Архип
2013-07-22
Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин һөкүмәт билән болған мунасивитиниң йеқинлиқи билән тонулған мәмур-сән, йәни түркийә дөләт кадирлири уюшмиси уйғур дәвасиға ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди.
2013-07-22
20-Июл күни германийәниң мюнхен шәһиридики уйғур яш-өсмүр сәнәткарлири шәһәрниң әң ават саяһәт һәм сода мәркизидә оюн көрситип, һәр саһә хәлқниң қизғин алқишиға еришти вә уйғур усули, уйғур сәнәт кийимлириниң гүзәллики билән кишиләрни зоқландурди.
2013-07-22
Шәнбә күни бейҗиң айродромиға чақлиқ орундуқ билән киргән бир киши айродромниң 3-залида бомба партлатқан, партлитишта өзидин башқа кишиләр яриланмиған болсиму, айродромда чоң вәһимә пәйда қилған вә тезла дуня хәвиригә айланған иди.
2013-07-22
Борталаниң аришаң наһийисидә олтурушлуқ салаһидин вә абләт исимлик ака-укилар бүгүн уйғурбиз тор бетидә бир мураҗиәтнамә елан қилди. Мураҗиәтнамә хитай тилида йезилған вә хитай һөкүмитигә қаритилған.
2013-07-22
Маралбешида йүз бәргән сериқбуя, пичанда йүз бәргән лүкчүн вә хотән йүз бәргән ханериқ вәқәлиридин кейин пүтүн дуня мәтбуати хитайниң тәшвиқатини инкар қилип, вәқәниң зулум вә тәңсизликтин келип чиққанлиқини, районда йүз бериватқан қаршилиқ һәрикәтлириниң миллий азадлиқ һәрикити икәнликини баян қилишқан иди.
2013-07-22
Хитай дөләт бихәтәрлик күчлири шәндуңниң җинән шәһиридә яшаватқан туңган язғучи әнрәнни уйғурларға ян басмаслиқ һәққидә агаһландурған.
2013-07-21
Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң йолйоруқиға бинаән д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән д у қ мусапирлар комитети мудири хәйруллаһ әфәндигил әпәнди түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийиси баш катипи һалуқ ипәк әпәнди билән көрүшип, униңға “шәрқий түркистанниң рамазан ейидики вәзийити вә түркийидин күткәнлиримиз” мавзулуқ қисқа доклатини сунди.
2013-07-21
Японийә кейото университетиниң тарих пәнлири профессори сегия масаки әпәнди йеқинда өзиниң “моңғулларниң японийигә һуҗум қилиши вә япон мәдәнийити” намлиқ мақалисини елан қилған.
2013-07-21
Русийә агентлиқлири хитай мәтбуатлиридин нәқил елип, уйғур дияридин 50 тонна алтун записи бар кан байқалғанлиқини хәвәр қилди.
2013-07-21
Японийидә өткүзүлгән парламент сайлимида һазирқи баш министири шинзо аби тәвә әркин демократлат партийиси билән иттипақдашлар партийиси бирликтә парламентниң юқири кеңишиниң сайлимида көп санлиқ беләткә еришип, японийә парламент сайлимида ғәлибә қилиши ениқ икәнлики мәлум болди.
2013-07-21
7 - Айниң 20 - күни америка уйғурлири бирләшмиси пайтәхт вашингтон йенидики фаирфәкс шәһиригә җайлашқан түрк - америка достлуқ җәмийитиниң залида иптар паалийити уюштурди.
2013-07-20
19 - Июл германийә пайтәхти берлиндики түрк җамаити өзлүкидин тәшкиллинип, хитай баш әлчиханиси алдида уйғурлар үчүн намайиш елип барди. Сап түрк байрақлирини көтүргән 250 тин артуқ киши хитай әлчиханиси алдини икки саәт ләрзигә салди.
2013-07-20
Силәр үчүн тәйярланған программилиримизниң орунлаштурулуши төвәндикичә болиду: алди билән “кәчмиш вә әслимә” сәһиписи үчүн тәйярланған мәхсус сөһбәт хатирисини аңлайсиләр. Андин бир қисим надир шеирларни диққитиңларға сунимиз.
2013-07-20
Һәммә ишта синипий тәркиби вә аилә арқа көрүнүшини сиясий өлчәм қилидиған ашу мудһиш йилларда күрәш көсәнниң кәлгүси үчүн елип барған тиришчанлиқлириниң һәммиси бир - бирләп йоққа чиқиду. “аилә келип чиқиши вә сиясий салаһийити пак әмәс” дегән қалпақ униң келәчәккә ташлиған һәр бир қәдимигә һалқип өткили болмайдиған еғир тосалғу пәйда қилиду.
2013-07-20
Мени ашханиға ярдәмлишиш үчүн елип қалди. Ашхана дөңниң үстидә болуп, таң қараңғусидин тартип икки челәк билән әпкәшләп су тошуймән. Әтигәнлик чайдин кейин сайдики етизлиқтин төт тағар яңюни колап елип қол һарвиси билән сөрәп ашханиға елип келимән…