Архип
2015-01-29
Хенән әняң шәһиридә 27-январ күни 400 дин артуқ қурулуш ишчиси иш һәққини тәләп қилип, коча айлинип намайиш қилди. Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, намайишниң давами тоқунушқа айланған. Шәһәрлик һөкүмәт әвәткән сақчилар намайиш башламчисини тутқун қилған. Ишчилардин бирқанчиси сақчилар тәрипидин уруп яриландурулған.
2015-01-28
Буниңдин 6 йиллар илгири кәлпин наһийисидә тутқун қилинған вә 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған аблимит қари һаҗимниң нөвәттә үрүмчидики мәлум түрмидә җаза муддити өтәватқанлиқи мәлум.
2015-01-28
Йопурғиниң байават йезилиқ парткомниң хитай секретари кәнт секретарлириға, әгәр қайси кәнт қурулуш һөддигәрликини хәнзуларға бәрмисә, дөләтниң әмин өй қурулуши санини шу кәнткә бәрмәйдиғанлиқини ашкара ейтқан.
2015-01-28
2014-Йили хитай чеграсини бузуп чәтәлләргә қачқан уйғурлар сани вә уларниң немә үчүн хитайдин қечишқа мәҗбур болуши, нөвәттә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара җәмийәт диққәт қиливатқан мәсилиләрниң биригә айланмақта.
2015-01-28
Шәрқий җәнуби асия дөләтлири арқилиқ қәйсәригә келип җайлашқан бир уйғур, хитайниң диний чәклимилири вә башқа бесимлири түпәйлидин қечишқа мәҗбур болғанлиқини, түркләр уйғурларниң қериндиши болғачқа түркийәни таллиғанлиқини баян қилди.
2015-01-28
28-январ чүштин кейин японийә вақти саәт 3:00 дә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим токйодики нарита айродромиға йетип келип көплигән япон вә уйғурларниң қарши елишиға еришти.
2015-01-28
Қазақистан уйғурлири өзлириниң тарихий вәтинидин үзүлүп турғиниға қаримастин, өтмүш тарихини, тилини, миллий өрп-адәтлирини сақлап қелиш йолида көплигән паалийәтләрни уюштурмақта.
2015-01-28
Юқири дәриҗилик бир нәпәр америка дипломатийә әмәлдари чаршәнбә күни бейҗиңда хитайниң ахбарат әркинликидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
2015-01-28
Әркинлик сарийи чаршәнбә күни доклат елан қилип, 2014-йили дуняда демократийә, әркинлик әһвали интайин начар әһвалға чүшүп қалғанлиқини билдүрди. Доклатта көрситишичә, хитай өткән йили террорлуқни баһанә қилип, тинч уйғур өктичилирини давамлиқ бастурған.
2015-01-28
Канада бейҗиңда турушлуқ канада әлчиханисиниң хитай компартийәси 1989-йили тйәнәнмин һәрикитини бастурған мәзгилдә оттаваға йоллиған бәзи дипломатик архиплирини ашкарилиди. Бәзи архипларда хитай компартийәсиниң “һәйран қаларлиқ чериклики” оттуриға қоюлған.
2015-01-28
Хитай даирилириниң ашкарилишичә, уйғур елиниң 2014-йиллиқ иқтисади тәрәққият сүрити 2013-йилқидин 1.1 Пирсәнт астилиған. Уйғур аптоном районлуқ статистика идарисиниң ашкарилишичә, иқтисадниң тәрәққият сүрити 2014-йили 10% гә чүшкән.
2015-01-28
Хитай даирилири 2014 - йили уйғур ели һава райи келиматида “тарихта әң еғир вәзийәт” шәкилләнгәнликини, қурғақчилиқ,,кәлкүн, қум борини, шивирғанлиқ қар апити қатарлиқлар әң көп йүз бәргәнликини билдүрди.
2015-01-28
2014 - Йили уйғур елида елип берилған аталмиш “бир йилға созулған қаттиқ зәрбә бериш һәрикити”дә қәшқәр қатарлиқ җәнубий уйғур районидики вилайәтләр нуқта қилип тутулған. Пәқәт қәшқәр вилайитидила 148 қетим “қаттиқ зәрбә бериш һәрикити” елип берилған.
2015-01-28
Тибәт аптоном районида 15 нәпәр тибәт кадирға “далай ламаға ахбарат йәткүзгән” дәп чарә көрүлди.
2015-01-28
Хәлқара мухбирлар тәшкилати 26 - январ дүшәнбә елан қилған хоңкоңниң 2014 - йиллиқ мәтбуат әркинлики доклатида, 2014 - йили хоңкоңниң мәтбуатлири “пәрдә арқисидики намәлум қара қолниң контрол қилишиға учраватқан әһвал еғирлашқан” лиқини тилға елип, хоңкоңда мәтбуат әркинликиниң чекингәнликини билдүрди.