Архип
2013-05-24
23-Май пәйшәнбә күни хитайниң гуаңши өлкиси люҗу шәһиридики йәрлиридин айрилип қалған деһқанлар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз берип, кәнт аһалилири тутқун қилинди. Деһқанлар билән һөкүмәт хизмәтчилириниң вәқә һәққидики баяни пәрқлиқ болди.
2013-05-23
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 23-май елан қилған 2013-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида, уйғур вә тибәтләрниң мәдәнийәт, диний, пикир қилиш вә йиғилиш әркинлики давамлиқ бузғунчилиққа учриғанлиқини илгири сүргән.
2013-05-23
Йеңисардики тоқунушта гумандарниң аяли нуримангүл һашим ериниң үстигә өзини ташлап уни таяқ-тоқмақтин қоғдиған вә бу җәрянда өзиму еғир зәхимлинип, дохтурханида җан үзгән.
2013-05-23
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә давамлаштуруватқан қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш һәрикити, болупму уйғур елиниң җәнубида чекидин ашқан, қанунға хилап, көп хил шәкилләрдә елип берилмақта.
2013-05-23
“мән хитай әмәс” намлиқ мангада бир уйғур қизиниң өз миллитиниң кәчүрмишлирини, тарихини вә мәдәнийитини японларға тонуштуруштин ибарәт бир пүтүн вәқәлик тәсвирләнгән.
2013-05-23
Б д т иҗтимаий, иқтисадий вә мәдәний һәқләр комитети 5-айниң 23-күнидин 25-күнигичә хитайда иҗтимаий, иқтисадий вә мәдәний әһдинаминиң иҗра қилиниш әһвалини тәкшүридикән.
2013-05-23
Уйғур хәлқиниң хитай һөкүмитиниң бастурушиға учрапла қалмай, хитай көчмәнлириниңму зораванлиқиға учриши барғансери әвҗ алди.
2013-05-23
Йеқинқи вақитларда, болупму русийә вә таҗикистанниң аммиви ахбарат васитилиридә хитайға бериветилгән таҗикистанниң тағлиқ бәдәһшан райониға хитай әскәрлириниң киргүзүлгәнлики һәққидә мәлуматлар пәйда болған иди.
2013-05-23
Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити үрүмчи вақти 23-май кәч саәт 20 дә маарип назаритиниң микро блогида туюқсизла “хитай тилида оқуған аз санлиқ милләтләр хитайлар қобул қилинидиған кәсипләргә илтимас қилса, миллити дегән катәкчигә өз миллитини толдурса болиду” дегән уқтурушни чиқирип, әслидики бәлгилимигә түзитиш киргүзүлгәнликини билдүрди.
2013-05-23
Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң ашкарилишичә, даңлиқ саяһәт райони боғда көлигә 40 километир келидиған фукаң шәһири гәнхези базириға йеқинқи 3 йилдин буян сәнши өлкисидин түркүм-түркүмләп хитай көчмәнлири келип йәрләшкән болуп, фукаң даирилири базарниң әслидики 5 миң кишилик аһалисини 50 миңға йәткүзидиғанлиқини елан қилған.
2013-05-23
Америка кеңәш палатаси 20-май дүшәнбә күни йиғин ечип, кәлгүси үч йил ичидә непал вә һиндистандики тибәт мусапирлириға 5000 кишилик көчмән виза беришни қарардин өткүзди.
2013-05-23
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн 23-май күни елан қилған хәлқара кишилик һоқуқ доклатида,2012-йили хитайдики өлүм җазаси берилгәнләр сани 1000 дин ешип, дуняда рекорт яратқанлиқини билдүрди.
2013-05-22
Пакистан ички ишлар министирлиқи вә муштәрәк истихбарат идариси 2011-йили 2-айда пакистан өмәр уйғур вәхпиниң саһиби муһәммәт өмәрхан осман хан вә муһәммәт әкбәрхан осман хан ака-укини чәтәлгә чиқиши чәкләнгән кишиләр тизимликигә киргүзүп қойған иди.
2013-05-22
Йеқинқи йиллардин буян әл юртини тәрк етип чәтәлләргә чиқиватқан уйғурларниң көп қисмини яшлар игилимәктә.
2013-05-22
Бүгүнки күндә әйни вақиттики миллий инқилаб тарихи һәққидә түрлүк көз қарашлар мәвҗут. Буларниң бири совет иттипақиниң бу инқилабқа зади қанчилик тәсир көрсәткәнлики мәсилиси, йәнә бири ғулҗа қатарлиқ җайлардики әйни вақитта болшевиклардин қорқуп қечип кәлгән русларниң бу инқилабқа қатнишиш мәсилисидур.