқ шәһәр вә йезилирида улуғ ғалибийәтниң 68 йиллиқи нишанланди. Бу ғалибийәт өткәнки әсирниң 40 - йиллири йүз бәргән совет - герман урушида қолға кәлтүрүлгән болуп, қазақистан у дәвирдә совет иттипақи тәркипидики җумһурийәтләрниң бири иди.
2013-05-09
“тура қошиқи” қәдимқи заман уйғур әдәбияти тарихида муһим орун тутидиған вәкиллик әсәрләрниң бири болуп, бу әсәрни әң дәсләп шаир вә тарихчи турғун алмас 80 - йилларниң бешида “тарим” журнилида тонуштурған иди. Кейин өзиниң “қәдимқи уйғур әдәбияти” дегән китабида техму мупәссәл шәрһлиди.
2013-05-09
Йеқинда бир уйғур тордаш үрүмчидики таксии шопорлириниң айримчилиқ қилип, уйғурларни такисиға алмайватқанлиқини вейбо торида инкас қилип, қаттиқ җамаәт пикри пәйда қилғандин кейин, мәзкур такси аптомобиллири гурупписиниң мәсул хадими өзлириниң вәқәни сүрүштә қилидиғанлиқини билдүрүшкә мәҗбур болған.
2013-05-09
Пәйшәнбә күни нурғунлиған сақчи бейҗиңниң җәнубидики җиңвән кийим - кечәк базириниң кириш еғизи вә әтрапидики кочиларни муһасиригә алған.
2013-05-09
Русийә президенти владимир путин 8 - май күни русийиниң қирғизистан вә таҗикистан билән түзгән русийә һәрбий базилириниң давамлиқ түрдә мәзкур икки мәмликәттә мәвҗут болуп туридиғанлиқиға аит келишмни тәстиқлап уни күчкә игә қилди.
2013-05-09
Морий қазақ аптоном наһийисидики деһқанларға аит 2400 мо йәрниң йәрлик даириләр тәрипидин тартивелинғанлиқи хәвәр қилинмақта.
2013-05-09
Түркийә “електронлуқ виза сеситмиси” дин пайдилиналайдиған дөләтләр қатариға хитайниму киргүзди. Електронлуқ виза сеситмиси тор арқилиқ түркийә визисиға илтимас қилишқа вә наһайити қисқа муддәт ичидила виза елишқа имкан туғдуруп беридиған бир хил сестима болуп, һазирғичә түркийә 94 дөләт пуқралирини бу сестима арқилиқ виза елишини асанлаштурған.
2013-05-08
Ашкариланған учурлардин қариғанда, уйғур деһқанлар мәҗбурий һалда муқимлиқ пули тапшуруватқан болуп, бу әслидила йүки еғир болған деһқанларниң зиммисидики селиқни техиму ашурувәткән. Буниңға қаршилиқ қилғучилар болса һөкүмәт хизмитигә тосқунлуқ қилиш билән тәһдиткә учриған.
2013-05-08
“йемәклик бихәтәрлики” хитайниң 2013 - йили икки йиғин мәзгилидики әң қизиқ нуқтиниң бири болуп қалған иди шундақла йемәклик бихәтәрлик қануниғиму түзитиш киргүзүлди, әмәлийәттә бу мәсилә хитайда һәр йили хәлқ әң көңүл бөлидиған, җәмийәттә кәң зор ғулғула қозғиған мәсилә болуп кәлмәктә.
2013-05-08
Түркийиниң әң чоң вилайәтлиридин бири болған қәйсәри вилайитидики аяллар тәшкилатлири вә бәзи сиясий партийиләрниң аяллар комитетлириниң мәсуллири 5 - май күни йиғин чақирип д у қ рәиси рабийә қадир ханимни “2013 - йилиниң нәмунә аниси” қилип сайлиди. Бу хәвәр түркийидики “хабер түрк”, “ т р т түрк” қатарлиқ телевизийә қаналлирида тарқитилди.
2013-05-08
5 - Айниң 11 - күнидин башлап тәйвәнниң тәйбий шәһиридә өткүзүлидиған “дөлитимиз тәйвәнни йоқитип қоймайли!” намлиқ хәлқара муһакимә йиғининиң, йиғин ечилиштин аввалқи түрлүк паалийәтлири, 5 - айниң7 - күнидин башлап рәсмий башланған.
2013-05-08
2 - Май күни вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати билән д у қ бирликтә ярупа парламентиға хәт йезип, 23 - април “сериқбуя вәқәси” ни тәкшүрүшкә чақирғандин кейин, 4 - май күни д у қ ниң яврупа парламентидики вәкили әнвәрҗан әпәндиму яврупа парламентиға мәктуп йоллап, “сериқбуя вәқәси”ниң һәқиқий йүзини ениқлашни илтимас қилған.
2013-05-08
Тарихта ана тилдики оқу - оқутушидин әсла айрилип бақмиған уйғур маарипи йеқинқи оннәччә йилдин буян “қош тиллиқ маарип” нами билән тон кийдүрүлгән хитай тилиниң җиддий хирисиға дуч кәлмәктә.
2013-05-08
Маралбеши “сериқбуя вәқәси” дин кейин, хитай аманлиқ сақлаш даирилириниң қәшқәр шәһиридә елип барған тәкшүрүш, ахтуруш һәрикитидә 7 киши тутқун қилинған.