Архип
2013-05-29
Хитай дөләт кабинети ахбарат ишханиси дүшәнбә күни мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, бу йиллиқ үрүмчи явро-асия йәрмәнкисиниң 2-сентәбир ечилидиғанлиқини елан қилди.
2013-05-29
Ақсарайниң билдүрүшичә, президент обама 7-июн хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән калифорнийә штатиниң ранчо мираҗ базирида көрүшкәндә тор җасуслуқ мәсилисини оттуриға қойиду.
2013-05-29
Японийә кабинет министири суга чаршәнбә күни хитай ташқи ишлар министири ваң йиға җаваб қайтуруп, сенкаку арилиниң японийә туприқи икәнликини, буниң сан-франсиско келишимидә қанунлаштурулғанлиқини, бу арал японийә-мәнчиң уруши вә магүән шәртнамиси имзалиништин аввал японийә земини икәнликини билдүргән.
2013-05-29
Чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә уйғурларниң диний әркинлик әһвали тоғрилиқ йиғин ечилип, президент обаманиң уйғур диний әркинлик мәсилисигә көңүл бөлүши тәләп қилинди.
2013-05-28
25-Май қағилиқта йүз бәргән вәқәму худди маралбеши вә йеңисардикигә охшашла аһалиләр райони хадимлириниң “аилә зиярити” дәп атилидиған өй ахтуруши давамида йүз бәргән.
2013-05-28
Австралийәдики ахбарат васитилири бүгүн хитай тор җасуслириниң австралийә бихәтәрлик идарисигә аит бир қисим мәхпий учурларни оғрилиғанлиқини хәвәр қилғандин кейин, мәзкур хәвәр австралийәдә күчлүк инкас қозғиди.
2013-05-28
Қирғизистанниң пайтәхти бишкәк шәһиридики түркийә-қирғизистан манас университетида 5-айниң 24-күнидин 26-күнигичә “қирғизистан-түркийә мунасивитиниң келәчики” мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини чақирилди.
2013-05-28
Игилишимизчә, хитай һөкүмити уйғурларниң чәтәлләргә чиқишини тосуп уларға паспорт ишләп беришни қийинлаштуруп қалмай, чәтәлгә чиқип кәткүчиләрниң аилә тавабиатлириға аваричилик кәлтүрмәктә.
2013-05-28
27-Майда алматадики “қазақконсерт” залида “аламәт” филим ишләш мәркизиниң уюштуруши билән “уйғурниң йигит султани” намлиқ мусабиқә өткүзүлди.
2013-05-28
Японийәлик оттура асия истратегийә тәтқиқатчиси ишиий өзиниң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әндишиси” намлиқ тәтқиқат мақалисидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң сиясий истратегийилик пилани һәққидә өзиниң бир қатар қарашлирини оттуриға қойған.
2013-05-28
19-Әсирниң ахирқи чарикидин башлап қирим вә қазан татарлири қозғиған җәдитчилик һәрикити мусулманлар дунясида, болупму өз келәчики үчүн издиниватқан түркий хәлқләр топлуқлирида бир мәйдан йеңилаш яки ислаһат елип бериш долқунини қозғайду.
2013-05-28
Мәлум болушичә, бу йил 2-май күни тарим университетидин тутқун қилинған 11 нәпәр оқуғучидин алимҗан, аблимит, дилшат қатарлиқ үч оқуғучи 5-айниң ахириға қәдәр қоюп берилмигән болуп, уларниң ичидики алимҗан исимлик оқуғучи тутқун мәзгилидә тән җазасиға учриған.
2013-05-28
Йеқинқи йиллардин буян уйғур елидики тоғрақ, қейин қатарлиқ тәбиий орман бәлвағлири бузғунчилиққа учрап қуруп кетиш хәвпигә дуч кәлмәктә.
2013-05-28
Даириләрниң уйғур яшлирини хизмәткә орунлаштурмиғанлиқи үстидин әрз қилип бейҗиңға кәлгән қарамайлиқ ата-аниларниң билдүрүшичә, улар бейҗиңда туруватқан он нәччә күндин буян үзлүксиз һалда дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлириниң тәқиб қилишиға учриған.
2013-05-28
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң 27-май күнидики доклатида, американиң F-A 18 типлиқ күрәшчи айропилани, F-35 типлиқ һуҗумчи айропилани шундақла башқурулидиған бомба қатарлиқ бир қисим һәрбий қорал мәхпийәтликлириниң хитай хаккирлириниң һуҗум нишаниға айланғанлиқини билдүрди.