Архип
2013-07-03
Хитай ахбаратидин гуманланған ғәрбликләр уйғур елидә йүз бәргән вәқәләрниң һәқиқий маһийитини билиш вә д у қ ниң вәқәгә қарита инкасини аңлаш үчүн қурултай рәһбәрлирини зиярәт қилишқа көп әһмийәт бәргән.
2013-07-03
Абдурахман абдуреһим радиойимизниң зияритини қобул қилип, өзиниң нурғун дөләтләрни айлинип, әң ахирида түркийәгә йетип келиш җәрянидики кәчүрмишлирини шундақла юрти қәшқәрдики уруқ-туғқанлириниң хитай сақчилириниң һәр хил тәһдитлиригә учриғанлиқини баян қилди.
2013-07-03
Америка дөләт мәҗлисидики “том ләнтос кишилик һоқуқ комитети” “5-июл намайиши” ниң 4 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастурушидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди вә хитай һөкүмитини уйғурларға қаратқан зораванлиқларни дәрһал тохтитишқа чақирди.
2013-07-03
“5-июл вәқәси” ниң 4 йиллиқи йетип келиш алдида, бейҗиң даирилири уйғур елидә бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән. Үрүмчидә қатнаш түгүнлири қамал қилинип, үрүмчигә кирип – чиқидиған барлиқ қатнаш васитилири тәкшүрүлүшкә башлиған.
2013-07-03
Хитай даирилири “5-июл вәқәси” ниң 4 йиллиқ һарписида уқтуруш чиқирип, иҗтимаий алақә васитилиридә пикир баян қилғанлиқи илгири сүрүлгән уйғурларни тутқун қилғанлиқини билдүрди.
2013-07-03
Японийә һөкүмити хитай даирилириниң талаш-тартиштики деңизи тәвәликидә нефит бурғилашқа башлиғанлиқиға қаттиқ етираз билдүргән. Бу һәқтә тохталған японийә ички кабинети рәиси йошиһико суга японийәниң мәзкур қурулушқа җиддий диққәт қиливатқанлиқини ейтқан.
2013-07-03
Мисир һәрбий даирилириниң хитабнамиси билән мисирда бир йилдин буян һакимийәт йүргүзүп келиватқан рәиси муһәммәд мурси ағдурулди.
2013-07-02
Хитай даирилири барғансери җамаити көпийиватқан ханериқтики баламас мәсчити вә күнсери инавити ешип бериватқан имаминиң тәсиридин әндишә қилип, мәзкур мәсчиттә җүмә намизи оқушини чәклигән.
2013-07-02
1-Июндин башлап хитай даирилири уйғур елидә муқимлиқ баһанисидә, уйғурларниң нормал һаяти паалийити, мәдәнийити, етиқади вә пикир әркинликини чәкләйдиған йәнә нурғун йеңи тәдбир вә бәлгилимиләрни чиқарди.
2013-07-02
Японийә ахбарат саһәсидикиләр уйғурлар билән охшаш диндики ислам әллириниң, қериндаш түркий җумһурийәтләрниң уйғур мәсилисигә тутқан сияситидин толиму үмидсизләнди.
2013-07-02
Лүкчүн вә хотән вәқәсидин кейин, дуня мәтбуатлири ялғуз мәзкур вәқәләр тоғрисида учур бериш биләнла чәклинип қалмай, уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити вә хитайниң бесими һәққидиму көплигән анализларни елан қилди.
2013-07-02
Көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң уйғур елидики вәзийәтни контрол қелиш үчүн әмди қандақ йол тутидиғанлиқи, бундин кейинки сияситиниң немә болидиғанлиқи һәққидә охшимиған көз қарашларни оттуриға қоймақта.
2013-07-02
26-Июн турпан вилайити пичан наһийиси лүкчүн базирида йүз бәргән хитай сақчилири билән уйғур пуқралири оттурисидики қанлиқ тоқунуш канада мәтбуатлирида кәңри йәр алди.
2013-07-02
Өткәнки әсирниң 40-йиллири шәрқий түркистанда кәң қанат яйған миллий азадлиқ һәрикитидә вә 90-йиллири оттура асия вә пүткүл дуня миқясида әвҗ елишқа башлиған уйғур миллий һәрикитидә алаһидә рол ойниған шәхсләр көпләп санилиду.
2013-07-02
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити 2-июл күни уқтуруш чиқирип, “террор гумандарлири” ни паш қилғучиларниң мукапатлинидиғанлиқини, террор гумандарлирини йошурғучилар; йенида 15 сантиметирдин узун болған пичақ, партлаш еһтимали бар буюмларни елип йүргүчиләр вә диний радикаллиқ һәққидики учурларни тарқатқучиларниң қаттиқ җазалинидиғанлиқини уқтурған.