Архип
2015-01-30
Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлики идариси йеқинда уқтуруш чиқирип, үрүмчи нопусидики аһалиләрниң паспорт беҗириштики әң йеңи бәлгилимисини елан қилған.
2015-01-30
“америка авази” радиоси билән “дәвр” журнилиниң хәвиригә қариғанда, америка президенти баррак обама билән тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламаниң йеқинда очуқ-ашкара йүз көришидиғанлиқи билдүрүлмәктә.
2015-01-30
Түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи йеқинда мәхсус бәлгилимә чиқирип, түркийә вәтәндашлиқиға өткән уйғурларниң паспорт вә кимликидә туғулған юртини йезишиға йол қойидиғанлиқини билдүргән.
2015-01-29
Бу йил 71 яшқа киргән, пичан йеңийәрлик ели ришит, 20 йилниң алдида кичик бир иҗтимаий җидәлгә четилип қелип тутқун қилинған, сорақ вә қийнаш давамида униң бир көзигә ток калтәк тегип, шу көзи кардин чиққан.
2015-01-29
Өткән йили 12-айниң әң ахирқи һәптисидә 3 яшлиқ мусапир бала абдулланиң тайландтики бир дохтурханида 53 күн ялғуз йетип аләмдин өткәнлики хәвәр қилинған иди.
2015-01-29
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 2015- йиллиқ доклатида уйғур илиниң өткән йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә тохтилип, 2014-йили уйғур или вәзийитиниң давамлиқ җиддийләшкәнликини билдүрди.
2015-01-29
Түркийә баш министирлиқиға қарашлиқ ташқи түркләр вә қериндаш милләтләр башқармисиниң тор бетидә билдүрүшичә, түркийә оқуш мукапати 2015-йиллиқ магистир вә докторлуқ оқуш илтимаси феврал ейида башлинип, илтимас вақти 30 күн давамлишидикән.
2015-01-29
28-январдин башлап токйода зиярәттә болуватқан д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханим йетәкчиликидики вәкилләр өмикидики қурултай баянатчиси дилшат решит бүгүн японийәдики ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадириниң зияритини қобул қилди.
2015-01-29
Йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә йүз бериватқан қаршилиқ һәрикәтлири һәққидә тохталған германийәдики уйғур паалийәтчи аблимит турсун, буларниң һәммисиниң уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң бир қисини икәнликини билдүрди.
2015-01-29
Йеңи йил киргәндин буян, хитай мәтбуатлири 1989-йили қаза қилған хитай компартийәсиниң сабиқ баш секретари ху явбаң туғулғанлиқиниң 100 йиллиқи дөләт тәрипидин дағдуғилиқ хатирилинидиғанлиқини һәққидики мәлуматларни тарқатти.
2015-01-29
Өтмүштин мәлумки, болупму өткәнки әсирниң башлиридин тартип та 90-йиллириғичә дуняда бир-биригә қариму-қарши икки сиясий система, йәни сотсиялизм вә капитализм түзүмлири мәвҗут болуп кәлгән иди. Бу қаршилиқ нәтиҗисидә дуня атом уруши хәвпигә дучар болди.
2015-01-29
Явропада тонулған уйғур рәссам мәрвайит ханимниң бултур 30-ноябир германийәниң мюнхен шәһиридә башланған хәлқаралиқ рәсим көргәзмиси 27-январ мувәппәқийәтлик аяғлашти.
2015-01-29
Хитайниң һөкүмәт хәвәр мәнбәлиридин ашкарилинишичә, уйғур ели даирилири 2015-йилдин башлап, янфон вә компютерларни кимлик бойичә тизимлитип, сетиш-сетивелиш түзүми йолға қоюлидиғанлиқини җакарлиған. Даириләр йәнә вә бу бәлгилимини түзүштики мәқсити зиянлиқ учурларни тарқитишниң алдини елиш икәнликини билдүргән.
2015-01-29
Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, 2014-йили хитайда өзини өлтүрүвалған һөкүмәт әмәлдарлириниң нисбити алдинқи йиллардикидин көпәйгән болуп, буларниң зор көпчилики парихорлуқ, хиянәтчилик қилмиши тәкшүрүлгәнләр икән.
2015-01-29
Америкидики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин әркинлик сарийи 28-январ чаршәнбә күни 2014-йиллиқ доклатини елан қилди. “демократийәдин ваз кечип мустәбитликкә қайтиш”намлиқ доклатта хитайниң “әркин болмиған дөләт” категорийәсигә киргүзүлүши диққәт қозғиди.