Архип
2015-12-22
Тибәт аптоном райониниң сабиқ партком секретари чяңба пунког хитай һөкүмитини етник районлардики миллий кәмситиш мәсилисидә агаһландурған.
2015-12-22
19-Вә 20-декабир алматаниң заря востока мәһәллисигә җайлашқа профессор мурат һәмрайеф намидики 150-оттура мәктәптә билим фестивали өткүзүлгән.
2015-12-21
Хитай йеқинқи хәвәрлиридә тәслим болған көмүркан һуҗумчилиридин турғун әмәтниң аилиси тәрипидин сақчиға тапшурулғанлиқини ашкарилиғандин кейин мухбиримиз гумандар турғун әмәтниң кимлики һәққидә ениқлаш елип барди.
2015-12-21
Хитай һөкүмити өзиниң террорлуққа қарши туруш йеңи қолланмисиға бәзи өзгәртишләрни киргүзүп, хитайниң мәмликәт миқяси вә уйғур районида террорлуққа қарши туруш һәрикитини давамлиқ күчәйтидиғанлиқини елан қилди.
2015-12-21
Йәкшәнбә күни йүз бәргән хитайниң шенҗен шәһиридики тағ гүмүрүлүш вәқәсидә көп санда туралғу бинаси зиянға учрап бир қисим биналарниң патқақ астида қелип, 90 дин артуқ кишиниң йоқап кәткәнлики хәвәр қилинған иди.
2015-12-21
12-Айниң 19-күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики илҗи меһманханисида түрк дуняси аммиви тәшкилатлар мунбириниң низамнамиси тоғрисида музакирә елип берилип, түзитиш киргүзүлгәндин кейин қобул қилинди.
2015-12-21
Японийә фалуңгуң тәшкилати кюшу шөбисиниң мәсули пяв луңхе әпәнди нөвәттики уйғур, тибәт җүмлидин хитайдики аз санлиқ милләт мәсилиси һәққидә тохталди.
2015-12-21
Қарамай районидики мәсчитләрдә йәрлик даириләр тәйярлап бәргән хутбә мәзмунини имамлар җүмә күни җамаәткә оқуп беридиғанлиқи инкас қозғимақта.
2015-12-21
Йеқинда, йәни қазақистан мустәқиллиқи күни һарписида мәмликәтниң иҗтимаий, иқтисадий, мәдәний тәрәққиятиға қошқан салмақлиқ төһписи үчүн бир қатар уйғурлар юқири мукапатларға еришти.
2015-12-21
Ғәрб сиясий анализчилири, вийетнамниң әскирий қуввәтлирини күчәйтиватқанлиқини, қудрәтлик қошниси хитайға тақабил туруш үчүн, бар күчи билән әскирий қуввәтлирини заманивилаштурушқа тиришиватқанлиқини тәкитләшмәктә.
2015-12-21
Үндидар вә фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқулардин мәлум болушичә, “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китабниң аптори қурбанҗан сәмәт чәтәлдики тәшвиқат сәпиридин қайтишида бейҗиң айродромида тутуп қелинип хитай сақчилириниң сорақ-соаллириға дуч кәлгән.
2015-12-21
“тибәт авази” ториниң хәвиригә қариғанда, америка дөләт мәҗлиси бүгүн америка малийә министирлиқиниң 2016-йиллиқ хамчот пиланидин 6 милйон доллар аҗритип муһаҗирәттики тибәтләргә ярдәм беришни тәстиқлиған.
2015-12-21
“җуңго хәвәр тори”ниң хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқидин игилигән хәвиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмити лю йөҗинни муавин министир дәриҗилик террорлуққа қарши тунҗи комиссарлиққа тәйинлигән.
2015-12-21
Шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, 20-вә 21-декабир күнлири хотән вилайитиниң гума наһийисидә икки қетим йәр тәвригән.
2015-12-21
Хәлқ ториниң хәвиригә қариғанда, 18-декабир күни хитай маарип министирлиқи “оттура, башланғуч мәктәпләр дәрсликлиридин мав зедуң қатарлиқлар һәққидики текистләр чиқириветилиду” дегән хәвәрниң ялғанлиқи һәққидә баянат бәргән.