Архип
2015-01-07
Чаршәнбә күни, җаң чүншйән “хитай күндилик гезити” дә мақалә елан қилип, районниң “бөлгүнчиликкә қарши җиддий көрүшкә дуч келиватқанлиқи” ни язған вә 2015-йилиму уйғур елидә бастуруш сиясәтлириниң охшаш шәкилдә давам қилидиғанлиқидин шәпә бәргән.
2015-01-07
Хәвәрләргә қариғанда, хитайниң сабиқ җ х министири җов йоңкаң үстидин турғузулған чериклик делоси әдлийә органлириға рәсмий тапшурулған.
2015-01-07
6-январ, уйғур елиниң һәр қайси җайлиридин келип үрүмчигә чақирип келингән 8 нәпәр нопузлуқ диний зат “партийә вә һөкүмәтниң үмидни йәрдә қоймаслиқ” һәққидә вәдә бәргән. Уйғурларниң диний етиқад әркинлики еғир чәклимигә учраватқан бир мәзгилдә, бу аталмиш диний затларниң “партийә билән бир сәптә туруш” һәққидә вәдә бәргәнлики диққәт қозғиди.
2015-01-07
7-январ фирансийәдин чиқидиған “чарлий һәбдо” журнилиниң париждики ишханиси террорлуқ һуҗумиға учрап, аз дегән 12 адәм өлтүрүлди, бир нәччә киши яриланди.
2015-01-06
Аримизда елнур ханимға охшаш туюқсиз кәлгән бәхтсизлик, тәқдирниң қийин синақлириға аҗайип җәсурлуқ билән тақабил туридиған ғәйрәтлик анилар бар.
2015-01-06
Игилишимизчә, тайландта тутуп турулуватқан мусапирларниң һазирқи реал әһвали көплигән кишиләр вә саһәләрниң диққитини чекиватқанлиқи мәлум.
2015-01-06
Кейинки, айларда шәрқий җәнубий асия арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғур аилиләргә 100 өй тәсис қилинип, бир қору җайға орунлаштурулди.
2015-01-06
Мәлум болушичә, йеқини йиллардин буян һәрхил қачақ йоллар билән түркийәгә келип йәрләшкән уйғурлар хели салмақни игиләйдиған болуп, буларниң көп қисимни аяллар вә балилар тәшкил қилидикән.
2015-01-06
Йеқинда японийә “войис ин” нәшрияти тәрипидин әнглийәлик шәрқшунас тәтқиқатчи ечан деравйниң “шәрқниң бүйүк пәйласопи- мәвланә җалалидин руми” намлиқ китаби нәшр қилинди.
2015-01-06
Бүгүн қазақистан уйғур әдәбиятиниң шеирийәт саһәсидә иҗад қилип келиватқан шаирәләр көп болмисиму, әмма уйғур шеирийитиниң мәзмун даирисини бейитип, униң тәрәққиятиға бир кишилик төһписини қошуватқан деһқан шаирәләр йоқниң орнида.
2015-01-06
6-январ “йәр шари вақти” гезитидә елан қилинған “җуңгодики яхши тордашлар қандақ өлчәмләргә игә болуши керәк?” сәрләвһилик мақалидә тилға елинған “50 тийинлиқ” язармәнләрни қоллаш чақириқи инкас қозғиди.
2015-01-06
5-январ күни, уйғур аптоном район даирилири интизамға хилаплиқ қилған һөкүмәт әмәлдарлиридин йәнә төтиниң исмини елан қилди.
2015-01-06
Бейҗиң даирилири 3-январ күни “җәмийәт иқтисади тәтқиқат орни” намлиқ аммиви тәшкилатниң саһиби, хитай зиялийси го йүшәнниң “қанунсиз тиҗарәт қилиш” билән әйиблинип, рәсмий қолға елинғанлиқини уқтурған.
2015-01-06
Америкида чиқидиған хәлқараға мәшһур “валл стрет журнили”да 6-январ елан қилинған “хитай империйисиниң чеграсида от көймәктә” сәрләвһилик мақалидә, уйғур вәзийити вә илһам тохти алаһидә тилға елинип, бу мәсилиләрниң хоңкоң вә тәйвән мәсилисигә қошулуп хитай һөкүмитиниң бешини ағритиватқанлиқи илгири сүрүлди.
2015-01-06
Хитай даирилири тәрипидин “дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш җинайити” билән әйиблинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохтиниң аяли гүзәлнур, адвокатлар арқилиқ уйғур аптоном районлуқ 1-түрмә даирилиридин ери илһам тохтини йоқлаш һоқуқини тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.