Архип
2013-09-30
Үрүмчиниң булақтағ (шүймого) районидики бир хитай бутханисиға шәнбә кечидә от қоюветилгән. Хитайчә яшин ториниң хәвәр қилишичә, вәқәдә адәм өлүш яки ярилиниш һадисиси йүз бәрмигән, әмма вәқәниң намәлум бир киши яки кишиләр тәрипидин садир қилинғанлиқи байқалған.
2013-09-30
“шәрқий түркстанға азадлиқ!”, “хитайлар вәтинимиздин чиқип кәтсун”, “уйғурларға әркинлик”, “хитай уйғурларға елип бериватқан қирғинчилиқни тохтатсун !” чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар өктәбир ейиға мана бу җәңгивар шоарларсиз кирмәйду, йиллардин буян дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурларға охшаш вашингтон вә униң әтрапида яшаватқан уйғурларму - 1 өктәбир хитайниң дөләт байриминиң һарписида, намайиш өткүзүшни әнәнигә айландурған.
2013-09-30
Уйғур биз ториниң 28 - сентәбирдики хәвиридә тор бекитиниң йезиқ тәһрири, мәркизий милләтләр университети магестир аспранти пәрһат халмуратниң 28 - сентәбир күни сәһәр саәт 12 дә, истанбулға меңиш сәпиридә бейҗиң айродромида тутуп китилгәнлики хәвәр қилинған иди.
2013-09-30
Хитайниң сүрийәдики әлчихана бинаси бүгүн исянчилар һуҗумниң зәрбисигә учриған. Ройтрисниң бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, исянчилар атқан бир минамйот дәмәшиқтики хитай әлчиханиси бинасиға тоғра келип, әлчиханиниң ишик вә деризилири чеқилған; әлчихана хизмәтчилиридин бири йеник яриланған.
2013-09-30
Түркийә дөләт мудапиә министирлиқи өткән пәйшәнбә күни баянат елан қилип, өзиниң узун мәнзиллик башқурулидиған бомба һава мудапиә қалқан сестимиси қурулушини бир хитай назук техникилиқ қорал - ярақ ширкитигә һөддигә бәргән иди. Түркийә һөкүмитиниң қарари дуняға наһайити тасадипилиқ туюлған вә зор ғулғула қозғиған.
2013-09-30
8 - Нөвәтлик хәлқаралиқ милләтләр ара түркологийә қурултийи, истанбул университети тил - әдәбият факултети, түркологийә тәтқиқат институтиниң уюштуруши билән 30 - сентәбир дүшәнбә күни истанбул университетиниң қурултай залида рәсмий башланди.
2013-09-30
1949 - Йили снтәбирдә шәрқий түркистан җумһурийитиниң йетәкчилиридин әхмәтҗан қасими башчилиқидики 17 кишиниң айропилан вәқәсигә учрап қаза қилғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалған иди. Бу йил әнә шу хәвәрниң тарқалғанлиқиға 64 йил тошти.
2013-09-30
Түркийә өткән һәптә, тәсис қилмақчи болған узун мусапилик башқурилидиған бомбидин мудапийәлиниш сестимисини бир хитай ширкити билән һәмкарлишип қуридиғанлиқини елан қилған вә буниңға америка вә явропа дөләтлири наразилиқ билдүргән иди.
2013-09-30
9 - Айниң 29 - күни австралийиниң адилайд шәһиридә шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң орунлаштуруши билән адилайд җамаитиниң иқтисадий һәм мәниви җәһәттики қоллашлири билән сетивелинған, австралийидики тунҗи шәрқий түркистанлиқлар өйи паалийәт мәркизиниң ичилиш мурасими өткүзүлди.
2013-09-30
9 - Айниң 28 - күни токйода уйғур ханим - қизлириниң кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрисида доклат сөзләш паалийити өткүзүлгән.
2013-09-30
Бүгүн америка пайтәхти вашимгтон вә униң әтрапида яшаватқан уйғурлар вашингитондики хитай әлчиханиси алдида топлинип хитайниң дөләт байримиға қарши намайиш өткүзди.
2013-09-29
Йәкшәнбә күни пакистанниң пишавур шәһиридә партлаш вәқәси йүз берип, көп адәм өлди вә яриланди.
2013-09-29
1 - Өктәбир күни, хитай хәлқ җумһурийитиниң дөләт байрими мунасивити билән чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири өзлири туриватқан дөләтләрдики хитай әлчиханилири вә консулханилириниң алдида наразилиқ намайиши өткүзидиғанлиқини елан қилди.
2013-09-29
Қазақистан уйғур яшлири бирликиниң тор бетидә көрситилишичә, қазақистанниң алмута шәһиригә җайлашқан җумһурийәтлик уйғур тиятири, йеқинда өзиниң қурулғанлиқиниң 80 йиллиқини хатириләш йүзисидин мәхсус “анархан” драммисини қайта сәһнигә елип чиқишни қарар қилған.
2013-09-29
2000 - 2004 - Йиллири арисида икки милярд 800 миң йүән банка аманәт пулини игиливелиш билән әйиблинип, хитайни зилзилигә салған гавшән, ли доңҗе вә ли доңху қатарлиқ 7 адәм 29 - сентәбир күни харбин шәһәрлик оттура тәрипидин сотланған.