Архип
2013-05-08
Хитай йеза игилик министирлиқиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, уйғур елиниң ават наһийисидики бир қисим калиларда пут - еғиз вируси кесәллики (ақсил кесәллики) байқилип, 239 туяқ кала дәрһал өлтүрүп ташланған.
2013-05-08
Хитай сақчи даирилири хитай рәһбәрлириниң мал - мүлкини ашкарилашни тәләп қилған җяңшилиқ аял кишилик һоқуқ адвокати лю пиңни қолға елип, һакимийәтни ағдурушқа қутратқулуқ қилиш җинайити билән әйиблигән.
2013-05-08
Хитай мәркизи интизам тәкшүрүш даирилири чаршәнбә күни йәрлик органларни агаһландуруп, әрзидарларни тутқун қилишқа йол қоюлмайдиғанлиқини билдүргән.
2013-05-08
Америка дөләт мудапиә министирлиқи хитай тоғрилиқ һәрбий доклат елан қилғандин кейин, хитай һөкүмити америкини чаршәнбә күни йәнә давамлиқ тәнқид қилди.
2013-05-07
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 23 - април маралбеши сериқбуя йезисида йүз бәргән вәқә хәлқарадиму бәлгилик инкас қозғиди. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин йүз бәргән иккинчи чоң қанлиқ вәқә дәп қариливатқан сериқбуя вәқәсини хитай даирилири террор вәқәси дәп елан қилған болсиму, әмма уларниң бу сөзи хәлқара мәтбуатларда базар тапалмиди.
2013-05-07
Шаңхәйдики луши мәсчити алдида яймикәшлик билән тирикчилик қиливатқан уйғурлар, 3 - май җүмә күни сақчи, баҗ, шәһәр башқуруш идарә хадимлириниң базардин йолсизлиқ билән қоғлишиға, яймилириниң уруп чиқилишиға қаршилиқ билдүргәнлири думбалашларға учриди, аһанәткә чидимиған уйғур аяллири намайиш қилип һөкүмәт даирилириниң йолсизлиқиға наразилиқ билдүрди.
2013-05-07
5 - Июл вәқәси йүз бәргинигә 4 йил болидиғанға 2 айға йәтмигән вақит қалди. Вәқәдә етилғанларниң аилә тавабиатлири хун һесабини аллаһға тапшуруп, сәвр - тақәтниң күчи билән һаятини давамлаштурмақта.
2013-05-07
Истанбул шәһири тарихта үч чоң мәдәнийәткә саһибханлиқ қилған, явропа билән асияни туташтурған әң қәдимий шәһәр болуш сүпити билән дунядики нурғун даңлиқ шаирларниң диққитини өзигә тартқан, шаирларға илһам мәнбәси болған иди. Өткән ай истанбулда “истанбул сепиллири” уйғурчә қилип ейтқанда “истанбул сепиллири” намлиқ шеирлар топлими нәшр қилинди.
2013-05-07
Японийә баш вәзири шинзо абе 3 - май түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә баш министир рәҗәп таййип әрдоған билән болған учришишта, токйо шәһәр башлиқи иносениң 27 - апрел нюйорк вақти гезитидә қилған ислам әллиригә вә түркийигә болған тәнқидий сөзлири үчүн өзрихалиқ ейтқан.
2013-05-07
6 - Майда алмата шәһириниң султанқорған мәһәллиси кафийханилириниң биригә җәм болған уйғур җамаәтчилики қуран оқуп, азадлиқ, әркинлик, кишилик һоқуқи үчүн шеһит болған қериндашлирини әслиди.
2013-05-07
2013 - Йили 5 - айниң 2 - күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, баш тәптиши абдулһәкимхан мәхсум вә доктор алимҗан буғда қатарлиқ кишиләр әнқәрәгә зиярәткә барди вә түркийә муавин баш министири буләнт аринч, дөләт министири бәкри боздағ қатарлиқ министирлар билән ишханисида айрим - айрим учрашти.
2013-05-07
Йеқинда уйғурчә тор бәтлиридә елан қилинған “йопурға һакимиға йезилған очуқ хәт” намидики 13 маддилиқ тәләпнамә тордашлар арисида муназирә қозғиди.
2013-05-07
Радиомиз хитай бөлими игилигән учурлардин мәлум болишичә,өткән һәптә ички моңғулниң җиявфең шәһригә қарашлиқ баянчорға кәнтидә моңғул чарвичилири билән хитай көчмәнлири оттурсида тоқунуш йүз бәргән.
2013-05-07
Икки ай илгири шаңхәйдә йүз бәргән, нәччә миңлиған өлүк чүшқиларниң хуаңпу дәрясидин еқип келиш вәқәси хитай тор бекәтлиридә һелиму муназирә темиси болмақта.
2013-05-07
Хитайниң ташқи ишлар баянатчиси хуа чүнйиң 7 - май сәйшәнбә күни мухбирларниң соалиға җаваб берип, америка дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин 6 - май күни елан қилинған доклатни“америка, җуңгониң адәттики дөләт мудапиәси қурулуши һәққидә қалаймиқан йәкүн чиқарди” дәп әйиблиди.