Архип
2013-07-23
Йеқинда шиветсийә уйғур маарип уюшмиси билән шиветсийә уйғур комитетиниң идарә һәйәтлири арқа-арқидин шиветсийә һөкүмәт органлириға очуқ хәт йезип, уйғур елидә йүз бәргән қанлиқ вәқәләрниң һәқиқий әһвали һәққидә чүшәнчә бәрди.
2013-07-23
7-Айниң 21-күни кәчтә японийә дөләтлик телевизийә истансиси японийә юқири палата сайлимида японийә әркин демократлар партийиси билән японийә йеңи иттипақдаш партийиси һәмкарлишип бирликтә ғәлибә қилғанлиқини елан қилди.
2013-07-23
26-Июн пичан наһийисиниң лүкчүн базирида йүз бәргән қанлиқ вәқәгә қарита америка һөкүмити баянат елан қилип, бу вәқәгә интайин көңүл бөлүватқанлиқини, хитайниң бу вәқәни очуқ ашкара тәкшүрүшкә дәвәт қилидиғанлиқини билдүрди.
2013-07-23
Хәлқара орал, алтай қәләмкәшләр кулуби илмий муһакимә йиғини 19-июл күни қирғизистанниң пайтәхти бешкәк шәһиридә башланған иди. Йиғинда һәр қайси дөләтләрдин кәлгән қәләмкәшләр һәмдә вәкилләр мақалилирини оқуди һәмдә музакирә қилди.
2013-07-23
Голландийәдики уйғурлар тәшкиллигән бир қетимлиқ иптар зияпитидә җамаәт топи һасил қилиш, миллий вә диний кимликини күчәйтиш үчүн җамаәт болуп яшашниң муһимлиқи тәкитләнди.
2013-07-23
26-Июн пичан лүкчүндә йүз бәргән сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, уйғур аптоном район даирилири учур васитилиригә болған контроллуқни күчәйтип, “торда өсәк сөз тарқатти” дегән баһанидә,торда учур тарқатқанларни җазалиди.
2013-07-23
Рамзан киргәндин буян уйғур елидә, даириләрниң уйғурларниң рамзан мәзгилидики аммиви паалийәтлиригә қаратқан чәклимә вә уқтурушлириниң көпийиши уйғурларниң наразилиқини қозғимақта.
2013-07-23
Хитайдики 400 дин артуқ зиялий бирләшмә мураҗиәт елан қилип, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқ адвокати шү җиюңни қоюп беришни тәләп қилди.
2013-07-23
Хитайниң гуаңши өлкисидә аялиниң қорсиқидики һамилини мәҗбурий чүшүрүшкә нарази болған бир әр 23-июл күни әтигәндә, пичақ билән пиланлиқ туғут хадимлириға һуҗум қилип, икки кишини өлтүрүп, төт кишини яриландурди.
2013-07-23
40 Тин артуқ дөләттә шөбә тәшкилати бар, 1971-йили қурулған “йешил тинчлиқ” намидики хәлқара муһит асраш тәшкилати 23-июл күни доклат елан қилип, хитайдики шенхуа көмүр гуруһини ички моңғулдики су мәнбәсини булғаш билән әйиблиди.
2013-07-22
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң орган нәшрият әпкари “шинҗаң гезити” дә 19-июл бир мақалә елан қилинип, һиҗаблиқ аялларни тәнқид қилған. “қара чүмбәл тақап, пәрәнҗә артиш яхши хаһиш әмәс” намлиқ мәзкур мақалида, бәзи аялларниң кийиниши радикал диний түскә игә, дәп әйиблигән.
2013-07-22
Бир хитай бейҗиң шәһири малйән йолидики кәррифор талла базирида аммиға пичақлиқ һуҗум қилип, икки яшлиқ бовақни өз ичигә алған төт адәмни яриландурған, яридарларниң бири дохтурханида җан үзгән.
2013-07-22
Йеқинқи вақитлардин буян уйғур елидә йүз бәргән бир қатар вәқәләр мунасивити билән русийә мәтбуатлириму уйғур елидики вәзийәт, миллий вә сиясий, иҗтимаий мәсилиләр һәққидә тушмутуштин анализлар елан қилди.
2013-07-22
Түркийәдә оқуватқан мутәллип имин 6-июл күни язлиқ тәтил қилиш үчүн түркийәдин хитайға кәлгән. Әмма у 15-июл түркийәгә қайтиш сәпиридә, бейҗиң айродромида туюқсиз ғайиб болған.
2013-07-22
Бир диндар уйғур яш өз диний әқидиси сәвәблик 6 қетим түрмидә ятқан вә еғир тән җазалириға дучар болған. Һаяти бихәтәрлики җүмлидин өзиниң инсаний һоқуқини қоғдаш йолида көп хорлуқ тартқан бу яш ахири ана юртини тәрк етип башқа әлләргә бешини елип чиқип кетишкә мәҗбур болған.