Архип
2013-07-15
Хунән алий сот мәһкимиси бүгүн бир әрздар аялниң юңҗю шәһәрлик әмгәк билән тәрбийиләш комитети үстидин сунған давасиға қарап чиқип, униң әрзини қисмән тәстиқлиған. Сот давагәрниң тәлипи бойичә җавапкар тәрәпни давагәргә 2651 сом төләм төләшкә буйриған.
2013-07-15
Гуаңдуңниң җяңнән шәһиридики аһалиләр җүмә вә шәнбә күнилири намайиш үткүзүп шәһәрдә қурулмақчи болған ядро әслиһәлири фабрикисиға қаршлиқ көрсәткән.
2013-07-14
Америкиниң бишкәктики манас айродромиға җайлашқан һәрбий әшялар транзит мәркизи, йәни һәрбий базисиниң 2014 - йили 11 - июл күни рәсмий тақилидиғанлиқи һәққидә америка билән қирғизистан арисида пүтүшүм һасил қилинған.
2013-07-14
Хоңкоңдин русийигә қечип беривалған, америкиниң дөләт мәхпийәтликини ашкариливетиш билән әйибләнгән едвард сновденниң русийидә сиясий панаһлиқ тилигәнлики һәққидики учурлар пәйда болуп, москва билән вашингтон арисида бу мәсилидә пикир ихтилапи келип чиқан иди. Шәнбә күни русийә тәрәп сновденниң сиясий панаһлиқ тәләп қилғанлиқини инкар қилди.
2013-07-14
Йәкшәнбә күни тәйвән президенти ма йиңҗу америка президенти барак обаманиң америкиниң тәйвәнни хәлқара авиатсийә тәшкилатиға киргүзүш һәққидики қанунни тәстиқлиғанлиқиға рәһмәт ейтти.
2013-07-13
Силәр үчүн тәйярланған программилиримизниң орунлаштурулуши төвәндикичә болиду: алди билән “кәчмиш вә әслимә” сәһиписи үчүн тәйярланған мәхсус сөһбәт хатирисини аңлайсиләр. Андин бир қисим надир шеирларни диққитиңларға сунимиз.
2013-07-13
Һаят риязәтлири күрәш күсәнниң аилисини куча дияридин тәңри тағлириниң шималий етикидики или вадисиға апирип ташлайду. Улар үрүмчидин ғулҗиниң чолуқай йезисиға чүшүрүветилгән тағисиниң қешиға панаһ тартип берип яшашқа башлайду.
2013-07-13
Әтигән ишқа маңғанда яшанған қерилардин он нәччә адәмни ашханида елип қалди. Қалғанлиримиз ормиға маңдуқ. Узун йолда қерилар маңалмиғанлиқтин ашханиниң йенида бағ орушқа елип қалдимикин дәп ойлидим.
2013-07-13
Америкилиқ язғучиниң уйғур қизлири нөвәттә йолуқуватқан иҗтимаий реаллиқ тәсвирләнгән романи - “тал севәт” “ню - йорк вақит гезити” ниң китаб обзори сәһиписидә “хәтәр астидики қизлар” темисида тонуштурулди.
2013-07-13
Хитайда пәйшәнбә күнидин буян давам қиливатқан кәлкүн апитидә 200 дин артуқ адәм өлгән яки йоқалған болуши мумкин икән.
2013-07-13
Америка президенти обама америкиниң дөләт мәхпийитини ашкарилап хоңкоң арқилиқ русийәгә беривалған сновден мәсилисидә хитайдин нарази болғанлиқини билдүрди.
2013-07-12
Йеқинда уйғур елидә мәйданға кәлгән бир қатар наразилиқ һәрикәтлири хәлқара мәтбуатларниң алаһидә диққитини қозғиди. Вәқәләрдин кейин америка вә яврупа иттипақи вә шундақла хәлқара диний әркинлик комитети қатарлиқ нопузлуқ кишилик һоқуқ органлириму баянат елан қилип, хитай һөкүмитини вәқәниң тәпсилатини ашкарилашқа вә уйғурларниң дәрдигә қулақ селишқа чақиришиму вәқәниң әһмийитини ашурди.
2013-07-12
Америка - хитай истратегийә - иқтисад диалоги 11 - июл күни аяқлашти. Сөһбәттә хитайниң ташқи ишлириға мәсул әмәлдари яң җечиниң “уйғурлар вә тибәтләр тарихтики әң яхши шараиттин бәһримән болуватиду” дегән сөзи, көплигән хәлқара мәтбуатларда тилға елинип, уйғур ели вә тибәттә барғанчә яманлишиватқан инсан һәқлири дәпсәнчилики мәсилиси йәнә бир қетим муназирә темисиға айланди.
2013-07-12
Бейҗиңдики америка әлчиханисиниң обаманиң рамизан тәбрикини өз тор бетидә уйғурчә елан қилиши уйғур җәмийитиниң алқишиға еришти. Тәбрикнамә елан қилинип қисқа вақит ичидә уйғур торбәтлиридә, фейсбок қатарлиқ иҗтимаи алақә вастилиридә бәс - бәстә көчүрүлүп бесилишдин башқа, вәтән ичи - сиртидики уйғурлар арисида қол телефонлиридики үндидар арқилиқ кәң көләмдә тарқалди.
2013-07-12
Адаләт вә тәрәққият партийиси түркийә парламентида сөз қилип, мухалип партийиләрниң уйғурлар тоғрисидики әйибләшлиридин өзини ақлиди вә уйғурларға қарита елип бериватқан бир йүрүш хизмәтлири тоғрисида парламентта доклат бәрди һәмдә хитайниң, хәлқара кишилик һоқуқ шәртнамисиниң принсипи бойичә уйғур түрклириниң өз вәтинидә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ өлчими вә түзүми астида, һузур, бихәтәр вә хушаллиқ ичидә яшиши үчүн шараит яртип берииши керәкликини ипадилиди.