Архип
2015-01-02
Америка дөләт ишлар министирлиқи гугол елхәт алақисиниң тосуп қоюлғанлиқиға инкас билдүрүп, хитайда ипадә әркинлики давамлиқ бузғунчилиққа учраватқанлиқидин әндишә қилимиз, деди. Гугол ширкити хитайниң 26-декабирдин бери гугол елхәт алақисини тосуп қойғанлиқини елан қилған.
2015-01-02
Шаңхәй даирилири йеңи йил кечиси шаңхәй вәйтәндә йүз бәргән патпарақчилиқниң доллар талишип келип чиққанлиқини рәт қилған. Шаңхәй җ х даирилириниң илгири сүрүшичә, доллар чечиш вәқәси парпарақчилиқтин кейин йүз бәргән.
2015-01-02
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2015-01-01
31-Декабир күни кәчқурун америкидики уйғур җамаәтчилики пайтәхт вашингтон әтрапидики файрфакс районида җәм болуп 2015-йилини дағдуғилиқ күтүвалди.
2015-01-01
Нөвәттә, хитайда дөләтни қанун билән башқурушни оттуриға қоюлуп, қанунчилиқ кәң тәрғиб қилиниватиду. Бирақ бәзи кишилик һоқуқ адвокатлириниң көрситишичә, хитайниң қанун билән башқуруш дегини, ғәрбниң қанун билән башқуруш чүшәнчиси оттурисида зор пәрқ бар.
2015-01-01
Сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди, уйғурларниң тарихтин буян дин билән сәнәтниң мунасивитини тоғра бир тәрәп қилип кәлгәнликини оттуриға қойди вә бу җәһәттә уйғурларниң хитайниң йетәклишигә һаҗити йоқлуқини илгири сүрди.
2015-01-01
Түрмә даирилири 2015-йил 6-айниң 15-күнигә қәдәр илһам тохти әпәндиниң аилиси вә башқа уруқ-туғқанлириниң түрмигә келип уни йоқлишиға вә кийим-кечәк әвәтишигә рухсәт қилинмайдиғанлиқини аяли гүзәлнур ханимға язма шәкилдә уқтуруш қилған.
2015-01-01
Японлар йеңи йилни өзигә хас болған миллий өрп-адәтлири асасида қутлишиду. японийәдики уйғурлар болса, бир йәргә топлишип, һәр-хил сәнәт номурлирини орунлаш, юрт маканлири һәққидә сөһбәтлишиш паалийәтлири җәрянида өгиниш, тәтқиқат, турмуш вә башқа җәһәттә өз-ара пикирлишиду.
2015-01-01
Қазақистанда көплигән талантлиқ уйғур нахшичилири, муқамчилири йетилип чиққан болуп, улар башқа мәмликәтләрдиму кәң тонулған иди. Әнә шуларниң бири нуралим варисофтур.
2015-01-01
2014-Йили уйғурлар үчүн қандақ бир йил болди? уйғурлар һәққидә түркийәдә немиләр болди? түркийә мәтбуатлири вә аммиви җәмийәтлири уйғурларниң әһвалиға қарита қандақ позитсийиләрдә болди?
2015-01-01
Уйғур аптоном райониниң биринчи қол башлиқи җаң чүншйән 31- декабир елан қилған йеңи йиллиқ нутқида “муқимлиқни сақлаш” вә аталмиш “диний ашқунларға зәрбә бериш” аталғусини әң көп тилға алған.
2015-01-01
Хитайниң санаәт ишләп чиқириш миқдари декабирда 2014- йилидики әң төвән чәккә чүшкән.
2015-01-01
Японийә баш вәзири шинзо абе 1- январ елан қилған йеңи йиллиқ баянатида японийидә ислаһат елип берип, иқтисадни илгири сүрүш һәққидә вәдә бәрди вә буниң 2- дуня урушидин буян японийидә йолға қоюлидиған әң кәскин ислаһат икәнликини тәкитлиди.
2015-01-01
31- Декабир шаңхәйдики йеңи йилни тәбрикләш паалийитидин келип чиққан патипарақчилиқта 36 адәм өлгән, 47 адәм яриланған.