Архип
2013-07-31
18-Нөвәтлик америка-хитай кишилик һоқуқ диалоги сәйшәнбә күни хитайниң кунмиң шәһиридә башланған болуп, хитай даирилири сөһбәт мәзгилидә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елип, хитайдики кишилик һоқуқ актиплирини назарәт астиға алди.
2013-07-31
Хитай һөкүмити уйғур елидә диний чәклимини мислисиз күчәйтип, уйғур аяллириниң һиҗаб, чүмбәл артишини, пәрәнҗә кийишини чәклигән вә һиҗаблиқ аялларниң аммиви сорунларға, һөкүмәт органлириға киришини, аммиви қатнаш васитилиригә олтурушини мәни қилған иди.
2013-07-31
Пичан лүкчүндә йүз бәргән уйғур пидаийларниң сақчиханиға от қоюп һуҗум қилиш вәқәсидин икки күн кейин, ақсуниң учтурпан базиридиму бир мәйдан қанлиқ тоқунуш йүз бәргән.
2013-07-31
Д у қ рәһбәрлири японийә әркин демократлар партийисиниң рәһбири вә японийә парламентиға тәбрик хети йоллап, шинзо абе башчилиқидики әркин демократлар партийисиниң японийә кеңәш сайлимида ғәлибә қазанғанлиқини тәбриклигән.
2013-07-31
Түркийәниң оттура райониға җайлашқан афйон вилайитидә “шәрқий түркистан вә кәркүк мәсилиси” темисида йиғин чақирилди. Афйонқараһисар яшлар мунбири тәрипидин чақирилған йиғин түркийәниң азадлиқ марши билән башланди.
2013-07-31
Голландийәдики намайиш паалийәтлиридә сәпләрниң алдида маңидиған, җараңлиқ шоарлири билән ғәзәплик чуқан салидиған, бойнида зәнҗир, путида кешән билән һәйвәтлик қәд керип туридиған бир киши бар. Кишиләр уни таһирһаҗим дәйду.
2013-07-31
1930-Йиллардин таки йеқинқи мәзгилләргичә хитайниң ички өлкилиригә “нахша-уссул миллити” дәп тәрғиб қилинған уйғурлар 1990-йиллардин буян хитайдики таратқуларда “бөлгүнчи”, “диний радикал” вә “террорист” қалпақлири билән оттуриға чиқишқа башлиған.
2013-07-31
Хитай даирилири атушта йүз бәргән бир қетимлиқ өй ахтуруш һәрикити кәлтүрүп чиқарған қанлиқ вәқәни мәхпий тутқан болсиму, мәзкур вәқә радиомизда ашкариланғандин кейин, вәқәдә өлтүрүлгән хитай сақчисиға аталған матәм мурасимини хәвәр қилишқа мәҗбур болди.
2013-07-31
Чаршәнбә күни хитайдики бир қисим әрздар вә кишилик һоқуқ актиплири хитай ташқи ишлар министирлиқи алдида намайиш қилип, хитайниң йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини йезишқа қатнишини тәләп қилған.
2013-07-31
Вашингтон сақчи даирилириниң билдүрүшичә, америка пайтәхтидики муһим абидиләргә сир чечип бузғунчилиқ қилған җинайәт гумандари дүшәнбә күни қолға елинған.
2013-07-31
Вашингтон сақчи даирилириниң билдүрүшичә, америка пайтәхтидики муһим абидиләргә сир чечип бузғунчилиқ қилған җинайәт гумандари дүшәнбә күни қолға елинған.
2013-07-31
Филиппин даирилириниң чаршәнбә күни ашкарилишичә, америка разведка айропиланлири талаш-тартиштики деңиз тәвәликидә хитай һәрбий парахотлириниң һәрикитини көзитип, филиппинни муһим учурлар билән тәминләйдикән.
2013-07-30
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүз бәргән вәқәләрни террорлуққа, болупму чәтәлләрдики террор гуруппилириға бағлиши хәлқараниң диққитини тартиватқан әң муһим нуқтиларниң бири.
2013-07-30
5-Июл вәқәсидә хитай һакимийитигә әң садақәтмән болған вә униң үчүн хизмәт көрситип кәлгән уйғурларниңму охшашла зәрбә вә йоқитиш нишани болғанлиқи йүзләрчә пакитлар билән испатланмақта.
2013-07-30
Мубарәк рамзан ейи мунасивити билән 2013-йили 25-июл пәйшәнбә күни мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштурушида истанбулдики уйғурлар үчүн кәң-көләмлик иптар зияпити берилди.