Архип
2015-02-25
Уйғур илиниң маралбеши наһийәсидә 24 - феврал еғир қатнаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 22 адәм өлгән, 38 адәм яриланған. 24 - Феврал шу йәрниң вақти кәч саәт 9:30 ға аз қалғанда, ақсу - қәшқәр тез сүрәтлик таш йолиниң маралбеши наһийәсидики бөлүкидә бир йолучилар аптобуси ағдурулуп кәткән.
2015-02-25
Хитай хәлқ қурултийи даими комитети чаршәнбә күни хитайниң “террорлуққа қарши туруш қанун лайиһәси”ни қурултай әзалириниң рәсмий музакирисигә қойған. Мәзкур қанун лайиһәси кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап, қанун лайиһәсидә бәзи радикал сөз вә пикирләрниң террорлуқ катигорийәсигә елинғанлиқини әйиблигән иди.
2015-02-25
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати чаршәнбә күни дуня дөләтлириниң өткән бир йилдики кишилик һоқуқ вәзийити баһалап чиқилған йиллиқ доклатини елан қилди.
2015-02-25
Шинҗаң хәлқ нәшрияти тәрипидин 1990 - йили нәшр қилинған “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ китаб хитай һөкүмитиниң уйғур тарихини қандақ шәрһиләштики сиясий қелипини бекитип бәргән.
2015-02-25
Түркийә һөкүмити хитай пуқралириниң тор арқилиқ виза (E - Visa) елип түркийәгә кириши тоғрисидики бәлгилимисигә өзгәртиш киргүзди.
2015-02-25
Абдувәли турсун әпәнди қош тил маарип сияситиниң уйғур оқуғучиларниң билим елиши вә өсүп йетилишигә шундақла йәсли маарипиниң хитайчилаштурулишиниң уйғурларға елип келиватқан зиянлири һәққидә тохталди.
2015-02-25
Игилишимизчә, 24 - феврал әтигәндә японийә һөкүмити ичкий кабинети уйғурлар мәсилиси тоғрисида парламентқа вә төвән палатаға язма доклат сунған дипломатийә вә дөләт мудапиә комитети әзаси казуюки хамадаға җаваб тәриқисидә тәйярлиған язма доклат қарарини елан қилған.
2015-02-25
Ана тилини сақлап қелиш, өз кимликини сақлап қелиш икәнликини чүшәнгән муһаҗирәттики уйғур ата-анилар пәрзәнтлирини тәрбийиләштә уйғур тилини чиң тутушқа әһмийәт бәрмәктә.
2015-02-25
Мәлумки, 1999 - йилниң 17 - ноябир күни билим, пән вә мәдәнийәт мәсилилири бойичә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш илмий муһакимә йиғини хәлқара ана тил күнини җакарлиған болуп, 2000 - йилдин буян һәр йили 21 - февралда тил байрими давам қилмақта.
2015-02-24
17 - Феврал бай яқаериқ вәқәсидә сақчи башлиқи қасим имирниң қолидики қорални елип қачқан әр - аял пидаийлардин аблиз абла вә азадәм нур вәқәдин үч күн кейин әсиргә чүшкән; мәлум болушичә аблиз абла яқериқ йезисиниң ақ гүмбәз кәнтидә, азадәм нур ақсу шәһиридики кона айропланхана дәп атилидиған бир аһалиләр районида тутқун қилинған.
2015-02-24
Иҗтимаий таратқуларда өткән йилиниң ахирида үрүмчи әтрапидики “1 - авғуст полат - төмүр завути” да газ чиқип кетип, бирқанчә уйғур ишчиниң өлгәнлик хәвири тарқалған иди.
2015-02-24
Муһаҗирәттики уйғурлар пәрзәнтлириниң яд әлләрдики башқа милләтләргә сиңип кетишиниң алдини елишта, уларниң өз тили вә милли кимликни сақлашта алди билән пәрзәнтлиригә уйғур ана тил тәрбийисини күчәйтишниң һәммидин зөрүрлүкини тонуп йетип, түрлүк шәкилләрдә ана тил тәрбийиси елип беришқа тиришмақта.
2015-02-24
Америка һөкүмити өткән һәптә зовраван әсәбийликкә қарши туруш алий йиғиниға саһибханлиқ қилип, һәрқайси дөләт вәкиллири билән бирликтә зораванлиқ вә әсәбийликкә қарши турушниң йоллирини музакирә қилған иди. Америкиниң бу мәсилидә хитайниму өз ичигә алған һәрқайси дөләт һөкүмәтлири билән һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқи һәққидә хәвәрләр чиққан. Мәзкур хәвәр кишилик һоқуқ органлирини әндишигә салди. Улар америкиниң хитай һөкүмити билән бу мәсилидә һәмкарлишишиниң тоғра болмайдиғанлиқини агаһландурди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия ишлири дериктори софи ричардсон бу һәқтә мәхсус мақалә елан қилип, америка һөкүмитини хитай билән әсәбийликкә қарши туруш мәсилисидә һәмкарлашқанда сәзгүр болуп, хитайниң уйғурларни бастурушиға янтаяқ болуп қалмаслиққа чақирди.
2015-02-24
“рабитул аләмин ислам”, йәни дуня ислам тәшкилатиниң тәклипигә бинаән д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса вә америка, австирийә, финландийә, қазақистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән вәкилләр сәуди әрәбистанниң мәккә шәһрийә чақириливатқан “хәлқара терроризмға қарши туруш йиғини”ға қатнашмақта.
2015-02-24
1999 - Йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, пән - мәдәнийәт комитети тәрипидин һәр йили 21 - феврал күнини “ана тилни қоғдаш күни” тәриқисидә хатириләш қарар қилинған иди.