Архип
2013-07-12
Түркийә парламенти инсан һәқлирини тәкшүрүш комитети мудири айхан сәфәр үстүн әпәнди, хитай һөкүмитиниң 26 - июн күни шәрқий түркистанниң лүкчүн базирида елип барған қирғинчилиқни әйибләп: “хитай, һәммә адәм қорқунч һес қилидиған дөләт әмәс, пүтүн дүняниң һөрмитигә сазавәр бир дөләт болушқа тиришиши керәк” деди.
2013-07-12
Германийиниң мюнхен шәһиридики алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизиниң қурулғиниға азкәм 10 йил болди. Һазир бу мәркәздә үч синиптики 60 әтрапида яш - өсмүрләргә уйғур ана тилидин дәрс берилиш билән биргә, ислам әқидилири билән тәрбийиләшни асас қилған уйғур миллий маарипи давам қиливатқан болуп, қолға кәлтүргән нәтиҗиләрдин мюнхен җамаити мәмнун болушмақта.
2013-07-12
Америка ташқи ишлар баянатчиси җәй карнәй түнүгүн йәни пәйшәнбә күни мисир вәзийити һәққидә пикир баян қилип мисирни мусулман қериндашлар тәшкилатиниң әзалирини халиғанчә қолға елишни тохтитишқа чақирди.
2013-07-12
Бейҗиңдики канада әлчиханисиму бүгүн канада баш министири стәпен һарперниң рамзан тәбрикнамисини әлчихана микро блогида уйғурчә елан қилди.
2013-07-12
Гуаңдуң өлкисиниң җяңмин шәһиридә бүгүн 1000 дин артуқ киши намайиш өткүзүп, шәһәр тәвәликидә қурулмақчи болған бир ядро понкитиға наразилиқ билдүргән.
2013-07-12
26-Июн күни пичан лүкчүндә йүз бәргән сақчиханиға от қоюп һуҗум қилиш вәқәсидин кейин лүкчүндә бир қурулушта ишләватқан 90 нәпәр ишчи қурулуш хоҗайининиң тосушиға қаримай юртлириға қайтишқан.
2013-07-12
Бүгүн уйғур аптоном райониниң шавкәт имин вә чең җеңшән қатарлиқ бир гуруппа әмәлдарлири үрүмчи шәһириниң шамалбағ қатарлиқ җайлиридики мәсчитләргә тәкшүрүшкә берип бу мәсчитләрниң бихәтәрлик тәдбирлирини көздин кәчүргән.
2013-07-12
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-07-11
Улуғ рамзан кириши билән, дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар, роза тутуш, иптар вә тарави паалийәтлирини өзлири туруватқан әркин дөләтләрдики мусулман җамаити, вәтәндашлири вә қериндаш түркий милләтләр билән бирликтә елип бармақта.
2013-07-11
Лүкчүн вәқәсидин кейин, қарамай даирилири сирттин қораллиқ сақчиларни йөткәп кәлгән вә икки һәптидин буян толуқ қоралланған әскәр-сақчилар вә тоқмақ көтүргән аманлиқ сақлиғучилар шәһәр кочилирида чарлаш елип бериватқан һаләт шәкилләнгән.
2013-07-11
Д у қ ниң явропа парламентидики вәкили әнвәрҗан вә д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәндиләр 8-9-июл күнлири явропа парламентида зиярәттә болуп, явропа бирликиниң һәрқайси саһә рәһбәрлири билән учришишлар елип барған.
2013-07-11
Мушу айниң 9-күни токйодики мәлум бир йиғилишта японийәлик бир әрбаб 6-айниң 30-күнидин башлап, осакадики хитай консулханисиниң муавин консули қундуз йүсүпниң токйодики хитай әлчиханисиға хизмәткә чүшкәнликини дәлиллиди.
2013-07-11
Сәуди әрәбистан, бирләшмә әрәб хәлипилики вә кувәйт мисирдики мурси һөкүмити ағдурулғандин кейинки һакимийәткә 12 милярд доллар ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди.
2013-07-11
Йеқинда русийә пайтәхти москвадики миклухо-маклай намидики етнологийә вә антропологийә институтида “уйғурларниң календарлиқ байрамлири вә әнәнилири-мәркизий асия хәлқлириниң өрп-адәт мәдәнийити” намлиқ илмий муһакимә йиғини өтти.
2013-07-11
Түркийә милләтчи һәрикәт партийиси тәрипидин түркийә парламентиға, уйғурлар вә кәркөк түркмәнлири учраватқан қәтлиамларни тәкшүрүшкә алақидар тәклип лайиһә сунулди. Җумһурийәт хәлқ партийиси мәзкур тәклип лайиһини қоллайдиғанлиқини билдүрүп парламентта баянат бәрди.