Архип
2013-05-06
Шаңхәйдә тирикчилик қиливатқан бир қисим уйғурлар, - 3 май луши мәсчитидә җүмә намизини, 200 дәк сақчиларниң назарити астида оқуған. Мәсчит әтрапида яймичилиқ билән тирикчилик қиливатқан уйғурлар болса,сақчилар вә шәһәр башқуруш хадимлири тәрипидин қопаллиқ билән қоғланған, яйма ачмаслиққа нарази болуп қаршилиқ қилғучиларни сақчилар һәтта иттирип урған, нормал тиҗарити йолсиз тосқунлуққа, кәмситишкә учриған уйғурлар бирликтә намайиш қилип наразилиқ билдүргән.
2013-05-06
Хитай йеқинқи 20 нәччә йилдин буян дөләт мудапиә хам чотини изчил икки рәқәмлик сүрәт билән өстүрүп, бу йил аз дегәндә 114 милярд долларға йәткүзди. Лекин хитай һәрбий хам чотни көпәйтип, һәрбий заманивийлаштурушни тез сүрәт билән әмәлгә ашуруватқан болсиму, бирақ униң һәрбий селинмисиниң очуқ - ашкара әмәслики нурғун дөләтләрни биарам қилип кәлгән.
2013-05-06
Русийә болшевиклар партийиси мәркизий комитетиниң 1921 - йили, 10 - феврал күнидики қарари вә русийә совет сотсиялистик федератип җумһурийити пүтүн русийә мәркизий иҗраийә комитетиниң 21 - април күнидики пәрманиға асасән 1921 - йили, 21 - өктәбир күни москвада совет русийисидики милләтләр вә башқа асия милләтлиридин келип чиққан коммунистик инқилаб рәһбәрлири вә һәрбий - сиясий кадирлирини тәрбийиләш шуниңдәк совет иттипақиниң дуняви тәсирини ашуруш үчүн мәхсус университет - шәрқ коммунистик әмгәкчиләр университети қурулди.
2013-05-06
Мәркизи америкидики “пуқралар күчи” тәшкилати уюштурған “һәр милләт яш рәһбәрлири илмий муһакимә йиғини”ниң 8 - нөвәтлик йиғини27 - апрелдин 30 - апрелғичә тәйвәндә ечилди.
2013-05-06
Шветсийидә яшаватқан уйғур зиялийси доктор әсәт сулайман “муһаҗирәттики уйғурлар өз миллий кимликини қоғдап қелиш үчүн, уйғур тил-мәдәнийитини сақлаш вә кеңәйтишни муһим күнтәртипкә әкелиш керәк”, дәп көрсәтти.
2013-05-06
Доппа байримиңларға мубарәк болсун. Доппа байрими уйғурларниң әнәнивий баш кийими болған доппиниң уйғурларниң кийим - кечәк мәдәнийитидики образлиқ хаслиқини намайән қилиш үчүн пәйда болған байрамдур.
2013-05-06
Маралбешиниң мәлум бир йезисида йеқинда ечилған бир йиғинда вәзиписини орундиялмиған кәнт партком секритарлири вә кәнт башлиқлириға өрә туруш җазаси берилгән.
2013-05-06
Мушу айниң 3 - күни америкиниң ақсарай торбетидә, америкидики хитайлар тәрипидин бир мураҗәтнамә елан қилинди. Мураҗәтнамидә, хитайда буниңдин 20 йил бурун йүз бәргән бир қатиллиқ вәқәси баян қилинип, вәқәдики қатил гумандариниң нөвәттә америкида яшаватқанлиқи паш қилинди.
2013-05-06
4 - Май күни хитай дөләт рәиси ши җинпиң, хитай аләм қатнаш идарисға берип, бу йәргә хитайниң һәрқайси җайлиридин кәлгән мәмликәт дәриҗилик пидаий яшлар гурупписи билән көрүшкән.
2013-05-06
Хитай маралбешида қанлиқ тоқунуш йүз бәргәндин кейин муқимлиқ тәдбирлирини йәнә бир қәдәм илгирилигән һалда күчәйктән вә тәдбиқлаш даирисини кеңәйткән.
2013-05-06
Аптоном районлуқ маарип назаритиниң бир уқтурушидин ашкарилинишичә, үрүмчидә бу йил уйғурларниң алий мәктәпкә емтиһан бериш нисбити нопус нисбитигә нисбәтән 10% төвән болған.
2013-05-05
Йеқинда японийилик тәтқиқатчи умимура әпәндим өзиниң “қәшқәрниң хизмәтчиләр кочиси” намлиқ мақалисини елан қилған. Апторниң мақалисидә қәшқәр шәһириниң тарихтики дуканларға толған кочилири билән һазирқи һалити селиштурулған.
2013-05-05
Уйғур тарихи тәтқиқати узун тарихқа игә болсиму, илмий йосунда елип берилған тарих тәтқиқатиниң тарихи анчә узунға бармайду. Бәзи тарих тәтқиқатчилириниң ейтишичә хитайда 1930 - йиллардин башлап уйғур тәтқиқати елип берилишқа башлиған. 1950 - Йилидин кейин йеңи бир тарих тәтқиқати оттуриға чиққан.
2013-05-05
Қазақистанда тонулған уйғур әдәбиятшунас, тәрҗиман хәмит һәмрайеф рус тилида тунҗи қетим түркий хәлқләр шаирлириниң шеирийәт антологийисини тәйярлап нәшир қилдурди.
2013-05-05
Пәләстин һөкүмитиниң рәиси махмуд аббас рәсмий зиярәт билән 5 - май күни бейҗиңға йетип кәлди.